Йәшуа 18:1—28

18  Исраил оғуллириниң пүткүл җәмийити Шилоһта жиғилип, учришиш чедирини орунлаштурди, чүнки йәр-зимин бойсундурулған еди.  Исраил оғуллиридин пәқәт мирас алмиған йәттә қәбилә болғанди.  Шунда Йәшуа Исраил оғуллириға мураҗиәт қилип: «Қанчә вақитқичә силәр атаңларниң Худаси Йәһва бериватқан йәргә берип, уни мираслиққа алмайсиләр?  Өзәңлар арисидин һәрбир қәбилидин үч адәмдин бериңлар, мән уларни әвәтимән. Улар йәрни кезип, қандақларчә уни варислиққа бөлүшни тоғрилап йезип, маңа елип келиду.  Уни йәттә қисимға бөлүңлар. Йәһуда өзиниң чәклиридә җәнупта қалсун, Йүсүпниң өйиму шималда өз чәклиридә қалсун.  Силәр қалған йәрни йәттигә бөлүп йезиңлар һәм маңа тәвсийә қилиңлар. Мән болсам Пәрвәрдигаримиз Йәһваниң көз алдида чәк ташлаймән.  Ләвийләргә болса араңларда несип йоқ, чүнки Йәһваниң роһанийлиғи уларниң мирасидур. Гад, Рувим вә Манасәниң йерим қәбилиси Йордандин шәриққә қарап, Йәһваниң қули Мусаниң қолидин мирасини елип болғанлар»,— деди.  Улар турушуп маңди. Йәшуа болса йәр сизиғучиларға буйруқ бәрди: «Берип, йәрни кезип, тәсвирләп келиңлар. Мән андин Шилоһта Йәһваниң алдида силәргә чәк ташлап беримән».  Улар йәрни кезип, уни йәттә мирасқа бөлүп, китапта йезип Йәшуаниң алдиға Шилоһтики қараргаһқа кәлди. 10  Йәшуа Йәһваниң көзичә Шилоһта чәк ташлиди вә Йәшуа йәрни Исраил оғуллириға егиликләргә бөлүп бәрди. 11  Биринчи чәк Бениамин оғуллири қәбилисигә чиқти. Уларға берилгән мирас Йәһуда вә Йүсүп оғуллири қәбилилириниң оттурисида болди. 12  Уларниң шимал тәрипидин болған чегариси Йордандин башлинатти. Андин у шималдин Йериханиң қешидин өтүп, ғәрипкә қарап таққа көтириләтти, андин Бәйтавән чөлидә түгәтти. 13  У җайдин чегара Лузниң яки Бәйтәлниң җәнуп тәрипигә маңиду, шундин у Атарот-Аддарға, төвәнки Бәйт-Хоронниң җәнуп тәрипидики таққа чүшиду. 14  Андин чегара бурулуп, Бәйт-Хорон алдидики җәнуп тәрәптики деңизға созулиду. У Йәһуда оғуллириниң шәһири Кириат-Баал, йәни Кириат-Йаримда түгәйду. Бу ғәрбий тәрәп. 15  Кириат-Йаримниң җәнуп тәрипи билән чегара деңизға меңип, Нептоаһ булақлириғичә йетиду. 16  Андин у репайимларниң вадиси санилидиған Еном оғуллириниң вадиси алдида турған тағниң ахириға төвәнләйду. Еном оғуллириниң вадисидин төвәнләп, Йәвусниң җәнуп тәрипидин Ен-Рогелға маңиду. 17  Андин кейин у шималға бурулуп Ен-Шәмәшкә, Адумим қиялиғиға қарши турған Гилилотқа маңиду. Андин Рувим оғлиниң Боган тешиға төвәнләйду. 18  Шундин чегара шималға қариған түзләңликтин өтүп, түзләнликкә чүшиду. 19  Бу җайдин у шималға Бәйт-Хоглаға меңип, Туз деңизниң шимал қолтуғида түгәйду. Бу Йорданниң җәнубий ахирлиши. Шәрқий тәрәптин чегара болуп Йордан хизмәт қилиду. 20  Мана бу Бениамин оғуллириниң мираси, һәммә тәрәптин чегарилири уларниң аилилиригә. 21  Бениамин оғуллири қәбилисигә мону шәһәрләр тәәллуқтур: Йериха, Бәйт-Хогла вә Емек-Кесис, 22  Бәйт-Араба, Зимарайим вә Бәйтәл, 23  Аввим, Параһ, Опраһ, 24  Кифар-Амонай, Офни вә Геба: барлиғи болуп 12 шәһәр йезилири билән. 25  Гибийон, Рамаһ вә Берот, 26  Мизпаһ, Кифира вә Моса, 27  Реқәм, Йирпиәл вә Тарала, 28  Зела, Еләф вә Йәвус яки Йерусалим, Гибия вә Кириат: барлиғи болуп 14 шәһәр йезилири билән. Мана, ушбу Бениамин оғуллириниң аилилири бойичә мирасидур.

Изаһәтләр