Йәшуа 20:1—9
20 Йәһва Худа Йәшуаға сөзләп:
2 «Исраил оғуллириға ейтқин: “Өзәңларда панаһ шәһәрлирини ясаңлар, улар тоғрисида Мән силәргә Муса арқилиқ ейтқандим.
3 Чүнки шу йәргә адәмни хаталиқ өткүзүп, қара нийәтсиз, өлтүргән қатил қечип кетиду. Бу шәһәрләр силәрдә қатилға қан үчүн өч алғучидин панаһ болсун.
4 Ким бу шәһәрләрниң бирсигә қечип кәтсә, у шәһәр дәрвазилириниң алдида туруп, мәзкүр шәһәрниң ақсақаллириға өз ишини ейтип бәрсун. Улар уни шәһиригә қобул қилип, орун бәрсун.
5 Униң кәйнидин қоғлап барған өч алғучи кәлгәндә, ақсақаллар қатилни униң қолиға тапшурмисун, чүнки у нийәтсиз йенидики кишини, униңға бүгүнму һәм түнүгүнму өч қилмай, туюқсиз өлтүрүп қойди.
6 Қатил җәмийәтниң алдида сотлинишқа турғичә мошу шәһәрдә яшисун. Шундақла униң күнидә болған баш роһаний вапат болғичә ушбу шәһәрдә яшайду. Андин қатил панаһ шәһәрдин чиқип, өз шәһиригә һәм өз өйигә қайтип кәтсун”».
7 Шуниң билән Җәлилиядики Нәпталим теғидики Қәдәшни, Әпрайим теғидики Шәкәмни вә Йәһуда теғидики Кириат-Арба, йәни Һибронни бөлди.
8 Йорданниң кәйнидики Йериханиң шәриқ тәрипидә Рувим қәбилисидин чөлдики түзләңликтә болған Безәрни, Гад қәбилисидин Гилиадтики Рамотни вә Манасә қәбилисидин Башандики Голанни бөлүп чиқарди.
9 Мәзкүр шәһәрләр Исраил оғуллириниң барлиғи үчүн вә уларда яшаватқан мусапирлар үчүн бәлгүләнди. Шу яққа кишини хаталишип өлтүргән һәрқандақ қатил техи җәмийәтниң алдида сотланмиған вақитқичә яшиши лазим. У қан үчүн өч алғучи қолидин бекардин өлүп кәтмәслиги үчүн бу панаһ шәһәрләрдур.