Йәшая 60:1—22

60  «Тур, аял, парлиғин, чүнки сениң нуруң Янидиған вақит кәлди! Йәһва Худайиңниң Шан-шөһрити сени йорутти.   Мана, зулмәт зиминни қаплиди вә Қелин қараңғулуқ хәлиқләрни япти. Лекин саңа Йәһва нурини төкүп, Униң шөһрити сениңда көрүнди.   Барлиқ хәлиқләр сениң йоруғиңға келиду вә Падишалар сениң валилдиған бүйүклүгиңгә.   Көзүңни көтирип, әтрапиңға қара! Мана, улар жиғилип, саңа келиватиду. Оғуллириң жирақтин жүрүп, қизлириңни Қоллирида көтирип әкеливатиду.   Шу чағда сән буни көрүп, Хошаллиғиңдин яйрап кетисән. Жүригиң кәңийип, һаяҗанға толиду, Чүнки саңа деңизлар ғәзнилири Келип, хәлиқләрниң әң есил Байлиқлири саңа бурулиду.   Сениң йериңни көплигән төгиләр япиду, Мадиам һәм Ефадин, Сабадин улар келиду. Турғунлири һәдийәгә алтун билән мүрмәккини Сунуп, жуқури авазда Йәһвани мәдһийиләйду.   Кидарниң һәммә падилири саңа жиғилиду. Саңа шундақла Набакеяниң қойлири хизмәт Қилиду. Улар Мениң қурбангаһимда Маңа яқидиған қурбанлиқ болуп, Мән гөзәл өйүмни шундақ безәймән.   Кимләр булутлардәк учүп келиватиду, Гоя кәптәрләр өз угилириға учқандәк?   Шундақ, Маңа араллар ишәнчә бағлайду. Таршишниң кемилири қедим замандикидәк Сениң оғуллириңни жирақтин әкелиш үчүн Үзүватиду. Улар билән күмүчи һәм алтуни, Ғәзнилири Йәһваниң исми шәрипигә. Шуниң билән Тәңриң, Исраил Муқәддиси Мәдһийилинип, сениму У зенәтләйду.  10  Чәтәлликләр тамлириңни турғузиду вә уларниң Падишалири саңа хизмәт қилишиду. Чүнки Мән сени ғәзивимдә қандақ җазалиған Болсам, шундақла саңа илтипат көрситип, Рәһимдил болуп, шәпқәт төкимән.  11  Дәрвазилириң әнди дайим ечиқ болиду, Улар йә күндизи, йә кечиси йепилмайду, Чүнки улардин хәлиқләр мал-мүлки кирип, Уларниң падишалири буниңда үлгә көрситиду.  12  Саңа хизмәт қилғуси кәлмигән хәлиқләр Һәм шаһлиқлар һалак болушиду. Бу хәлиқләрни мутләқ қирилиш күтиду.  13  Либанниң байлиғи саңа йәткүзүлиду: Арчилар, ерәнләр вә суваданлар. Мениң муқәддәс маканимни безәш үчүн вә Улар аяқлиримниң орниға апирин әйләйду.  14  Сени авал әзгән қәбилиләрниң оғуллири Әнди келип айиғиңға жиқилиду. Сени Тәңситмигәнләрниң барлиғи тазим қилип, Сени Йәһваниң қутлуқ шәһири, Исраил Муқәддисиниң Сиони дәп атайду.  15  Сән ташлинип, мәсхириләндиң. Сени өч көрүп, сәндин қачатти. Әнди болса, Мән шундақ қилимәнки, Сән мәңгү гөзәллик үлгиси болуп, Кәлгүси әвлатларниң шатлиғиға Һәм мәғруриға айлинисән.  16  Хәлиқләрниң сүтини ичисән һәм Падишаларниң көкси сени емитиду. Шу чағда сән Мән Йәһва — сениң Қутқузғучиң вә Яқупниң қудрәтлик Худайи — Сениң Ниҗаткариң екәнлигини тонуп-билисән.  17  Мисниң орниға Мән саңа алтунни әвәтимән Вә төмүрниң орниға күмүчни. Яғачниң орниға Мисни йәткүзимән вә ташларниң орниға Төмүрни. Мән сениң башчиң қилип течлиқни Вә назарәтчиң қилип һәққанийлиқни орнитимән.  18  Сениң дияриңда рәнҗишни унтуйду, Вәйранчилиқ вә зулум чегарилириңда Аңланмайду. Сепиллириңни ниҗат вә Дәрвазилириңни шөһрәт дәп атайсән.  19  Қуяш әнди күндүзи саңа йоруқ болмайду Вә айниң нури саңа хизмәт қилмайду. Амма Йәһва Өзи сән үчүн әбәдий йоруқ болуп, Сениң Рәббиң гөзәллигиң болиду.  20  Сениң қуяшиң башқа олтармайду вә Ейиң үзини көрсәтмәй қалмайду, Чүнки Йәһва Өзи сән үчүн бақий нуруң Болуп, қайғулуқ күнлириң ахирлишиду.  21  Хәлқиңдики барлиғи салиһлар болиду Вә улар йеригә әбәдил егә болиду. Улар — Мән тиккән өсүмлүктур Вә Маңа шөһрәтни әйләйдиған Қоллиримниң яратмилиридур.  22  Аздин миңлиған чиқиду вә әң аҗиз Хәлиқтин күчлүк хәлиқ бәрпа болиду. Мән, Йәһва, ушбу ишни өз вақтида Әмәлгә ашурушқа алдираймән».

Изаһәтләр