Йәшая 62:1—12

62  Сион түпәйли Мән теч турмаймән вә Йерусалимниң қизи үчүн арам тапмаймән. Һәқиқити ярқин нурдәк намайән болмиғичә Һәм униң ниҗати қойүватқан мәшъәлдәк Йорумиғичә, Мән шундақ қилимән.   «Шу чағда хәлиқләр сениң һәққанийлиғиңни Һәм барлиқ падишалар сениң шөһритиңни Көриду. Сән йеңи исим билән атилисән, Уни саңа Йәһваниң еғизлири бериду.   Шуниң билән сән Йәһваниң қолида гөзәллик Таҗиси, Яратқучиңниң алиқинида Шанлиқ падишалиқ чалма болисән.   Әнди һечким сени ташланған демәйду Вә сениң зиминиң тоғрилиқ: “Чөл-җәзирә”,— демәйду. Амма-лекин сени: “Мениң хошаллиғим” Һәм сениң йериңни: “Егиси бар”,— дәйду. Чүнки Йәһва саңа илтипат көрситип, Сениң дияриң турмушлуқ аял болиду.   Жигит қизи билән некадин өткәндәк, Шундақла сениң турғунлириң сән Билән некадин өтүп, илкигә алиду. Той жигити қизи һәққидә шатланғандәк, Тәңриң саңа қарап, хурсән болиду.   Йерусалим, Мән сениң сепиллириңдә Күзәтчиләрни қойдум, улар кечә-күндүз, Һәр вақитта теч турмаслиғи лазим. Силәр, Йәһваға мураҗиәт қиливатқанлар, Өзәңларға арам бәрмәңлар!   Һәм Униңғиму, У Йерусалимни тиклимигичә, Ушбу шәһәрни пүткүл йәрдә шан-шәрәплик Қилмиғичә арам бәрмәңлар».   Йәһва оң қолини, күчлүк булҗуңини, Көтирип, мундақ қәсәм бәрди: «Сениң нениңни башқа дүшмәнләргә Озуқлуққа бәрмәймән вә ятниң оғуллири Сән әмгәк әткән шаравиңни ичмәйду.   Лекин, ким омида меһнәт қилған болса, Шу нениңни йәп, Йәһвани махтайду. Үзүмиңни жиққанлар Мениң муқәддәс Һойлилиримда униңдин шарап ичиду».  10  Дәрвазилардин чиқиңлар, чиқиңлар! Хәлиқ үчүн йолни җөңдәңлар, Йолни тазилап, яхши ясаңлар, Униңдики ташларни еливетиңлар. Хәлиқләр үчүн туғни көтириңлар.  11  Мана, Йәһва йәрниң четигичә җакалиди: «Сионниң қизиға мундақ дәңлар: “Сениң қутқузулушиң йеқинлашти. Униң мукапити Өзи билән болиду Вә Униң беридиған мааши алдида”».  12  Уларни муқәддәс хәлиқ, Йәһваниң Сетивалғанлири дәп атайду. Сени болса, издинилидиған һәм Қалдурулмиған шәһәр дәп намлайду.

Изаһәтләр