Йәшая 5:1—30

5  Мән сөйүмлүгимгә униң һәққидә вә үзүмзарлиғи Тоғрилиқ нахша ейтип берәй. Сөйүмлүгимниң мунбәт дөңдә Әҗайип үзүмзарлиғи бар еди.   У уни қоршап, ташлардин тазилап, есил үзүм Ғолини олтарғузди. Униң оттурида мунар қуруп, Униңда искәнҗә ясиди. У яхши һосулни күтти, Лекин үзүмзарлиқ явайи мевиләрни әкәлди.   «Йерусалим вә Йәһудияниң турғунлири, өтүнимән, Мени үзүмзарлиғим билән болған ишта Тоғра һөкүм қилиңлар.   Мән униң үчүн қолумдин кәлгән һәммә нәрсини Қилмидимму? Немишкә Мән күткән яхши үзүм Саплири орниға у явайи йемишләрни әкәлди?   Демәк, шуни силәргә ейтайки, мана Мән Үзүмзарлиғим билән қилидиған ишим: Униң қашасини елип ташлаймән, шуниң билән У вәйран қилиниду. Темини бузуветимән Һәм уни чәйләп ташлайду.   Уни чөлдәритимән, уни әнди йә путимайду, йә Отимайду. Униңда тикәнлик вә явайи кокатлар Өсүп, Мән булутларға униңға ямғур-йешин Төкүшни рухсәт қилмаймән.   Шундақки, Йәһваниң, әскәрләр Сәрдариниң Үзүмзарлиғи — бу Исраил өйи вә Йәһуданиң Турғунлири — Униң сөйүмлүк беғидур. У адаләтликни күткәнди, лекин, мана, қан төкүш, Һәққанийлиқни күткәнди, амма, мана, Езилгәнләрниң товлашлири аңлиниватиду».   Һалиңларға вай, өйигә өй қошуватқанлар вә Етизиға етизни қошуп, башқилириға Орунму қалдурмайдиғанлар! Силәр йәрдә ялғуз яшаватамсиләр?!   Қулиғимға Йәһва Худа, әскәрләр Сәрдари, Қәсәм ичип, көплигән йоған һәм һашамәтлик Өйләрниң турғунсизларсиз қелип, Харабилиққа айлинишини ейтти. 10  Сәвәви, үзүмзарлиқтики 10 өлчүк йәр бир бат Шарапни бериду, һә, терилгән бир хомер буғдай Болса, пәқәт бир ефа дан бериду.  11  Һалиға вай, ким сәһәрдин тартип һарақ издәп, Кәч киргичә өзини шарап билән қиздуриду!  12  Уларниң зияпәтлиридә чилтар билән нәй, Дап-думбақлар ойнап, молчилиқта шараплар Тәвсийә қилиниду, амма улар Йәһваниң Ишлириға қаримайду вә Униң паалийәтлири Билән һечбир кари йоқ.  13  Шуниң үчүн Мениң хәлқим тутқунға елиниду Вә униң атақлиқлири ачтин өлиду һәм Аддий хәлиқ уссизлиқтин қийнилиду.  14  Шуңлашқа гөр һәсәт билән ағзини йоған ачиду. У еғизини мөлчәрсиз ачқанда, униңға Пайтәхтниң гөзәллиги һәм байлиғи чүшиду, Униң ваң-чуң қилиши, раһәтлиниватқан Топ-топлири униңға жиқилиду.  15  Адәм балиси жиқилип, әр киши пәсийиду вә Тәкәббурларниң қапақлири йәргә саңгилайду.  16  Пәқәт әскәрләр Сәрдари Йәһва Өзиниң Һөкүмини әмәлгә ашуруп, йүксилиниду. Һәқ муқәддәс Худа Өзиниң муқәддәслигини Адиллиғиға нисбәтән көрситиду.  17  Қозилар гоя яйлақта отлиниду, мусапир Чәтәлликләр чөл далаларда озуқлиниду.  18  Өзигә қанунсизлиғи билән азап әкелип, арқан Арқилиқ һарвуға четилған кишиләрниң Һали мүшкүл болиду. 19  «Исраилниң қуддус Тәңри алдирап, Чапсанирақ Өз ишини көрсәтсун! Шу чағда Униң нийитиниң орунланғанлиғини Биз көрәттуқ!»— дәйдиғанлар чиқиду.  20  Ким яхшилиқни яманлиқ вә яманлиқни яхшилиқ, Қараңғулуқни йоруқлуқ вә нурни зулмәт, Аччиқни татлиқ һәм татлиқни аччиқ Дәйдиғанларға шу заман яман болиду!  21  Ким сөзлиридә өзигә данишмән көрүнүп, Өз көзидә әқил-парасәтлик болса, һалиға вай!  22  Ким шарап ичиштә күчлүк болуп, һарақ Ичимликлирини тәйярлашта уста болса, Яхши күнгә қалмайду.  23  Улар пара елиш үчүн зулумни ақлайду Вә һәқләрни қанундин мәһрум қилиду.  24  Шуңа саман отта тутушуп, от-чөп ялқунда Көйгәндәк, уларниңму йилтизлири сесип, Әвлатлири топиға айлиниду. Чүнки улар Сәрдар Йәһваниң нәсиһәтлирини рәт қилип, Исраил Муқәддисиниң сөзини инкар қилди.  25  Мана, немишкә Йәһваниң ғәзиви хәлқигә қарши Туташти, У униң үстидин қолини көтирип, Уни җазалайду. Шу чағда тағлар силкинип, Уларниң җәсәтлири кочилирида қиғдәк ятиду. Шундиму Худаниң қәһри тохтимайду һәм Униң қоли техила униң үстидә.  26  У жирақ хәлиқ үчүн туғ көтириду вә йәрниң Четидикигә ушқитиду — мана, у болса, Тез һәм йеник йетип келиду.  27  Уларниң ичидә һарғанлар, аҗизланғанлар йоқ, Һечким ухлимайду вә үгдимәйду. Уларниң белидин потилири елинмайду вә Аяқ кийимлири жиртилмайду.  28  Уларниң оқлири учлуқ вә барлиқ оқ-ялири Тартилған, атлириниң туяқлири чақмақташтәк, Җәң һарвулири боран-чапқундәк.  29  Уларниң һөкүргини ширдәк, улар яш йолваслардәк Вақирайду вә олҗини жулуп алса, Һечким қайтуруп тартивалмайду.  30  Уларниң ушбу күндики олҗиниң үстидин Һөкүриши деңизниң һөкүришигә охшайду. Шу чағда йәр-зиминға қарисаң, пәқәт қоюқ Қараңғулуқ билән йоруқлуқни йепивалған Қара-ала булутларни көрисән.

Изаһәтләр