Йәшуа 13:1—33
13 Йәшуа қериғанда, яшанған мәзгилгә кәлгәндә, Йәһва униңға: «Сән қерип яшандиң, амма мираслиққа алидиған йәрниң көптин-көп қисми қеливатиду.
2 Ушбу йәр қалди: филистийәликләрниң барлиқ өлкилири вә Гәшур һәм Қанан йәр-зимини.
3 Мисирниң алдидики Шихордин шимал тәрәпкичә Әқрон чәклири Қанан йери болуп санилиду. Шундақла Филистийәниң бәш егиси: Газа, Ашдод, Ашкелон, Гат, Әқрон вә Авий Қанан йеригә мәнсүптур.
4 Җәнупқа қаралған Қанан йери Сидонниң Афеққичә, Амор чегарисиғичә җайни өзигә алиду.
5 Шуниңдәкла Гибия вә шәриқ тәрәптә Һәрмон теғиниң йенидики Баал-Гадтин Хаматқа киргичә барлиқ Ливанму униң қаримиғида.
6 Ливандин Мисрәпот-Майимдики барлиқ сидонлиқларни, барлиқ тағлиқ турғунларни Мән Исраил оғуллириниң көзидин қоғлаветимән. Мән саңа әмир қилғинимдәк, бу йәрни пәқәт Исраилға бөлүп бәргин.
7 Бу зиминни тоққуз қәбилигә вә Манасәниң йерим қәбилисигә бөлүп бәргин»,— деди.
8 Рувим билән Гадниң қәбилилири Манасәниң йерим қәбилисидәк Мусаниң қолидин Йорданниң шәриқ тәрипидә йәрләрни елип болғанди. Йәһваниң қули Муса уларға шундақ бәргәнди,
9 Арнон өстиңиниң қирғиғида болған Ароердин, шундақла өстәңниң ичидики шәһәрни вә Дибонғичә созулған Медеба түзләңлигини.
10 Шундақла Хешбонда һөкүмранлиқ қилған Амор падишаси Сигонниң барлиқ шәһәрлирини Амонниң чегарилириғичә бәргән еди.
11 Қошумчә Гилиадни вә Гәшур һәм Мааха өлкилирини вә пүткүл Һәрмон теғини вә Салхағичә пүткүл Башанни.
12 Әдрәй вә Аштаротта һөкүмранлиқ қилған Башан падишаси Огниң пүткүл падишалиғини бәрди. У репайимлардин қалған әвлат еди. Муса уларни қирип, қоғлиған еди.
13 Лекин Исраил оғуллири Гәшур вә Мааханиң турғунлирини қоғлап чиқмиди, шуңа улар мошу вақитқичә Исраилниң арисида яшимақта.
14 Пәқәт Ләвий қәбилисигә у мирас бәрмиди. Исраил Худаси Йәһваниң қурбанлиқлири, У ейтқинидәк, униң мирасидур.
15 Рувим оғуллириниң қәбилисигә уларниң әвлатлири бойичә Муса несип бәрди.
16 Уларниң чегариси болуп Арнон өстиңиниң бойидики Ароер болди. Шундақла өстәңниң оттурисидики шәһәр вә Медебадики барлиқ түзләңлик,
17 Хешбон вә униң түзләңликтики шәһәрлири, Дибон, Бамот-Баал вә Бәйт-Баал-Меон,
18 Яһаз, Кидимот вә Мефаат,
19 Кириатаим, Сивма вә Емек теғидики Зерәт-Шахар,
20 Бәйт-Пигор вә Пизгаһ теғи бағридики җайлар вә Бәйт-Йешимот,
21 шундақла түзләңликтики барлиқ шәһәрләр вә Хешбонда һөкүмранлиқ қилған Амор падишаси Сигонниң барлиқ падишалиғи. Уни вә шуниңдәкла башқа Мадиам даһилири, Сигонниң бәглири Евий, Рекем, Сур, Хур вә Реваларни Муса өлтүргән еди.
22 Мошуниңдәк Исраил оғуллири қилич билән Биорниң оғли пәйғәмбәр Балаамни өлтүргән еди.
23 Рувим оғуллириниң чеки Йордан дәрияси еди. Мана мошулар Рувим оғуллириниң аилилири бойичә берилгән шәһәрләр вә йезилар еди.
24 Муса шундақла Гадниң қәбилисигә уларниң аилилири бойичә несип бәрди.
25 Уларниң чегариси болуп Язер вә Гилиадниң барлиқ шәһәрлири вә Раббаниң алдидики Ароерғичә Амон оғуллириниң йерим зимини болди.
26 Шундақла Хешбондин тартип Рамат-Миспаһ вә Бетонимғичә, Маханаимдин Дебирниң чәклиригичә,
27 Бәйт-Гарам вә Бәйт-Нимра вадисидики вә Сукот вә Сатон, булар Хешбон падишаси Сигонниң егилигиниң қалдуғи еди. Униң чегариси болуп Йордан кәйнидики шәриқ тәрәптики Киннәрәт деңизи болған еди.
28 Мана ушбу мирас Гад оғуллириниң аилилири бойичә берилгән шәһәрләр һәм йезилар.
29 Муса несипни Манасә қәбилисиниң йеримигә бәргән еди. Бу мирас Манасә қәбилисиниң оғуллириға уларниң аилилири бойичә мәнсүп болди.
30 Уларниң чәклири болуп Маханаимдин башлап барлиқ Башан, униң падишаси Огниң йәрлири, шундақла Башанға тегишлик Йаирниң кәнтлири, 60 шәһәр, кирәтти.
31 Шуниңдәкла Гилиадниң йерими вә Аштарот һәм Әдрәй, Башан падишаси Огниң пайтәхт шәһәрлири Манасәниң оғли Махирға, униң әвлатлириға берилди.
32 Мана, қандақ мирасларни Муса Йорданниң арқисидики Йериханиң шәрқидә Моаб түзләңликлиридә бәрди.
33 Амма Ләвий қәбилисигә Муса мирас бәрмиди, чүнки Исраилниң Тәңри Йәһва Өзи, уларға ейтқинидәк, униң мирасидур.