Йәшуа 12:1—24

12  Мана, Исраил оғуллири вәйран қилған йәрләрниң падишалири. Улар падишаларниң йерини Йорданниң у тәрипидики, шәриқтә, Арнон өстиңидин Һәрмон теғиғичә вә шәриқ тәрәптики пүткүл Араба түзләңлигини өзлиригә мирасқа алди.  Аморлиқ падиша Сигон Хешбонда яшиған. У Арнон өстиңиниң қирғиғидики Ароерни, өстәңниң оттуридин Амонниң чегарисиғичә, Ябук өстиңигичә Гилиадниң йеримини егиләтти.  Шундақ қилип, улар Киннәрәт деңизиниң шәрқиғичә болған Арабани Тузлуқ деңизғичә, Араба деңизиғичә, Бәйт-Йешимотқа апиридиған йолниң шәрқиғичә, җәнупта болса, Писгаһ теғиниң бағриғичә йәрләрни өзлиригә алди.  Униңға хошна Башанниң падишаси Ог Аштаротта вә Әдрәйда яшиған репайимларниң ахирқиси еди.  У Һәрмон теғи вә Салха, Гәшур вә Мааха чәклиригичә болған Башан билән вә Гилиадниң йерими, Хешбон падишаси Сигонниң чегарасиғичә егә еди.  Йәһваниң бәндиси Муса вә Исраил оғуллири уларни қиривәтти. Бу йәрни Йәһваниң бәндиси Муса Рувимниң вә Гадниң қәбилилиригә вә Манасәниң йерим қәбилисигә бөлүп бәрди.  Мана булар Йәшуа вә Исраил оғуллири Йорданниң у тәрипидә, ғәриптә, Баал-Гадтин Ливан вадисидики Сәиргә созулған Халак теғиғичә йәрләрниң падишалири. Уларниң йерини Йәшуа бөлүп, Исраил қәбилилиригә мираслиққа бәрди.  Шундақла төвән җайлардики, тағда, түзләңликтә, тағлар бағрида, чөлдә вә җәнупта ятқан хетийларниң, аморийларниң, қананлиқларниң, пәризийләрниң, һивийларниң вә йәвусийларниң йәр-зиминини.  Йериханиң бир падишаси, Гайниң Бәйтәлниң йенидики бир падишаси, 10  Йерусалимниң бир падишаси, Һибронниң бир падишаси, 11  Ярмутниң бир падишаси, Лакишниң бир падишаси, 12  Еглонниң бир падишаси, Газерниң бир падишаси, 13  Дебирниң бир падишаси, Гадерниң бир падишаси, 14  Хорминиң бир падишаси, Арадниң бир падишаси, 15  Либнаниң бир падишаси, Одоламниң бир падишаси, 16  Македниң бир падишаси, Бәйтәлниң бир падишаси, 17  Таппуаһниң бир падишаси, Хеперниң бир падишаси, 18  Афеқниң бир падишаси, Шаронниң бир падишаси, 19  Мадонниң бир падишаси, Хазорниң бир падишаси, 20  Шимрон-Меронниң бир падишаси, Акшафниң бир падишаси, 21  Танакниң бир падишаси, Мәгиддониң бир падишаси, 22  Қәдәшниң бир падишаси, Кармәлдики Йоқниамниң бир падишаси, 23  Дор егизлигидики Дораниң бир падишаси, Галгалдики Гойимниң бир падишаси, 24  Тирсаниң бир падишаси болуп, уларниң йәрлири тартивелинди. Һәммиси болуп 31 падиша еди.

Изаһәтләр