Йәшуа 21:1—45

21  Ләвий нәсиллириниң башчилири Елиазар баш роһанийға, Нунниң оғли Йәшуаға вә Исраил оғуллири қәбилилириниң башлиқлириға келип,  уларға Шилоһта, Қанан йеридә, мураҗиәт қилип: «Йәһва Муса арқилиқ бизгә шәһәрләрни макан үчүн вә мелимизгә яйлақларни беришни һөкүм қилған»,—дейишти.  Шуниң билән Исраил оғуллири ләвийләргә өз мираслиридин, Йәһваниң пәрмани бойичә, мундақ шәһәрләрни әтрапидики яйлақлар билән бәрди.  Чәк ташлинип, Каав нәслигә чиқти. Һарун баш роһанийниң оғуллири-ләвийләргә Йәһуда қәбилисидин, Шимон қәбилисидин вә Бениамин қәбилисидин 13 шәһәр берилди.  Каавниң башқа балилириға Әпрайим қәбилисидин, Дан қәбилисидин вә Манасә қәбилисиниң йеримидин чәк бойичә 10 шәһәр берилди.  Гирсон оғуллириға Иссакар қәбилисидин, Ашер қәбилисидин, Нәпталим қәбилисидин вә Манасә қәбилисиниң йеримидин Башанда чәк бойичә 13 шәһәр берилди.  Мерари оғуллириға Рувим қәбилисидин, Гад қәбилисидин вә Зәбулун қәбилисидин 12 шәһәр берилди.  Шундақ қилип, Исраил оғуллири ләвийләргә, Йәһва Муса арқилиқ ейтқинидәк, чәк ташлап, мошу шәһәрләрләрни яйлақлири билән бәрди.  Йәһуда оғуллириниң қәбилисидин вә Шимон оғуллири қәбилисидин бу йәрдә аталған шәһәрләр берилди. 10  Һарун оғуллиридин, Каав нәслидин болған ләвий аилилири, уларға чәк дәсләп чиққанлиқтин, 11  уларға Йәһуда теғидики Енакниң җайи Кириат-Арбани яки Һибронни вә униң әтрапини бәрди. 12  Бу шәһәрниң етизлиқлири вә йезилири Йәфонияниң оғли Халебқа берилди. 13  Шундақла Һарун оғуллириға қатил үчүн панаһ шәһиригә Һиброн берилди. Либна әтрапилири билән, 14  Яттир, Әштәмоа әтрапилири билән, 15  Холон, Дебир әтрапилири билән, 16  Айин, Ютта, Бәйт-Шәмәш әтрапилири билән: икки қәбилидин 9 шәһәр берилди. 17  Бениамин қәбилисидин Гибийон, Геба әтрапилири билән, 18  Анатот, Алмон әтрапилири билән төрт шәһәр. 19  Һарун оғуллири, роһанийларға, барлиғи болуп 13 шәһәр әтрапилири билән берилди. 20  Каав нәсиллиригә, Каавниң башқа ләвий оғуллириға чәк бойичә Әпрайим қәбилисидин шәһәрләр берилди. 21  Уларға қатил үчүн панаһ шәһәргә Әпрайим теғидики Шәкәм берилди. Гәзәр әтрапилири билән, 22  Қибзайим, Бәйт-Хорон әтрапилири билән 4 шәһәр берилди. 23  Дан қәбилисидин Әлтәкә, Гиббитон әтрапилири билән, 24  Айялон, Гат-Риммон әтрапилири билән 4 шәһәр берилди. 25  Манасә қәбилисиниң йеримидин Танак, Гат-Римон әтрапилири билән 2 шәһәр берилди. 26  Каавниң башқа оғуллириға барлиғи болуп 10 шәһәр әтрапилири билән берилди. 27  Ләвий қәбилиси, Гирсон нәслигә Манасәниң йерим қәбилисидин қатил үчүн панаһ шәһәргә Башандики Голан әтрапилири билән берилди. Биәштира әтрапилири билән 2 шәһәр берилди. 28  Иссакар қәбилисидин Қишйон, Дабират әтрапилири билән, 29  Ярмут, Ән-Ганним әтрапилири билән 4 шәһәр берилди. 30  Ашер қәбилисидин Мишал, Абдон әтрапилири билән, 31  Хәлқат, Рихоб әтрапилири билән 4 шәһәр берилди. 32  Нәпталим қәбилисидин қатил үчүн панаһ шәһәр Җәлилиядики Қәдәш әтрапи билән бөлүнди. Хамот-Дор, Қартан әтрапилири билән 3 шәһәр берилди. 33  Барлиғи болуп Гирсон оғуллириға нәсиллири бойичә 13 шәһәр әтрапилири билән тәгди. 34  Мерари оғуллириниң башқа нәсиллиригә Зәбулун қәбилисидин Йоқниам, Қарту әтрапилири билән, 35  Димна, Нагалал әтрапилири билән 4 шәһәр берилди. 36  Рувим қәбилисидин Безәр, Яһаз әтрапилири билән, 37  Кидимот, Мефаат әтрапилири билән 4 шәһәр берилди. 38  Гад қәбилисидин Гилиадтики Рамот әтрапилири билән қатил қачидиған панаһ шәһәр болди. Маханаим әтрапилири билән, 39  Хешбон, Язер әтрапилири билән 4 шәһәр берилди. 40  Мерари оғуллириниң нәсиллиригә, қалған ләвий нәсиллиригә, чәк бойичә 12 шәһәр бөлүнди. 41  Барлиғи болуп Ләвий оғуллириниң Исраилниң арисида шәһәрлириниң сани 48 шәһәр әтрапилири билән болди. 42  Мошу шәһәрләрниң яйлақлири әтрапилирида болди. 43  Шундақ қилип, Йәһва әҗдатлириға қәсәм қилған йәр-зиминни Исраилға бәрди һәм улар униңда маканлашти. 44  Йәһва уларға атилириға қәсәм бәргәндәк, һәммә тәрәптин арам бәрди. Уларниң дүшмәнлириниң һечқайси уларға қарши туралмиди, уларниң барлиғини Йәһва қоллириға тапшурди. 45  Йәһва пүткүл Исраил өйигә ейтқан барлиқ яхши сөзләрниң бирсиму орунланмай қалмиди: барлиғи орунланди.

Изаһәтләр