Йәшая 54:1—17
54 «Хошаллиқтин вақира, сән, туғмиған һәм пәрзәнт
Көрмигән аял! Шатлинип, нахша ейтқин, туғут
Азаплирини тартмиған, чүнки рәт қилинған
Аялниң оғуллири ери бардин қариғанда,
Көпирәк болиду,— дәйду Йәһва Худа. —
2 Чедириңни чоңайт вә йоған маканиңни техиму
Кәңәйт. Өзәңни чәклимә, чедириңниң
Арқанлирини узунирақ қилғин вә
Униң қозуқлирини мәккәм қаққин.
3 Сәвәви, сән оңға һәм солға тарайсән вә
Сениң әвладиң хәлиқләргә егә болиду.
Улар чөлдәригән шәһәрләрдә маканлишиду.
4 Қорқма, чүнки сән иза тартмайсән.
Аброюң төкүлгинини унтуғин,
Чүнки арминиңға йетисән.
Туғмас яшлиғиңниң шәрмәндисини
Әскә алма, тул вақтиңниң тәслигини
Әнди есиңға кәлтүрмәйсән».
5 «Сениң Улуқ Яратқучиң — сениң Йолдишиң,
Униң исми — әскәрләр Сәрдари Йәһва.
Исраилниң Муқәддәс Тәңри — сениң
Ниҗаткариң. У пүткүл йәр-зиминниң
Мәшһур Худайи дәп атилиду!
6 Йәһва сени қалдурулған һәм дәрт чекиватқан
Аялидәк чақирди. Бир дәвирдә ташланған,
Яш вақтидики яр-достидәк чақириду»,—
Дәйду сениң Илаһиң.
7 «Мән сени аз мәзгилгә қалдурдум,
Амма зор шәпқәт билән сени қайтуримән.
8 Ғәзивимниң аччиғида Мән сениңдин йүзүмни
Яптим, лекин рәһимдиллиқ болуп, саңа
Мәңгү вапа муһәббитимни билдүримән»,—
Дәйду сени Сетивалғучи Йәһва.
9 «Ушбу Мән үчүн Нуһ күнлиридики суларға
Охшайду. Шу чағда Мән Топан сүйи башқа
Йәр-зиминни басмайду, дәп вәдә қилғандәк,
Һазирму қәсәм беримәнки, башқа саңа
Ғәзәпләнмәймән һәм җазалимаймән.
10 Һәтта тағлар орнидин қозғилип, дөңләр
Силкинип кәтсиму, Мениң вапа сөйүмим
Сәндин чекинмәйду вә Мениң течлиқ
Һәққидә келишимим тәврәнмәйду»,— демәктә
Саңа рәһим-шәпқәт көрситиватқан Йәһва.
11 «Тәсәллисиз, боран қоғлаватқан, бечарә!
Мана, Мән ташлириңни қарамай
Арилаштурулған лай билән қатуримән
Һәм һулиңни көк яқутларда асаслаймән.
12 Сепилиңниң чишлирини рубинлардин ясап,
Дәрвазилириңни оттәк пақирайдиған
Ташлардин қилимән. Әтрап тамлириңни
Қиммәтбаһалиқ ташлардин қуримән.
13 Балилириңниң һәммиси Йәһваниң шагиртлири
Болиду һәм улардики течлиқ бүйүктур!
14 Сән Һәққанийлиқ билән тәстиқлинисән.
Сән тәқиплиништин жирақ болисән, чүнки
Сени қорқутидиған һечнәрсә болмайду
Һәм дәһшәт саңа йеқинлашмайду.
15 Әгәр ятлардин бирси саңа һуҗум қилса,
У Мәндин әмәс, шуни билгин.
Кимла саңа тегишсә, мәғлупқа учрайду».
16 «Мән төмүрчини яраттим,
У отта чоғларни яндуруп,
Қурал-сайман соқуватиду.
Мән шундақла һәммини бузудиған
Вәйран қилғучини яритиватимән.
17 Саңа қарши, зиян кәлтүрүш үчүн ясалған
Һәрқандақ қурал аҗиз болиду вә
Сени әйипләйдиған һәрқайси тил
Паш қилинип, җазалиниду. Мана мошу
Йәһва хизмәтчилириниң мираси. Уларниң
Һәққанийлиғи Мениңдин»,— дәйду Йәһва Рәбб.