Йәшая 50:1—11

50  Йәһва мундақ сөзләрни ейтиду: «Мән силәрниң анаңларға, уни қоювәткәндә, Талақ қолхетини бәрдимму? Яки Мән силәрни Маңа қәриз бәргүчиләргә сетивәтимму? Яқ, силәр өзәңларниң қанунсизлиқлириңлар Үчүн сетилдиңлар һәм силәрниң анаңлар Қилмишлириңлар үчүн рәт қилинди.   Немишкә Мән кәлгәндә һечким болмиди? Немә үчүн Мән чақирғанда, һечким җавап Қайтурмиди? Йә қутқузуш үчүн Мениң қолум Калтә болуп қаптиму? Йә Мәндә қутулдуруш Үчүн күч-қувәт қалмаптиму? Мана, сүрлүк сөзүм билән деңизни қурутимән, Дәрияларни чөл-баяванға айландуримән. Улардики белиқлар сусиз чириду вә Һәммәйлән уссизлиқтин өлиду.   Мән асманларни зулмәткә қаплап, Уларға жирик қапни япимән».   Илаһий Йәһва маңа Өз оқуғучилириниң Тилини бәрди, чүнки мән һарғанни сөз билән Мустәһкәмлишим үчүндур. Һәр әтигәнлиги У мени охитип, қулуғимни ойғитиду, чүнки Мән шагиртлардәк диққәтчан тиңшишим керәк.   Илаһий Пәрвәрдигар Йәһва қулиғимни ачқанда, Мән қаршилиқ көрсәтмидим Һәм кәйнимгә чекинмидим.   Мән урғанларға дүмбәмни қоюп бәрдим һәм Сақилимни жулғанларға — качатлиримни. Мән үзүмни аччиқ аһанәтләр билән Түкүрүкләрдин зади япмидим.   Илаһий Худа Йәһва маңа ярдәм қилиду, Шуңлашқа мән иза тартмаймән. Мән үзүмни чақмақ таштәк қаттиқ тутимән Һәм һәргиз пәсийип қалмаймән.   Мени Ақлиғучи йеқиндур, ким мени әйиплисун? Келиңлар, биллә сотлишайли. Ким мениң билән сотлашқиси келиду? Җасурлуқ билән у кәлсун!   Илаһ Йәһва маңа ярдәм қилмақта. Кимкән әшу мени әйиплигән? Улар һәммиси кийимдәк упрап кетиду Вә барлиғини күйә йәветиду.  10  Араңларда кимләр Йәһваниң алдида Зор һөрмәттә әйминип, Униң қулиниң авазини аңлайду? Ким көз ачалмайдиған қараңғулуқта Жүрүватиду? У Йәһваниң исмиға тайинип, Өз Тәңридә мустәһкәмләнсун!  11  «Отни көйдүрүватқан һәм учқунларни Чиқириватқанлар, өз гүлханиңларниң ялқунида Жүрүңлар вә оқлириңлар учқунлири арисида. Мана, силәр билән қолум немини қилиду: Азап-муңларда тепчәкләп ятисиләр.

Изаһәтләр