Йәшая 66:1—24

66  Йәһва Илаһ мундақ дәйду: «Асман — Мениң тәхтим, Йәр болса — аяқлиримниң орнидур. Қәйәрдә силәр Мән үчүн макан салисиләр Вә қандақ җай Мениң арамгаһим болалайду?»   «Барлиқ нәрсини Мениң қолум яратти, Шундақларчә һәммәйлән пәйда болди,— дәйду Йәһва. — Мана, кимгә Мән диққәт ағдуримән: Ким мулайим һәм чүшкүнлүктә болса Вә ким әйминип, сөзлиримгә бақса.   Буқини сойған киши адәмни өлтүргән қатилға Киястур. Қойни қурбанлиққа әкәлгән — Иштниң гәдинини сундурғанға охшаш. Нан һәдийәсини тәвсийә қиливатқан Чошқиниң қенини әкәлгәндәк вә Хушпурақ исриқни көйдүрүватқан бутни Бәрикәтлигәндәк. Улар өз йоллирини таллап, Көңүллирини сәскәндүридиған нәрсиләр Билән бәһирлиниватиду, халас.   Мәнму улар үчүн көңүл ағриқ кәлтүридиған Нәрсини таллаймән вә улар қорқудиған нәрсини Әкелимән. Чүнки Мән чақирсам, җавап бәргән Һечким йоқ. Мән сөзлисәм, улар қулақ салмайду Вә нәзәримдә вәһшиликни дайим бәҗирип, Маңа яқмайдиған нәрсиләрни қилишиду».   Йәһвадин хәвәрни аңлаңлар, силәр, Униң Сөзлирини чоңқур һөрмәтләйдиғанлар: «Силәрни өч көрүп, Мениң исмим үчүн Қоғлаватқан бурадәрлириңлар мундақ дәйду: “Йәһва Өзини шөһрәтлисун!” Лекин Худа Өзини көрсәткәндә, силәр Шатлинисиләр, улар шәрмәндә болиду».   Шәһәрдин ғул-ғулла авази кәлмәктә. Ибадәтханидин Йәһваниң үни чиқмақта! У дүшмәнлиригә җаза бериватиду.   Униң толғақлири башланмай, у туғди. Туғут азаплири болмай, оғул балини әкәлди.   Ким бундақни аңлиған? Ким бундақни көргән? Бир күндә пүтүн бир мәмликәт пәйда боламду? Бир мәзгилдә пүтүн хәлиқ туғуламду? Амма-лекин Сионниң қизи толғақ азавини Әндила тартишқа башлиғанда, Нурғун оғулларни дунияға әкәлди.   «Наһәтки Мән балиятқуни ечип, Туғутқа йол бәрмәймән?»— дәйду Йәһва. «Наһәтки Мән толғақларға йол қоймай, Балиниң туғулушини тохтитимән?»— Дәйду сениң Тәңриң.  10  Йерусалим билән биргә хошал болуп, Уни яхши көрүдиғанлар һәм униң тоғрилиқ Хапа болғанлар, әнди зор шатлиққа бөлиниңлар! 11  Сәвәви, әнди у баққучи анидәк силәргә Әмчәк селип, тәсәлли билән тойдуриду. Силәр униң бүйүк шан-шөһритидин ичип, Раһәтлинип, өмүр сүрисиләр.  12  Йәһва қошуп мундақ дәйду: «Мана, Мән униңға течлиқни дәриядәк Әвәтимән вә хәлиқләрниң шәрипини Қудрәтлик еқиндәк жүргүзимән. Силәрни көксидә тутуп, беқип, Тизлирида әркилитип, пәпиләйду.  13  Мән силәрни балини аниси бәзлигәндәк Бәзләймән вә силәр Йерусалимға қарап, Үзүлмәс тәсәлли таписиләр.  14  Буни көрүп, қәлбиңлар хошаллиққа толуп, Сүйәклириңлар яш кокаттәк һаятлиққа толиду. Йәһваниң қуллири Униң қувәтлик қолини Һис қилиду, дүшмәнлиригә ғәзиви төкүлиду».  15  «Мана, Йәһва өрттәк келиду вә Униң җәң Һарвулири қуюнтаздәк. У уларға қәһрини Төкүп, гүлдүрлигән чақмиғи билән көйдүриду.  16  Чүнки Йәһва Рәбб өрт һәм қилич билән Һәрқайси җан билән сотлишиду. Шунда Йәһва өлтүргәнләр сансиз болиду. 17  Шу вақитта өзлирини хасийәтлик бағларға қириш үчүн тазилиғанлар, чошқа гөшини, чашқанларни һәм һәрқандақ жиркиничликни йегәнләр һалак болиду,— дәйду Йәһва. — 18  Мән уларниң ойлирини һәм паалийитини билимән, шуңлашқа барлиқ хәлиқләрни, һәрхил тилларда сөзләшкәнләрни жиғидиған вақит кәлди. Улар келип, Мениң шөһритимни көриду». 19  «Мән уларға бәлгү берип, ниҗат тапқанларниң арисидин бәзилирини Мән тоғрилиқ һечнәрсә аңлимиған һәм Мениң шан-шәрипимни көрмигән хәлиқләргә әвәтимән: Таршишқа, Пул һәм Лудқа, улар оқ-ядин атқучиларниң вәтинидур, шундақла Тубал, Йаван һәм жирақтики аралларға. Улар ушбу хәлиқләргә Мениң шөһритим һәққидә вәз қилиду. 20  Улар барчә хәлиқләрдин силәрниң қериндашлириңларни Йәһва Худаға һәдийәгә әкелиду. Уларни атларда, җәң һарвуларда, йепиқ һарвуларда, хечирларда вә илдам төгиләрдә Мениң муқәддәс теғим, Йерусалимға, йәткүзиду,— дәп, агаһ бериду Йәһва. — Бу худди Исраил оғуллири Йәһва өйигә соғисини таза қачида әкәлгәндәк болиду». 21  «Уларниң бәзилирини Мән шундақла роһанийлар һәм ләвийләр қатариға алимән»,— дәйду Йәһва Худа. 22  «Алдимда Мән яратқан йеңи асман билән йеңи йәр дайим болғандәк,— дәйду Йәһва Яратқучи, — шуниңдәкла Мениң йүзүм алдида силәрниң әвладиңлар һәм исмиңлар дайимий болиду».  23  «Мәзкүр дәвирдә һәрбир йеңи айда һәм Һәрбир шәнбидә Мениң йүзүм алдиға Маңа ибадәт қилиш үчүн пүткүл Адәмзат келиду,— дәйду Йәһва. —  24  Улар чиқип, Мәндин чекингән адәмләрниң Җәсәтлирини көриду: чүнки улардики Қурутлар өлмәйду вә уларни ялмаватқан От өчмәйду. Хулләс, улар һәммә инсанлар Үчүн жиркиничлик болиду».

Изаһәтләр