Йәшая 49:1—26
49 Мени аңлаңлар, араллар вә жирақтики хәлиқләр,
Қулақ селиңлар! Йәһва мени мән туғулуштин
Авал чақирған еди. Анамниң қосиғидин У
Мени исмим бойичә атиди.
2 У еғизлиримни өткүр қиличтәк қилип, Өз
Қолиниң сайисида мени сақлатти. У мени
Учлуқ оқ қилди һәм Өз оқданида сақлиди.
3 У маңа: «Исраил, сән Мениң қулум, сениңда
Мән мәдһийилинимән»— дегәнди.
4 Мән болсам: «Мән бекарға әмгәк қилдим.
Һечбир пайдисиз күч-қудритимни сәрип қилдим.
Лекин мениң ишим Йәһва алдида,
У — мениң Сотчим һәм мениң маашим
Мениң Худайимимда»,— дәттим.
5 Әнди болса, Йәһва қосақта болғинимдин тартип,
Мени хизмәткари қилған. Униңға Яқупни
Қайтуруп әкелишни вә Исраилни жиғишни
Маңа буйриди. Мән Йәһва Рәббимниң көзидә
Муһим һәм Тәңрим мениң қувитим болиду.
6 У мундақ деди: «Сән пәқәт Яқупниң қәбилилириниң
Тиклинишидә һәм аман қалған исраиллиқларни
Қайтуришидә қулумла болмайсән, бәлки
Мән сени хәлиқләр үчүн йоруқлуқ қилимән.
Мән һәдийә қилидиған қутқузулуш зиминниң
Чәт-чәтлиригә йейилиши үчүн бу лазим».
7 Мана, немини Исраилниң Сетивалғучиси, униң Муқәддәс Худайи Йәһва адәмләр тәрипидин тәңситилмигән, хәлиқләр өч көргән һөкүмранларниң қулиға дәйду:
«Падишалар көрүп, орнидин туриду вә бәгләр
Дайим садиқ Йәһваға шәрәп кәлтүрүп,
Тизлиниду. Улар буни сени таллиған
Исраилниң Муқәддиси үчүн қилиду».
8 Йәһва мундақ демәктә:
«Илтипат күни кәлгәндә Мән сени
Аңлидим вә ниҗат күнидә саңа
Ярдәм беримән. Мән сени күзитип, Өзәм
Һәм кишиләр ара келишим қилимән.
Йәрни харабилиқтин тикләп, мирасхорлиримға
Вәйран қилинған несивини қайтуруш үчүн.
9 Зиндандикиләргә: “Чиқиңлар!” вә зулмәттә
Олтарғанларға: “Йоруққа чиқиңлар!”— дәймән.
Улар йолларниң бойида отлайду,
Һәрбир дөңдә яйлақлар болиду.
10 Улар әнди ач қалмайду һәм уссимайду,
Уларни аптап вә қуяш көйдүрмәйду.
Чүнки уларни елип жүргүчи рәһимдил болуп,
Суларниң булақлириға йетәкләйду.
11 Мән барлиқ тағлиримни йолға айландуримән
Вә Мениң йоллирим егиз ятиду.
12 Мана, кишиләр жирақтин келиватиду,
Бирлири шималдин һәм ғәриптин,
Башқилири Сеним йеридин кәлмәктә».
13 Әршләр, тәнтәниләңлар һәм йәр, шатлан!
Тағлар күлүп, хошаллиғидин вақирисун,
Чүнки Йәһва Өз хәлқигә тәссәлли бәрди.
У азап чәккәнләргә шәпқәтликтур.
14 Лекин Сионниң қизи мундақ дәйду:
«Йәһва мени ташлиди, Йәһва мени унтуди!»
15 Ана бовиғини унтуп қаларму?
Туққан оғлини айимамду?
Һәтта у унтуп қалсиму,
Мән һәргиз сени унтумаймән!
16 Мана, Мән сени алиқинимда сизап қойдум.
Дайим мениң көз алдимда сениң сепиллириң.
17 Оғуллириң саңа алдираватиду. Сени бузуп,
Чөлдәрәткәнләр болса, сәндин бирәтола кетиду.
18 Көзлириңни көтирип, өп-чөрәңгә қарап бақ.
Оғуллириңниң барлиғи жиғилмақта.
Улар саңа келишти. «Мән тирик!— дәйду
Йәһва Худа. — Сән уларни өзәңгә
Зебу-зенәтләрдәк тақайсән,
Той қизидәк улар билән бағлинисән.
19 Гәрчә сән харабилириң вә чөллириң арисида
Олтарсаңму, әнди барчә турғунлириңни
Сиғдуралмайсән. Сени йегәнләр сәндин
Нери кетиду, әнди йеқинлашмайду.
20 Балилириңни жүтирип, житимсириғандин кейин
Пәйда болған пәрзәнтлириң саңа:
“Биз үчүн бу җай тар екән. Бизгә маканлишиш
Үчүн орун бәргинә”,— дейишиду.
21 Сән болсаң жүригиңдә:
“Ким уларни маңа туғуп бәргән?
Мән балисиз қелип, туғмас едим,
Тутқунға елинип, әсирдә болдум.
У вақитта ким маңа уларни чоң қилип бәрди?
Мән ялғуз қалған едимғу?
Қәйәрдин булар пәйда болди?”— дәйсән».
22 Илаһий Пәрвәрдигар Йәһва мундақ дәйду:
«Мана, Мән қолумни хәлиқләргә созуп,
Улар үчүн туғ көтиримән.
Улар сениң оғуллириңни қоллирида елип
Келиду. Қизлириңни болса, мүрилиригә
Олтарғузуп, чапсан йәткүзиду.
23 Сән һәққидә падишалар ғәмхорлуқ қилиду,
Уларниң мәликилири сениң әмчәк анилириң
Болиду. Улар саңа йәргичә тазим қилип,
Аяқлириң астидики топини ялайду.
Шундақ қилип, сән шуни билисәнки,
Мән, Йәһва, һәм Маңа ишәнгәнләрниң
Һечқайси иза тартишип қалмайду».
24 Күчлүк әскәрдин олҗисини тартивелишқа
Мүмкинму? Зомигәрдин униң тутқунлирини
Қутулдурушқа боламду?
25 Шундақ, лекин Йәһва демәктә:
«Күчлүкниң олҗиси тартивелиниду вә вәһши
Зомигәрниң тутқунлири азатлиққа чиқиду.
Мән сениң риқабәтчиң билән Өзәм курәш
Қилимән һәм оғуллириңни қутқузимән.
26 Мән сени тәқиплигәнләрни өз гөшини йегүзимән.
Улар яш шараптин мәс болғандәк, өз қенини
Ичиду. Шундақ қилип, барлиқ тәнликләр Мән
Сениң Ниҗаткариң һәм Яқупниң күчлүк
Худайи, Қутулдурғучиси Йәһва
Екәнлигимгә көз йәткүзиду!»