Йәшуа 14:1—15
14 Мана, Исраил оғуллириниң Қанан йеридә Елиазар баш роһаний вә Нунниң оғли Йәшуа һәм Исраил оғуллири қәбилилириниң башчилири мирасқа уларға бөлүп бәргән несиви.
2 Йәһва уларға Муса арқилиқ буйриғандәк, улар чәк ташлап, 10 қәбилигә вә Манасәниң йерим қәбилисигә һәммини бөлүп бәрди.
3 Сәвәви, икки қәбилигә вә Манасәниң йерим қәбилисигә Муса өзи Йорданниң у тәрипидә мирас бәргән еди. Пәқәт ләвийләрниң уларниң арисида мираси болмиди.
4 Йүсүп оғуллиридин икки қәбилә чиққан еди: Манасәниң вә Әпрайимниң. Ләвийләргә вәдиләнгән йәр-зиминда мирас болмиди, улар пәқәт яшаш үчүн шәһәрләрни вә уларниң әтрапилирини вә мели үчүн яйлақларни алған еди.
5 Йәһва Мусаға қандақ җекилигән болса, Исраил оғуллири йәрни бөлгәндә шундақ иш тутти.
6 Йәһуда оғуллири Галгалда Йәшуаға келип, Йәфонияниң оғли, кенезейлиқ Халеб униңға: «Йәһва бәнди Муса билән сөзләшкәндә, сән вә мән тоғрилиқ Кадәш-Барнида немә дегинини билисәнғу.
7 Мән Йәһваниң қули Муса мени Кадәш-Барнидин йәрни пайлап келишкә әвәткәндә 40 яшта едим. Мән жүригимдә немә болса, шундақ җавап елип кәлдим.
8 Мениң билән барған бурадәрлирим хәлиқни қорқутивәтти, мән болсам Худайим Йәһваға топ-тоғра иш туттим.
9 Шу күни Муса қәсәм ичип, маңа: “Айиғиң чәйлигән йәр саңа һәм сениң әвладиңға әбәдий мирас болиду, чүнки сән пүтүнләй Пәрвәрдигаримиз Йәһваға әгәштиң”,— деди.
10 Мана көргиниңдәк, Йәһва мени Өзи ейтқандәк, тирик сақлиди. Йәһва Мусаға мошу сөзни, Исраилниң чөлдә жүрүшини, ейтқандин кейин 45 жил өтүпту. Һазир маңа 85 яш толди.
11 Амма һазирму мән Муса мени әвәткән вақиттәк қувәтликмән. Шу вақитта қанчилик күчүм болған болса, һазирму җәң қилишқа вә чиқип-киришкә һалим йетиду.
12 Шуңа, Йәһва шу күни дегән тағни маңа бәргин, чүнки сәнму шу күни аңлидиңки, шу йәрдә Енак оғуллири яшайду вә уларниң шәһәрлири йоған вә қамдалған. Бәлким, Йәһва мениң билән болуп, мән уларни Йәһва ейтқинидәк, қоғлап чиқиримән»,— деди.
13 Йәшуа уни бәрикәтләп, Йәфонияниң оғли Халебқа варислиққа Һиброн шәһирини бәрди.
14 Шундақ қилип, бүгүнки күнгичә Һиброн Йәфонияниң оғли, кенезейлиқ Халебниң несиви болмақта, чүнки у Исраил Худаси Йәһваниң пәрманини булҗутмай орунлиди.
15 Һибронниң бурунқи нами Кириат-Арба еди. У Енак оғуллириниң арисидики бир улуқ адәмниң исми еди. Йәр болса уруштин тиничланди.