Йәшуа 5:1—15

5  Йордан дәриясиниң әву тәрипидики Аморий падишалар вә деңиз бойидики барлиқ Қанан падишалири Йәһваниң Йордан сулирини Исраил оғуллири алдида қурутивәткинини аңлап, уларниң жүрәклири бошап кәтти. Уларда қорққанлиғидин Исраил әвладиға қарши роһ қалмиди.  Шу вақитта Йәһва Йәшуаға: «Өзәңгә иштик таш пичақларни ясап, Исраил оғуллирини йәнә, иккинчи рәт хәтнә қилғин»,— деди.  Шуниң билән Йәшуа иштик пичақларни ясап, Исраил оғуллирини Хәтнә дөңидә хәтнә қилди.  Мана, немә сәвәптин Йәшуа йолда туғулған Исраил оғуллирини вә Мисирдин чиқип, хәтнидин өтмигән әр кишиләрни хәтнә қилди. Йәнә қошумчә, Мисирдин чиққан, урушқа ярамлиқ барлиқ әр кишиләр йолда чөлдә өлуп кәтти.  Шу чиққан хәлиқ һәммиси хәтнә қилинғанлар еди, амма чөлдә туғулған әрләр хәтнигә олтарғузулмиған еди.  Мошу сәвәптин Исраил оғуллири 40 жил чөл-баяванда жүргәндә, улар әйипкар хәлиқ өлуп түгимигичә хәтнә қилинмиған еди. Улар Йәһваниң сөзини аңлимиғанлиғи үчүн, Йәһва уларниң атилириға сүт билән һәсәл ақидиған йәрни беримән, дәп қәсәм ичкән йәрни көрмәйсиләр, дәп Йәһва қәсәм бәргән еди.  Уларниң орниға У оғуллирини тәйяр қилди. Шуларни Йәшуа хәтнә қилди, чүнки улар йолда туғулуп, хәтнидин өтмигән еди.  Барлиқ хәлиқ хәтнидин өткәндин кейин өз орнида, қараргаһта, сақаймиғичә болди.  Йәһва Йәшуаға: «Мошу күндин башлап, Мән силәрдин Мисирниң шәрмәндисини еливәттим»,— деди. Шунлашқа шу җай мошу вақитқичә Галгал дәп атилиду. 10  Исраил оғуллири қараргаһ билән Галгалда туруп, Йериха түзләңликлиридә айниң 14-күни Қутқузулуш мәйримини өткүзди. 11  Әтиси, Қутқузулуш мәйримидин кейин, улар шу йәрниң һосулидин петир нанларни тәйярлап вә қорулған данларни йеди. 12  Манна болса, улар шу зиминниң мевилирини йегән күнниң әтисидин башлап асмандин чүшмәйдиған болди. Шуниң билән Исраил оғуллирида башқа манна йемәклиги болмиди вә улар шу жили Қанан йериниң һосулини истимал қилди. 13  Йәшуа Йериханиң қешида болғинида қариведи, алдида бир киши туриду һәм униң қолида қилич бар. Йәшуа униңға йеқинлишип: «Сән аримиздин бирсиму яки бизниң дүшмәнлиримиздинму?»— дәп сориди. 14  У болса җававән: «Яқ. Мән Йәһваниң әскәрлириниң сәрдари болимән. Әнди мән мошу җайға кәлдим»,— деди. Йәшуа үзигә жиқилип, униңға тазим қилип: «Тәхсирим, бәндиңизгә немә дәйсиз?»— дәп сориди. 15  Йәһва әскириниң сәрдари Йәшуаға җававән: «Айиғиңдики сәндилиңни йешивәт, чүнки турған җай муқәддәстур»,— дәп буйриди. Йәшуа дәл шундақ қилди.

Изаһәтләр