Йәшая 52:1—15

52  Ойғанғин, ойған, бүйүклүгиңгә пүркәнгин, Сион! Муқәддәс шәһәр Йерусалим, чирайлиқ Кийимиңгә кийин! Чүнки әнди саңа Хәтнә қилинмиған һәм напак киши кирмәйду.   Өзәңдин топини қеқип, җайиңдин тур. Өзәңниң һөрмәтлик орнуңға олтар, Йерусалим. Сионниң қуллуқтики қизи, Бойнуңдин зәнҗирләрни елип ташла!   Йәһва мундақ дәйду: «Силәр бекарға сетилған едиңлар, Шуңлашқа пулсиз қайтурулисиләр».   Чүнки Илаһий Худа Йәһва мундақ демәктә: «Башта Мениң хәлқим яшаш үчүн Мисирға Барған еди. Андин Ассур уни Бекардин-бекар әзди».   «Әнди Мән немә қилимән?»— дәйду Йәһва. «Мениң хәлқим һәқсиз елинған болғанлиқтин, Уни башқуруватқанлар мәсхирә қиливатиду,— Дәйду Йәһва,— Мениң исмим дайимлиқ, Күндин-күнгә шәрмәндидә қеливатиду.   Шуңлашқа Мениң хәлқим кәлгүсидә исмимни Тонуп-билиду. Шу күни улар Мениң Шула Худа екәнлигимни билип-йетиду. Һә, Мән буни ейтиватимән».   Нәқәдәр тағларда хуш хәвәрни җакалиғучиниң Аяқлири гөзәл! У хошаллиқ һәққидә, Қутқузулуш һәққидә хуш хәвәрни Елан қиливатиду. У Сионға: «Сениң Тәңрим Падиша болди!»— дәватиду.   Қузәтчилириңниң авазини аңлаватимән, Улар барлиғи үнини көтирип, нахшини Ейтмақта, һәрқайси өз көзи билән Йәһваниң Сион турғунлирини Қайтуруватқанлиғини көрүватиду.   Йерусалимниң харабилиқлири, һәмминлар Биллә тәнтәнә қилип, шатлиниңлар. Чүнки Йәһва Өз хәлқини бәзләп, Йерусалимни сетивалди.  10  Йәһва барлиқ хәлиқләр алдида Хасийәтлик күчини намайиш қилди. Зиминниң барчә чәтлири Худайимизниң Һиммәтлик ниҗатини байқаватиду.  11  Меңиңлар, кетиңлар, у йәрдин чиқиңлар. Напаклиққа қол тәккүзмәңлар! Униң ичидин чиқип кетиңлар һәм Йәһва өйиниң қачилирини көтәргәнләр, Өзәңлар таза болуп қелиңлар!  12  Силәр алдирап чиқмайсиләр, жүгрәп Маңмайсиләр, чүнки алдиңларда Рәббиңлар Йәһва маңиду. Силәрни Кәйниңлардинму Исраилниң қадир Сәмавий Илаһи күзитиду.  13  Мана, Мениң қулум әқил-парасәт иш қилиду, У көтирилип, жуқури пәллидә болиду. У егиз мәнсәпни егиләп, улғийиду.  14  Қанчилири униңға қарап, дәһшәткә Қеливеди, чүнки униң чирайи һәрқандақ Азапланған кишидин артуқ бузулған еди!  15  Шуңдақла нурғунлиған хәлиқләр уни Көргәндә, силкинип кетиду. Шаһлар униң алдида еғизини япиду, Чүнки улар һечқачан аңлимиған Нәрсиләрни аңлап, ойлимиған Нәрсиләрни өз көзи билән көриду.

Изаһәтләр