Йәшуа 15:1—63
15 Йәһуда оғуллириниң қәбилисигә аилилири бойичә мундақ чәк чүшти: Едумниң йенида җәнуп тәрәптә, Теманниң ахирида Зин чөли болған еди.
2 Уларниң җәнубий чегариси қолтуққа созулған Тузлуқ деңизниң қирғиғи еди.
3 Бу чегара Акравим қиялиғиға берип, Зиндин өтиду. Җәнуп тәрәптин Кадәш-Барниға чиқип, Һиброндин өтиду. Андин Аддарғичә чиқип, Каркаеға қарап бурулиду.
4 Андин Асмондин өтүп, Мисир өстиңигә маңиду, шундақ қилип униң ахири деңиз болиду. Бу силәрниң җәнуп чегараңлар.
5 Шәриқ тәрәптин чегараңлар Туз деңизи, Йорданниң ахириғичә , шимал тәрәптин чегараңлар деңизниң қолтуғидин Йорданниң ахириғичә башлинип,
6 бу җайдин Бәйт-Хоглағичә Бәйт-Арабаниң шимал тәрипидин өтиду. Андин чегара Рувим оғлиниң Боган тешиғичә көтирилиду.
7 Кейин чегара Акор вадисидин Дебирғичә чиқиду. Шималда Адумим қиялиғиға қарши ятқан Галгалға бурулиду. Адумим болса өстәңниң җәнуп тәрипидә, бу йәрдин чегара Ен-Шәмәш сулиридин өтүп, Ен-Рогелда түгәйду.
8 Бу җайдин чегара Еном оғлиниң вадисиға көтирилиду. Бу вади Йәвус, яки Йерусалимниң җәнубий тәрипидин Еном вадисиға ғәриптин қарши турған тағниң чоққисиғичә көтирилиду. Ушбу вади шималға қариған репайимлар вадисиниң қириға келиду.
9 Тағниң чоққисидин чегара Нәптоах сулар булиғиға бурулиду, андин Әпрон теғиниң шәһәрлиригә меңип, Кириат-Йарим, йәни Баалға бурулиду.
10 Андин чегара Баалдин деңизға бурулуп, Сәир теғиға маңиду. Йеарим теғиниң яки Кесалонниң шимал тәрипидин меңип, Тимнаһтин өтүп, Бәйт-Шәмәшкә чүшиду.
11 Бу җайдин чегара Әқронниң шимал тәрипидин меңип Шикаронға бурулиду, Баалниң теғидин өтүп, Ябинилғичә бариду. Чегара деңиз бойида түгәйду. Ғәрбий чегара улуқ Оттурайәр деңизи еди.
12 Мана, Йәһуда оғуллириниң аилилири бойичә һәммә тәрәптин чегарилири.
13 Йәфонияниң оғли Халебқа, Йәһва Йәшуаға буйриғандәк, у Йәһуда оғуллириниң арисидин мирас бәрди. Йәшуа униңға Енакниң егилигидики Кириат-Арбани яки Һибронни бәрди.
14 У йәрдин Халеб Енакниң үч оғли: Шешайни, Ахиманни вә Фалмайни қоғлап чиқти.
15 Бу җайдин Халеб Дебирниң турғунлириға қарши чиқти. Дебирниң авалқи нами Кириат-Сефәр еди.
16 Шунда Халеб: «Ким Кириат-Сефәрни уҗуқтуруп алса, униңға қизим Ахсани хотунлуққа беримән»,— деди.
17 Шуниң билән бу шәһәрни Халебниң иниси, Кеназниң оғли Отнийәл алди, Халеб униңға өз қизи Ахсани хотунлуққа бәрди.
18 У қиз кетидиғанниң алдида йолдишиға атисидин етизлиқни соравелишни үгәтти. У қиз ешәктин чүшти, шунда Халеб униңдин: «Немә болдуң?»— дәп сориди.
19 Уҗававән: «Маңа дуайиңизни бериң: сиз маңа җәнуптики йәрни бәрдиңиз, униңға қошумчә Гулот-Маимниму бериң»,—деди. Шундақ қилип, атиси униңға Жуқарқи Гулот билән Төвәнки Гулотниму һәдийә қилди.
20 Мана мошулар Йәһуда оғуллири қәбилисиниң мирасидур.
21 Йәһуда оғуллири қәбилисиниң җәнупта Едум билән чегаридаш шәһәрлири Қабсәл, Әдәр вә Ягур еди.
22 Қинаһ, Димона, Адада,
23 Қәдәш, Хазор вә Йитнан,
24 Зиф, Теләм вә Беалот,
25 Хазор-Хадата, Кириот-Хезрон яки Хазор,
26 Амам, Шәма вә Молада,
27 Хазар-Гадда, Хәшмон вә Бәйт-Пеләт,
28 Хазар-Шуал, Бәршеба вә Бизйотия барлиқ йезилири вә өлкилири билән,
29 Баала, Ийим вә Әзәм,
30 Әлтолад, Кисил вә Хорма,
31 Зиқлақ, Мадманна, Сансанна,
32 Либаот, Шилхим, Айин вә Римон: барлиғи болуп 29 шәһәр йезилири билән.
33 Төвән йәрләрдә: Әштаол, Зораһ вә Ашнаһ,
34 Заноаһ, Ен-Ганим, Таппуаһ вә Әнам,
35 Йармут, Адуллам, Сокоһ вә Азеқа,
36 Шаарайим, Адитайим, Гәдәра яки Гәдәротайим: барлиғи болуп 14 шәһәр йезилири билән.
37 Зенан, Хадаша, Мигдал-Гад,
38 Дилеан, Мизпәһ, Йоқтиел,
39 Лакиш, Босқат, Еглон,
40 Каббон, Лахмас вә Китлиш,
41 Гедерот, Бәйт-Дагон, Наәма вә Маққәда: барлиғи болуп 16 шәһәр йезилири билән.
42 Либна, Әтәр вә Ашан,
43 Йиптах, Ашнаһ вә Незиб,
44 Қеила, Акзиб вә Марәша: барлиғи болуп 9 шәһәр йезилири билән.
45 Әқрон униңға бағлиқ шәһәрләр вә йезилар билән.
46 Әқрондин деңиз тәрәптики, Ашдодниң қешидики һәммә нәрсиләр йезилар билән.
47 Ашдод вә униңға бағлиқ шәһәрләр билән кәнтләр, Газа вә униңға бағлиқ шәһәрләр билән кәнтләр, Мисир өстиңиғичә вә Улуқ деңизғичә һәммиси униң чегарилиридур.
48 Тағларда: Шамир, Яттир вә Сокоһ,
49 Даннаһ, Кириат-Саннаһ яки Дебир,
50 Анаб, Әштәмоа вә Аним,
51 Гошән, Холон вә Гило: барлиғи болуп 11 шәһәр йезилири билән.
52 Араб, Дума вә Ешан,
53 Йаним, Бәйт-Таппуаһ, Афеқ,
54 Хумтаһ, Кириат-Арба яки Һиброн вә Зиор: барлиғи болуп 9 шәһәр йезилири билән.
55 Маон, Кармәл, Зиф вә Ютта,
56 Йизриәл, Йоқдиам вә Заноаһ,
57 Қайин, Гибия вә Тимнаһ: барлиғи болуп 10 шәһәр йезилири билән.
58 Халхул, Бәйт-Зур вә Гәдор,
59 Маарат, Бәйт-Анот, Әлтиқон: барлиғи болуп 6 шәһәр йезилири билән.
60 Кириат-Баал яки Кириат-Йарим, Араба: барлиғи болуп 2 шәһәр йезилири билән.
61 Чөлдә: Бәйт-Араба, Миддин вә Секака,
62 Нибшан, Ир-Мелах вә Енгәди: барлиғи болуп 6 шәһәр йезилири билән.
63 Лекин Йерусалимниң турғунлири йәвусийларни Йәһуда оғуллири қоғлап чиқиралмиди, шуңлашқа Йерусалимда йәвусийлар Йәһуда оғуллири арисида мошу күнгичә яшимақта.