Йәшуа 2:1—24

2  Шу чағда Нунниң оғли Йәшуа Ситтимдин икки пайлақчини йошурун әвәтип, уларға: «Берип, йәрни вә Йериха шәһирини қарап келиңлар»,— деди. Икки пайлақчи Йерихаға келип, Раһаб исимлиқ паһишә аялниң өйидә қонуп қалди.  Йериханиң падишасиға бу сөз йәтти: «Мана, Исраил оғуллиридин қандақту-бир кишиләр бу йәргә ахшими келип, зиминимизни пайлаватиду».  Бу шәһәрниң падишаси Раһабқа адәм әвәтип, мундақ буйриди: «Өйүңгә кәчләп кәлгән кишиләрни тутуп бәргин, чүнки улар пүткүл йеримизни байқап келиш үчүн әвәтилгәнләрдур».  Амма бу аял икки пайлақчини өйидә йошуруп, падишадин кәлгән хизмәтчиләргә мундақ деди: «Раст, маңа кишиләр кәлгән еди, бирақ уларниң қәйәрдин екәнлигини мән билмидим.  Кәчқурунлуғи шәһәр дәрвазилири йепилидиған вақитта улар кетип қалди, амма қайси яққа кәткәнлигини билмәймән. Чапсанирақ изидин қоғлисаңлар, бәлким, уларни тутуваларсиләр».  Өзи болса пайлақчиларни өгүзгә ачиқип, уларни қуруватқан зиғир бағлириниң астиға йошурди.  Қоғлиғанлар болса Йордан дәриясиниң өткүлигичә қоғлап кәлди, улар чиққанда шәһәрниң дәрвазилири йепилип кәтти.  Пайлақчилар ухлаштин авал Раһаб өгүзгә көтирилип,  уларға: «Мән шуни билимәнки, Йәһва силәргә мошу йәрни бәрди. Силәр бизни интайин қорқунучта қалдурдиңлар, мошу зиминниң барлиқ турғунлири силәрдин әтийәт қилмақта. 10  Чүнки биз шуни аңлидуқки, Йәһва силәр Мисирдин чиққанда алдиңларда Кизил деңизниң сулирини қурутувәтти. Шуниңдәкла силәр Йорданниң арқисидики Аморий икки падиша Сигон билән Огни ләнәткә тутқанлиғиңларни аңлидуқ. 11  Ушбу хәвәрдин кейин жүрәклиримиз бошап, һечқайсимизда силәргә қарши туридиған роһ қалмиди. Сәвәви, силәрниң Илаһиңлар Йәһва асмандики һәм йәрдики Худадур! 12  Ейтмақчи, силәр маңа Йәһва билән қәсәм ичиңлар, мән силәргә яхшилиқ қилғанлиғим үчүн силәрму атамниң өйигә яхшилиқ қилисиләр. Шунда маңа бир ениқ һәм садиқ бәлгү бериңлар. 13  Силәр мениң ата-анам, ака-инилирим һәм сиңиллирим вә уларниң өй ичидикилириниң һәммисини тирик қалдуридиғиниңларда вә җанлиримиз өлүмдин аман қалидиғинида вәдә бериңлар»,— дәп тәләп қилди. 14  Улар униңға җававән: «Җанлиримиз силәрниң җанлириңлар орнида болуп, өлүмгә берилсун! Әгәр силәр һазир бизниң ишимизни ачмисаңлар, Йәһва мошу йәрни бизгә тапшурғанда, биз саңа рәһим көрситип, яхшилиқ қилимиз»,— дейишти. 15  Шундақ қилип, Раһаб уларни деризидин ағамчида йәргә чүшәрди, чүнки униң өйи шәһәр сепилидә еди. 16  У хошлашқанда уларға: «Таққа көтүрилип кетиңлар, чүнки силәрни қоғлаватқанлар учритип қалмаслиғи үчүн. Шу җайда үч күн йошурунуңлар, таки силәрни издәватқанлар қайтип кәлмигичә. Андин өз йолуңлар билән кетиңлар». 17  Улар: «Әгәр биз саңа ейтқанни қилмисаң, биз өз қәсимимиздин азат болимиз. 18  Биз мошу йәргә кәлгәндә, сән бизни чүшәргән мошу қизил жиплардин ешилгән ағамчини деризәңгә бағлап қойғин, шундақла ата-анаң вә башқа қериндашлириңни өзәңниң өйигә жиққин. 19  Шу вақитта әгәр бирси өйүңниң ишигидин чиқип кәтсә, униң қени өз бешида болиду, биз болсақ бәргән қәсәмдин азат болимиз. Әгәр сениң билән өйүңдә болған бирсиниң қени қолумиздин төкүлсә, униң қени бизниң бешимизда болиду. 20  Әгәр сән бизгә сатқунлуқ қилсаң, у чағда биз бәргән қәсәмдин азат болимиз»,— дәп җекилиди. 21  Раһаб җававән: «Силәр ейтқандәк болсун!»— деди. Шундақ қилип, у уларни узитип қойди вә деризисигә қизил ағамчини есип қойди. 22  Улар таққа келип, у җайда үч күн изидә жүргәнләр қайтип кәлгичә болди. Издигәнләр болса пүтүн йолни қараштуруп, уларни тапалмиди. 23  Шундақ қилип, бу икки киши кәйнигә қайтишип, тағдин чүшти. Улар Йордан дәриядин өтүп, Нунниң оғли Йәшуаға келип, улар билән йүз бәргән барлиқ вақиәләрни ейтип бәрди. 24  Улар Йәшуаға мундақ деди: «Йәһва пүткүл мошу йәрни бизниң қолумизға тапшурупту, чүнки зиминниң барлиқ турғунлири биздин қорқунучқа чүшүпту».

Изаһәтләр