Йәшая 55:1—13
55 Һәй, чаңқиғанлар, барлиғиңлар суларға
Келиңлар! Силәрму, кимниң пули йоқ,
Келиңлар, елип йәңлар!
Ейтмақчи, пулсиз, һәқсиз шарап
Билән сүтни сетивелиңлар!
2 Немә үчүн силәр пулуңларни нан әмәс нәрсә
Үчүн бериватисиләр вә тәр төкүп тапқан
Маашиңларни тойдурмайдиған нәрсә үчүн
Төләватисиләр? Мени аңлаңлар, диққәтчан
Тиңшаңлар, шу чағда яхши тамақни йәп,
Җениңлар есил таамлар билән раһәтлиниду.
3 Маңа қулақ селиңлар һәм Маңа келиңлар.
Мошу сөзләргә чөксәңлар — тирилисиләр
Һәм Мән силәр билән әбәдий келишимни
Түзимән. Мәзкүр келишим Давутқа вәдә
Қилинған Мениң вапа муһәббитим түпәйли
Асасланған һәм у ишәнчликтур.
4 Мана, Мән уни хәлиқләр үчүн
Гувачи-даһи һәм қәбилиләргә
Һакимдар қилип беримән.
5 Сән билмигән хәлиқни чақирисән вә сени
Тонумиған кишиләр саңа жүгрәп келиду.
Улар Худайиң Йәһва вә Исраилниң
Муқәддиси үчүн саңа жиғилиду,
Чүнки У сени мәдһийиләйду.
6 Йәһва Худани Уни тепишқа мүмкин болғанда
Издәңлар! У йеқин турғанда, Уни чақириңлар.
7 Беқанун өз йолуңни ташла вә зулум,
Яман ойлириңни қалдур. Йәһваға бурулғин,
Шу чағда У саңа рәһим көрситиду.
Бизниң Илаһимизға мураҗиәт қилиңлар,
Чүнки У алийҗанаплиқ һәм кәчүрүмчан.
8 «Мениң ойлирим — силәрниң ойлириңлар әмәс
Һәм Мениң йоллирим — силәрниң йоллириңлар
Әмәс,— дәп әскәртиду Йәһва Тәңри. —
9 Чүнки асман йәрдин қанчә жуқури болса,
Шундақла Мениң йоллирим силәрниңкидин
Йүксәктур һәм Мениң ойлирим вә
Нийәтлирим силәрниңкидин егиздур.
10 Ямғур билән қар әрштин чүшүп, у җайға
Қайтмиғандәк, амма йәрни нәм билән
Тойдуруп, уни туғушқа һәм өстүрүшкә қабил
Қилғандәк, нәтиҗидә тәргәнгә дан һәм
Йегүчигә нан-һосул бериду.
11 Шуниңдәкла еғизимдин чиққан сөзләр
Маңа бекардин қайтип кәлмәйду:
Улар ирадәмни орунлап, немә үчүн
Мән уларни әвәткинимни әмәлгә ашуриду.
12 Силәр хошаллиқ билән чиқисиләр вә
Хатирҗәмлик билән қайтисиләр. Алдиңларда
Тағлар һәм дөңләр хурсәнлиқтин нахша ейтиду
Вә даладики дәрәқләр чавақларни чалиду.
13 Тикәнлик орнида сувадан өсүп чиқиду,
Қалқай орнида — хушпурақлиқ дәрәқ.
Булар һәммәйлән Йәһвани мәдһийиләп,
Мәңгү, бузулмас ядиқарлиқ болиду».