Йәшая 65:1—25

65  «Мән Мениң һәққимдә соримиғанларға Өзәмни ачтим. Издимигәнләр Мени тапиду. Уларға: “Мана Мән! Мана Мән!”— дәймән, Мениң исмимни чақирмиған хәлиқкә.   Сәвәви, күн бойи Мән қоллиримни тәрса хәлиқкә Созған едим, яман йол билән, өзлириниң Хаһишлири бойичә жүргән кишиләргә.   Улар Мени дайим һақарәтлигән хәлиқ, Қурбанлиқлирини бағларда әкелип, хушпурақ Исриқлирини хишларда тәғдим қилиду.   Улар қәбирләрниң арисида олтирип, Өңкүрләрдә қонуп, чошқа гөшини йәйду Вә уларниң қачилирида жиркиничлик ботқа.   Улар: “Мәндин нери турғин, маңа тәгмә, чүнки Мән сениңдин қариғанда муқәддәсмән”,— Демәктә. Бу сөзләр бурнумға аччиқ истәк, Тохтимай көйүдиған оттәк, ғәзивимни қозғайду.   Ушбулар йүзүм алдида йезиливатиду. Мән теч турмаймән, бәлки интиқам елип, Қойниға пүтүнләй җазасини селип беримән.   Қанунсизлиғиңлар вә әҗдатлириңларниң Қилмишлири үчүн буни қилимән,— дәйду Йәһва. — Улар тағларда курбанлиқлирини Әкелип, дөңләрдә Мениң аброюмни төккини Үчүн, Мән авал әмәллири үчүн қойниға Пүтүнләй җазани салимән».   Йәһва Худа йәнә мундақ дәйду: «Әгәр үзүм сапиғида ширнә болса, у чағда: “Униңға зиян кәлтүрмә, чүнки униңда рикәт бар”— дәйду. Шуниңдәк Мәнму Барлиғини һалак қилмаймән. Бу чарини Қуллиримни сақлап қелиш үчүн қилимән.   Мән Яқуптин қәбилә бәрпа қилип, Йәһудадин Тағлиримниң варислирини чиқиримән. Мениң таллиғанлирим мәзкүр зиминни егиләп, Мениң хизмәтчилирим шу йәрдә яшайду.  10  Сарон қойлирим үчүн яйлақ болуп, Ахор вадиси Өкүзлирим үчүн дәм алидиған тәвә болиду. Буни Мени издәйдиған хәлиқ үчүн қилимән.  11  Һә, силәр, Йәһвани қалдуруп, Мениң қутлуқ Теғимни унтуғанлар, амәт худаси Гад үчүн Дәстихан раслап, тәғдир худаси Мени үчүн Шарап қачисини тәйярлаватисиләр.  12  Шуңлашқа Мән силәрни қиличқа туттум. Барлиғиңларни тизлитип өлтүриду, чүнки Мән чақирғанда, силәр җавап қайтурмидиңлар, Сөзлисәм, тиңшимидиңлар. Силәр көзүмдә Явузлуқ нәрсиләрни қилишни давамлаштуруп, Маңа яқмайдиған нәрсиләрни таллидиңлар».  13  Шуниң үчүн Илаһий Пәрвәрдигар Йәһва монуни җакалайду: «Мана, Мениң хизмәтчилирим йәйду, Силәр болсаңлар, ач қалисиләр. Мениң қуллирим услуқ ичиду, һә, силәр Уссизлиқтин еғир азаплинисиләр. Мениң хизмәтчилирим шатлиниду, Силәр болса, шәрмәндичиликтә қалисиләр.  14  Мана, Мениң хизмәтчилирим жүригидики Хошаллиғидин нахша ейтиду, һә, силәр Болсаңлар, жүригиңлардики қайғудин товлап, Роһуңларниң вәйранлиғидин жиғлайсиләр.  15  Силәрдин кейин Мениң таллиғанлирим Ләнәткә тутудиған исимлириңлар қалиду Вә Пәрвәрдигар Йәһва һәрқайсиңларни Өлүмгә мәһкүм қилип, Өз хизмәтчилиригә Башқа нам-атақ беғишлайду.  16  Шу вақитта ким йәрдә бәрикәтләнсә, Һәқиқәтниң Худаси билән бәрикәтлиниду. Ким йәрдә қәсәм бәрсә, у садақәтниң Худаси Билән қәсәм қилиду, чүнки авалқи дәртләр Унтулуп, Мениң көзлиримдин ғайип болиду.  17  Мана, Мән йеңи асман биләр йеңи йәрни Иҗат қиливатимән. Авалқилар әнди әскә Кәлмәйду һәм жүрәкни ағритмайду.  18  Демәк, Мән яритиватқан нәрсиләргә беқип, Хошал болуп, әсирләр бойи шатлиниңлар! Сәвәви, Мән Йерусалимни тәнтәнигә һәм Хәлқини хурсәнликкә яритиватимән.  19  Мәнму Йерусалимға қарап хошал болумән Вә Мениң хәлқим һәққидә шатлинимән: Униңда башқа жиға-зериниң һәм Дәрт-һәсрәтниң налиси аңланмайду!»  20  «У йәрдә әнди аз күн яшап, чачрап кәткән Гөдәк болмайду вә йешиниң барлиғини Сүрмигән қери киши болмайду. Чүнки Йүз яшта өлгән киши яш жигит болиду Вә шундақ өлгән гунакарни Қарғишқа учриған адәм дәйду.  21  Инсанлар өй-маканларни селип, уларда Яшайду, үзүмзарлиқларни тикип, Уларниң мевилирини йәйду.  22  Һечким башқиси үчүн өйләрни қурмайду, Башқиси үчүн дәрәқләрни тикмәйду, Чүнки Мениң хәлқимниң күнлири дәрәқләрниң Күнлиригә тәңлишиду вә Мениң талланғанлирим Әмгигиниң һосулини пүтүнләй истимал қилиду.  23  Улар бекардин ишләп, балилирини ләнәт үчүн Туғмайду, амма улар Йәһва бәрикәтлигән уруқ Болуп, улар билән әвлатлириму бәрикәтлиниду.  24  Улар Маңа мураҗиәт қилиштин бурун, Мән Өзәм җавап беримән. Улар техи сөзләватқанда, Мән уларни аңлаймән.  25  Бөрә билән қоза биллә отлайду, Шир өкүздәк саман йәйду. Иланниң тамиғи йәр тописи болиду, Уларниң барлиғи пүткүл Мениң муқәддәс Теғимда яманлиқ вә зиян кәлтүрмәйдиған Болиду»,— дәйду Йәһва Иҗаткар.

Изаһәтләр