Йәшуа 3:1—17

3  Йәшуа таң сәһәрдә туруп, улар Ситтимдин чиқип Йордан дәриясиға кәлди. У өзи һәм барлиқ Исраил оғуллири шу йәрдә, дәриядин өтмәй, қонди.  Үч күн өткәндин кейин назарәтчиләр қараргаһни чарлиди.  Улар хәлиқкә буйруп, мундақ деди: «Илаһиңлар Йәһваниң келишим сандуғини вә уни көтирип жүридиған роһанийлар билән ләвийләрни көргәндә, силәрму орнуңлардин қозғилип, уларниң кәйнидин жүрисиләр.  Һалбуки, силәр билән келишим сандуғиниң арлиғи жирақ болушқа тегиш, 2000 җәйнәк мусапиғичә. Униңға йолни билиш үчүн йеқинлашмаңлар, чүнки бу йол билән силәр һечқачан маңмиған едиңлар».  Йәшуа хәлиққә әмир қилип: «Сәһәрликкә муқәддәслиниңлар, чүнки әтә Йәһва араңларда мөҗүзиләрни ясайду»,— деди.  Роһанийларға болса Йәшуа: «Йәһваниң келишим сандуғини елип, хәлиқниң алдида меңиңлар»,— дәп ейтти. Шуниң билән роһанийлар келишим сандуғини елип, хәлиқниң алдида раван болди.  Шу чағда Йәһва Йәшуаға: «Мәзкүр күндә Мән сени барлиқ Исраил оғуллириниң қөз алдида мәдһийиләймән, сәвәви улар Мән Муса билән қандақ биллә болғинимдәк, сениң биләнму биллә екәнлигимни билсун.  Сән болсаң, келишим сандуғини көтиридиған роһанийларға мундақ буйруғин: “Йордан дәриясиниң сүйлиригә йәткәндә, уларға кирип тохтаңлар”»,— дәп җекилиди.  Йәшуа Исраил оғуллириға: «Маңа йеқинлишип, Худайиңлар Йәһваниң сөзини аңлаңлар!»— деди. 10  Йәшуа давамлаштуруп: «Шуниңдин силәр араңларда тирик Худаниң бар екәнлигини билисиләрки, У силәрдин қананийларни, хетийларни, һивийларни, пәризийләрни, гиргашлар, аморийларни һәм иәвусийларни қоғлаветиду. 11  Мана, пүткүл йәр-зиминниң Егиси Йәһваниң келишим сандуғи алдиңларда Йордан дәриясидин өтиду. 12  Өзәңларға Исраил қәбилилириниң сани бойичә 12 адәмни, һәрбир қәбилидин бирсини, елиңлар. 13  Пүткүл йәрниң Егиси Йәһваниң сандуғини көтәргән роһанийларниң аяқлири Йорданниң сүйигә киргәндә, униң сүйилири қуруп кетиду. Жуқуридики еқиватқан су тамдәк туриду»,— дәп ейтти. 14  Һәқиқәтән, хәлиқ Йорданни өтүш үчүн өз чедирлиридин қозғалғанда вә роһанийлар хәлиқ алдида Худаниң келишим сандуғини көтирип маңғанда, 15  пәқәт сандуқни көтәргәнләр Йорданға кириши биләнла роһанийларниң путлири Йордан сүйигә чилишти, чүнки шу вақитта буғдай омиси еди вә дәрия тешип кәткәнди. 16  Шу мәзгилдә жуқуридин еқиватқан су тохтап, тамдәк турди. Бу Сартанниң қешидики Адама шәһиридин хелила жирақ җайда йүз бәрди. Түзләңликкә ақидиған вә Тузлуқ деңизға қуюлидиған сулар болса қуруп кәтти. Хәлиқ болса Йерихаға қариму-қарши җайда өтти. 17  Йәһваниң келишим сандуғини көтәргән роһанийлар Йорданниң оттурисида қуруқлуқта чиң аяқлири билән турушатти. Барлиқ Исраил оғуллири қуруқлуқтин өтти, шундақ қилип, пүткүл хәлиқ Йордан дәриясидин сүрүнмәй өтти.

Изаһәтләр