Йәшая 57:1—21
57 Һәққанийлар өлүватиду, бирақ һечбир адәм
Буни жүригидә ойлимайду.
Муқәддәс кишиләр әкетиливатиду,
Лекин һечким шуни чүшәнмәйдики,
Улар яманлиқтин қутулуватиду.
2 Улар тиничлиққа егә болди.
Уттур йол билән маңғанлар
Қәбирләрдә хатирҗәм ятиду.
3 «Йеқин келиңлар силәр, җодигәрниң
Оғуллири, зинахор билән
Паһишәниң пәрзәнтлири!
4 Ким үстидин силәр күлүватисиләр?
Кимгә қарши еғизиңларни кәң кериватисиләр?
Силәр қилмишкәрләрниң балилири вә
Ялғанчиларниң сақландилири әмәсму?
5 Силәр йоған дәрәқләрниң, һәрқандақ
Йейилип өскән дәрәқниң астида пәскәш
Һис-туйғулириңларға берилип, гөдәкләрни
Дәрия вадилирида, ғарташларниң
Сайисида боғузлимидиңларму?
6 Сениң қисмитиң — даланиң силиқ
Ташлиридур, улар, Сион, сениң несивиң.
Уларға сән шарап ичимликлирини
Қуйисән вә һәдийәлириңни сунисән.
Буниңға Мән рази болумәнму?
7 Сән орун-көрпәңни егиз вә йүксәк тағда
Салисән һәм шу йәргә қурбанлиқлириңни
Әкелишкә әймәнмәй көтирилисән.
8 Шундақла өз өйүңдә ишигиңниң кәйнидә
Һәйкәллириңни қойисән.
Сән Мениңдин ваз кечип,
Орун-көрпәңгә йешинип ятисән.
Өзәңгә кәң-таша орун-йотқан селип,
Ойнашлириң билән келишим қуруп,
Улар билән йетишни яқтурисән.
Сән әрниң җинсий әзасини яқтурисән.
9 Сән мәлик әркәккә зәйтун май һәм
Нурғун хушпурақ яғларни апардиң.
Сән әлчилириңни көплиригә әвәттиң.
Шундақ қилип, төвәнләп, гөргичә йәттиң!
10 Узақ йолуңдин һардиң, лекин:
“Үмүт қалмиди!”— демидиң.
Сән яңливаштин қувәт тепип,
Өз ишиңни ташлимидиң.
11 Кимдин сән шунчилик қорқттиң?
Кимдин чөчүп, Маңа садиқсиз болдуң?
Сән Мени унтуп, һечнеминиң
Үстидин ойлимайдиған болдуң.
Бәлким, Мән теч турған үчүн, сән
Мәндин қорқмайдиған болуп кәттиңму?
12 Мән сениң сахта һәққанийлиғиң һәм
Чала ишлириң тоғрилиқ баян қилай:
Улардин саңа һечбир пайда болмайду.
13 Сән вақирап жиғлиғанда, жиққан
Бутлириң сени һимайә қилалмайду.
Амма уларни шамал учартип, нәпәси
Билән әкетиду. Маңа ишәнгән киши
Мираслиққа йәрни алиду вә Мениң
Қутлуқ теғимға егә болиду.
14 Шу чағда: “Көтириңлар, ясаңлар,
Йолни түзләңлар! Мениң хәлқимниң
Йолидин барлиқ тузақларни
Еливетиңлар!”— дейилиду».
15 Алий һәм Йүксәк, мәңгү Яшиғучи,
Униң исми муқәддәс, У мундақ дәйду:
«Мән әрштә, муқәддәс җайда, яшаймән һәм
Шундақла тәқипләнгән вә чүшкүнлүктә
Болуватқан адәмниң йенида болумән.
Мошундақ қайғуруватқанларға күч
Бериш вә ғәмкинләрниң көңлини
Роһландуруш үчүндур.
16 Чүнки Мән әбәдий уларни әйиплимәймән
Вә тохтимай уларға ғәзәпләнмәймән.
Болмиса, Мәндин инсанлар аҗизлишип,
Мән яратқан мәвҗудатлар арам тапматти.
17 Мән Исраилниң ғәрәзлиги үчүн, униң маддий
Нәрсигә интизарлиғи үчүн ғәзәпкә кәлдим.
Шуңлашқа уни җазалап, йүзүмни униңдин
Йепивалдим. Амма шундақ болсиму, у
Исиянчи қәлби башлиған йоли билән жүрди.
18 Мән униң йоллирини көрүватимән,
Лекин уни давалаймән. Мән уни
Яңливаштин башлап, тәсәлли берип,
Униң билән биллә хапа болғанларни
Елип меңип бәзләймән».
19 «Мән адәм еғизиниң мевисини яритимән:
Жирақтикиләргә течлиқ һәм йеқиндикиләргә
Үзүлмәс течлиқ беримән,— дәйду Йәһва,—
Һәм Мән уларни сақайтимән».
20 «Қанунсизлар болса, тиничланмайдиған
Деңизға охшап, долқунлайду.
Уларниң сулири патқақ билән
Әхләтни көтирип, қирғаққа ачиқиду.
21 Гунакарларға течлиқ берилмәйду!»—
Дәп җакалаватиду мениң Худайим.