Йәшуа 24:1—33
24 Йәшуа барлиқ Исраил қәбилилирини Шәкәмгә жиғип, Исраилниң ақсақаллирини, башлиқлирини, сотчилирини вә назарәтчилирини чақиртип, уларни Худаниң алдида турғузди.
2 Шуниң билән Йәшуа барлиқ хәлиқкә мону сөзләрни ейтти:«Исраилниң Тәңри Йәһва мундақ дәйду: “Силәрниң атилириңлар қедимда дәрияниң, йәни Фиратниң кәйнидә яшиған еди. Ибраһимниң һәм Нахорниң атиси Тәраһ башқа илаһларға хизмәт қилған.
3 Лекин Мән әҗдадиңлар Ибраһимни Фиратниң кәйнидин елип, уни Қанан йеридә йетәкләп, уруғини көпәйтип, униңға Исһақни бәрдим.
4 Исһаққа Яқуп билән Әсавни бәрдим. Әсавға болса Мән Сәир теғини мирасқа бәрдим. Яқуп вә униң оғуллири Мисирға өтүп, зор хәлиқ болди.
5 Мән Муса билән Һарунни әвәтип, Мисирни карамәтләр билән қирип, силәрни униңдин ачиқтим.
6 Мән атилириңларни Мисирдин чиқирип Қизил деңизға әкәлдим. Шу чағда мисирлиқлар әҗдатлириңларни җәң һарвулири, чавандазлири билән Қизил деңизғичә қоғлап барди.
7 Амма улар Йәһваға пәрияд қилишти вә У уларниң арилиғида булут билән қараңғулуқни қойди вә мисирлиқларға деңизни әвәтип, уларни униң билән бастурди. Силәрниң көзлириңлар Мениң Мисирда немә қилғанлиғимни көрди. Андин улар чөлдә көп вақит болди.
8 Андин Мән силәрни Йорданниң арқисида яшаватқан аморийлар зиминиға әкәлдим. Улар силәр билән урушти вә силәр уларниң йерини варислиққа алдиңлар, чүнки Мән уларни алдиңларда уҗуқтурдум.
9 Сепфорниң оғли, Моабниң падишаси Балак туруп, Исраилға уруш қилди. У Биорниң оғли Балаамни чақиртип, силәрни ләнәткә тутушқа әкәлди.
10 Лекин Мән Балаамни тиңшиғум кәлмиди. У силәрни бәрикәтлиди һәм Мән силәрни униң қолидин қутулдурдим.
11 Силәр Йорданни өтүп, Йерихаға кәлдиңлар. Силәр билән Йериханиң турғунлири, аморийлар, пәризийләр, қананлиқлар, хетийлар, гиргашлар, һивийлар вә йәвусийлар урушти, бирақ Мән уларни қолуңларға селип бәрдим.
12 Мән силәрниң алдиңларда уларға чүшкүнликни әвәттим, бу икки аморий падишаларға. Бу силәрниң қиличиңлар яки оқ-яриңлар билән қилинғини йоқ.
13 Шундақ қилип, Мән силәргә сән әмгәк қилмиған йәрни, силәр салмиған шәһәрләрни бәрдим, силәр уларда яшаватисиләр. Уларниң үзүмзарлиқлиридин вә зәйтун бағлиридин силәр уларни тикмәй мевилирини йәватисиләр”.
14 Демәк, Йәһвадин қорқуңлар вә Униңға паклиқта вә сәмимийликтә хизмәт қилиңлар. Әҗдатлириңлар Фиратниң у тәрипидә вә Мисирда яшиғанда хизмәт қилған худаларни рәт қилиңлар, әксичә Йәһваға ибадәт қилиңлар.
15 Әгәр силәргә Йәһваға хизмәт қилиш яқмиса, әнди өзәңларға кимгә хизмәт қилишни таллавелиңлар: әҗдатлириңлар Фират дәриясиниң у қетида хизмәт қилған худаларғиму, яки аморийларниң бутлириғиму. Мән болсам һәм мениң өйүм Йәһваға хизмәт қилимиз».
16 Хәлиқ җавап берип: «Яқ, биз башқа илаһларға хизмәт қилиш үчүн Йәһвани ташлимаймиз!
17 Чүнки Худайимиз Йәһва бизни һәм атилиримизни Мисир йеридин, қуллуқ өйидин ачиққан еди. У бизниң көзлиримиз алдида нә-нә карамәт ишларни көрситип, биз маңған йолимизда, хәлиқләрниң көзичә, сақлиди.
18 Йәһва биздин барлиқ хәлиқләрни қоғлап бәрди. Биз Йәһваға хизмәт қилимиз, сәвәви У бизниң Худайимиз!»— дейишти.
19 Шу чағда Йәшуа хәлиқкә: «Силәр Йәһва Худаға хизмәт қилалмайсиләр, чүнки У муқәддәс Худадур. У мутләқ вапалиқни тәләп қилғучи Рәбтур вә У силәрниң қанунсизлиқлириңларни вә гуналириңларни кәчүрмәйду.
20 Әгәр силәр Йәһвани ташлисаңлар вә башқа йәрниң илаһлириға хизмәт қилсаңлар, У силәргә яңливаштин яманлиқ қилиду вә қирип ташлайду»,— деди.
21 Йәшуаға хәлиқ җававән: «Яқ, биз Йәһваға хизмәт қилимиз!»— деди.
22 Йәшуа хәлиқкә: «Силәр өзәңларға өзәңлар гувачидур, чүнки силәр Йәһваға хизмәт қилишни таллаватисиләр»,—деди. Улар униңға: «Биз гувачилар»,— деди җававән.
23 Демәкчи, силәрдә бар башқа худаларни рәт қилип, жүригиңларни Исраилниң Пәрвәрдигари Йәһваға қаритиңлар».
24 Хәлиқ Йәшуаға: «Худайимиз Йәһваға хизмәт қилимиз һәм пәқәт Униң авазини тиңшаймиз!»— дәп вәдә қилди.
25 Шундақ қилип, шу күни Йәшуа хәлиқ билән келишим түзүп, униңға Шәкәмдә тохтамларни һәм Қанунни бәрди.
26 Йәшуа ушбу сөзләрни Худаниң Қанун китавиға язди, йоған бир ташни елип, Йәһваниң муқәддәс җайи йенида емән дәриғиниң астиға қойди.
27 Шуниң билән Йәшуа пүткүл хәлиққә мундақ деди: «Мошу таш силәргә гувачи болиду, чүнки у силәргә Йәһва ейтқан барлиқ сөзләрни аңлиди. Бу таш силәрниң Худаниң алдида алдимаслиғиңлар үчүн силәргә қарши гувачи болиду».
28 Андин Йәшуа хәлиқни, һәрқайсини өз егилик мирасиға қоювәтти.
29 Мәзкүр вақиәләрдин кейин Йәшуа, Нунниң оғли, Йәһваниң қули 110 яшта вапат болди.
30 Уни өзиниң Тимнат-Хәрәс егилигидә, Гааш теғидин шималға созулған Әпрайим теғида йәрләп қойди.
31 Шундақларчә Йәшуаниң барлиқ күнлиридә вә Йәшуадин кейин яшиған ақсақалларниң барлиқ күнлиридә Исраил Йәһва Худаға хизмәт қилди. Бу ақсақаллар Йәһваниң Исраилға қилған барлиқ ишлирини биләтти.
32 Исраил оғуллири Мисирдин елип чиққан Йүсүпниң сүйәклирини болса, улар Шәкәмдә дәпин қилди. Бу болса Яқуп Шәкәмниң атиси Емордин 100 күмүч ахчиға сетивалған һәм Йүсүп оғуллириға мираслиққа берилгән етизлиқта дәпин қилди.
33 Һарунниң оғли Елиазарму өлди, уни оғли Пиниһасниң Әпрайим теғида униңға берилгән дөңдә дәпин қилди.