Йәшая 6:1—13
6 Уззия падишаниң өлгән жилида мән Йәһвани егиз тәхттә олтарғинини көрдүм. У йүксәк вә улуғвар болуп, Униң узун тониниң пеши пүткүл ибадәтханини толтуратти.
2 Униң йенида серапинлар туратти, уларниң һәрқайсиниң алтидин қанатлири болған еди. Икки қанити билән улар йүзлирини япатти, иккиси билән — аяқлирини вә иккиси билән учатти.
3 Улар бир-бирсигә қарап:
«Әскәрләрниң Сәрдари Йәһва Худа
Муқәддәс, муқәддәс, муқәддәстур! Пүткүл йәр
Униң шан-шөһритигә толди»,— дәп үндәтти.
4 Уларниң авазидин ишикләрниң ян түврүклири тәвринип кәтти вә пүткүл макан ис-түтәккә толди.
5 Мән: «Вай, өлдүм! Мән һалак болумән, чүнки
Напак еғизлири бар адәммән вә шундақла
Напак еғизларға егә хәлиқ ичидә яшаватимән!
Көзлирим әскәрләр Сәрдари, улуқ
Падиша Йәһвани көрди!»— дедим.
6 Шу чағда маңа серапинларниң бири учуп кәлди. Униң қолида қурбангаһтин лахшигир билән алған көйүватқан чоғ бар еди.
7 У уни калпуклиримға тәккүзүп, мундақ деди:
«Мана, бу еғизлириңға тәгди, әнди сениңдин
Напаклиғиң елинди вә гунайиң йоқитилди».
8 Андин мән Йәһваниң үнини аңлидим: «Кимни Мән әвитәй? Ким Биз үчүн бариду?» Мән дәрһал: «Мана, мән тәйяр! Мени әвәткәйсән»,— дәп җавап бәрдим.
9 У маңа мундақ деди:
«Барғин вә мәзкүр хәлиқкә мундақ ейтқин:
“Силәр қайта-қайта аңлайсиләр, лекин
Чүшинәлмәйсиләр. Қайта-қайта қарайсиләр,
Лекин һечнемини биләлмәйсиләр!”
10 Ушбу хәлиқниң жүригини рәһимсиз,
Қулақлирини паң, көзлирини қарғу қиливәт.
Улар көзлири билән көрәлмисун, қулақлири
Билән аңлалмисун, жүрәклири бепәрва болуп,
Маңа қайтмисун вә сақаймисун».
11 Шу чағда: «Қай ваққичә, Йәһва?»— дәп
Соридим. У җававән: «Шәһәрләр җансиз
Харабилиққа айланмиғичә, өйләр инсансиз қелип,
Мошу зимин чөлдәк болуп кәтмигичә.
12 Йәһва адәмләрни ушбу йәрдин қоғлап, мошу йәр
Пүтүнләй вәйран болуп кәтмигичә,— деди. —
13 Амма униңда техи онинчи қисим қалиду, андин у йәнә отқа тутулиду. Бирақ дәрәқни чапқанда, униңдин йилтиз-көтәк қалғинидәк, муқәддәс уруқ — униң йилтизидур».