Йәшая 64:1—12

64  Аһ, әгәр Сән асманларни йерип чүшсәңди, Сениң йүзүңдин тағлар ерип кетәтти!   От қорайни көйдүргәндәк вә суни Қайнатқандәк чүшкән болсаң, Сениң дүшмәнлириң исмиңни тонуп, Йүзүңдин хәлиқләр титрәтти!   Сән әҗайип, биз һәргиз күтмигән Карамәтләрни қилип, Сән төвәнлигәндә, Тағлар алдиңда әйминип, силкинәтти.   Әсирдин-әсиргә һечким башқа Худа Тоғрилиқ аңлимиған еди. Һечбир қулаққа ечилмиған, һечбир көз Көрмигән Сәндин башқа Илаһни. У Уни күткәнләрни һимайисигә алиду.   Сән ихлас билән дурус нәрсини қилидиған Вә Сени хатирисидә тутуп, йоллириң Билән жүридиғанларға ярдәмгә келисән. Мана, Сән ғәзәплиниватисән, чүнки биз Узун вақит давамида гуна өткүзгәндуқ. Биз қутқузулушқа еришимизму?   Һәммимиз напак болушуп, Һәққанийлиғимиз етәккири вақтидики Паскина латиға охшиди. Барлиғимиз Йопурмақлардәк солаштуқ вә Қанунсизлиғимиз бизни гоя қаттиқ Шамалдәк учартип кәтмәктә.   Һечким Сениң исмиңни чақирмайду, Һечким Сениңдин ярдәм издимәйду. Шунлашқа Сән биздин йүзүңни яптиң Һәм биз гуналиримиздин өчүватимиз.   Лекин Сән, Йәһва,— бизниң Атимиздур. Биз кәби лай, Сән — бизни ясиған Сапалчи. Биз һәммимиз болсақ, Сениң қолуңниң яратмилиридур.   Йәһва, тазимму қаттиқ, чәксиз бизгә Ғәзәпләнмигинә вә гуналиримизни Есиңда мәңгү сақлимиғина! Бизгә қариғина: барлиғимиз — Өзәң бәрпа қилған хәлқиң.  10  Қутлуқ шәһәрлириң чөлгә айланди. Сион теғиңму баяван болуп, Йерусалимму вәйранчилиқта қалди.  11  Бизниң муқәддәс өйүмиз һәм шәрипимиз, Атилиримиз Сени мәдһийилигән җай, Өрткә берилди вә бизгә қәдир ғәзниләр Булаңчилиққа дучар болди.  12  Мошуниң барлиғини көргәч, Йәһва Атимиз, кәлгүсидиму һәрикәтсиз Қаламсән? Һечнемә демәй, бизни Сансиз азапларда қийнамсән?

Изаһәтләр