Йәшая 61:1—11

61  Пәрвәрдигар Йәһваниң роһи мениңда, Чүнки Йәһва мени кәмтәрләргә хуш хәвәрни Җакалашқа майлиди. У мени жүригидә дәрди Барларни давалашни, тутқунда болғанларға Азатлиқни елан қилишни вә мәһбусларға Әркинликкә егә болуп, көзлириниң ечилишини Ейтишим үчүн, мени уларға әвәтти.   Йәһва Илаһниң илтипат жилиниң башлинишини Һәм Яратқучимизниң интиқам алидиған күниниң Йеқинлашқинини ейтип, қайғуруватқан Барлиғиға тәсәлли беришкә әвәтилдим.   Сион һәққидә хапа болуватқан пәрзәнтлиригә Ғәмхорлуқ қилип, уларға күлниң орниға Гөзәллик таҗисини берип, жиға орниға Хурсәнлик мевисини, чүшкүнлүк орниға Махтиниш тонини тәвсийә қилишқа Әвәтилдим. Уларни һәққанийлиқниң Йоған дәрәқлири дәп атайду, уларни Йәһва Өзи мәдһийилиниш үчүн тикти.   Улар харабилиқтин қедимий шәһәрләрни бәрпа Қилиду, нәвақта бузулғанларни ясап чиқиду. Вәйранчилиққа дуч болуп, әвлаттин-әвлатқа Чөлдәригән маканларни тикләйду.   «Мусапирлар келип, силәрниң падилириңларни Бақиду. Чәтәлликләрниң оғуллири силәрдә Деханлар һәм үзүмзарлиқларни баққучилар Болушуп, улар меһнәт қилишиду.   Һә, силәрни болса, Йәһваниң роһанийлири, Худайимизниң хизмәтчилири дәп атайду. Силәр хәлиқләр байлиғидин пайдилинисиләр Вә уларниң шәрипидин пәхирлинисиләр.   Мениң хәлқим шәрмәндисини унтуп, униң Үчүн икки һәссә көп несип алиду. Өз Пәсийишини убдан унтуп, әҗригә үндәп Хошал болиду. Улар дүшмәнлириниң: “Абройсизлиқ — уларниң мәңгү қисмити!”— Дәп вақириғини үчүн, уларни мәңгү Хошаллиқ диярида күтиду.   Чүнки Мән, Йәһва, адил сотни яхши көримән, Булаңчилиқ вә һәққанийсизлиқни өч көримән. Шуңа Мән хәлқим билән диянәт болуп, һәққини Төләп, улар билән әбәдий келишим түзимән.   Уларниң уруғи хәлиқләр арисида вә уларниң Әвлади қәбилиләр ара мәшһур болиду. Уларни көргән һәммәйлән шуни чүшинидуки, Улар — Йәһва бәрикәтлигән пәрзәнтләрдур!»  10  Мән Йәһва Худайимға түпәйли хошал болуп, Җеним дайим Униңға рази болиду. Чүнки У мени қутқузулуш кийимлиригә Кийдүрүп, һәққанийлиқ тониға ориди. Мән таҗ кийиватқан той жигитигә охшаймән Һәм зебу-зенәтлири билән ясиниватқан Той қизиға қияс қилиниватимән.  11  Йәр өсүмлүкләрни вә бағ мевиләрни өстүргәндәк, Шуниңдәкла Илаһий Пәрвәрдигар Йәһва Һәққанийлиқни өстүрүп, һәммәйлән хәлиқләр Алдида шан-шөһрәтни һәм шан-шәрәпни Сениңда намайән қилмақта.

Изаһәтләр