Йәшуа 8:1—35

8  Андин Йәһва Йәшуаға мундақ деди: «Қорқма вә вәһимигә чүшмә, өзәң билән урушқа қабилийәтлик хәлиқни елип, Гайға барғин. Мана, Мән сениң қолуңға Гай падишасини һәм униң хәлқини, шәһирини һәм йерини тапшуруватимән.  Униң билән Йериха шәһири һәм униң падишаси билән қилғанни қилиңлар. Пәқәт олҗа билән мелини өзәңларға елиңлар. Шәһәрниң кәйнидә марақчиларни қойғин».  Шуниң билән Йәшуа вә урушқа қәбилийәтлик барлиқ хәлиқ туруп Гайға маңди. Йәшуа 30 000 җасур әскәрни таллап, уларни ахшими әвәтти.  Уларға әмир қилип: «Қараңлар, силәр шәһәрниң кәйнидә марап олтирисиләр. Шәһәрдин анчә жирақ кәтмәңлар һәм һәммиңлар тәйярлиқта болуңлар.  Мән болсам, йенимдики хәлиқ билән шәһәргә йеқинлишимән. Гайниң турғунлири авалқидәк бизгә қарши чиққанда, биз улардин қачимиз.  Улар бизниң кәйнимиздин қоғлайду, шундақ қилип биз уларни шәһәрдин кесимиз. Чүнки улар бизни авалқидәк қечиватиду, дәп ойлайду.  Шу чағда силәр мөкүнгән җайдин чиқип, шәһәрни егиләвалисиләр. Йәһва Худайиңлар уни қолуңларға бериду.  Шәһәрни алғандин кейин Йәһваниң сөзи бойичә униңға от қоюветиңлар. Қараңлар, мошуни мән силәргә буйриватимән»,— деди.  Шундақларчә Йәшуа уларни йошурунуш җайға, Бәйтәл билән Гайниң ғәрбий тәрипигә әвәтти. Йәшуа болса, хәлиқниң арисида қараргаһта қонди. 10  Таң сәһәрдә туруп у хәлиқни көздин кәчүрди. У вә Исраилниң йетәкчилири Гайға қарап, хәлиқниң алдида маңди. 11  Урушқа ярамлиқ барлиқ хәлиқ шәрқий тәрәптин шәһәргә кәлди, йошурунуш җай болса шәһәрниң ғәрбидә болди. 12  Йәшуа қараргаһни Гайниң шимал тәрипигә орунлаштурди. Униң вә Гайниң арисида вади ятатти. У 5000ға йеқин кишини елип, уларни Бәйтәл билән Гайниң оттурисида, шәһәрниң ғәрбий тәрипидә йошурунуш җайға әвәтти. 13  Хәлиқ шәһәрниң шимал тәрипидики қараргаһни шундақ орунлаштурдики, униң кәйни қисми шәһәрниң ғәрбий тәрипидә болди. Йәшуа шу ахшими вадиниң оттуриға кәлди. 14  Буни көргән Гай падишаси шәһәрниң турғунлири билән сәһәрдә туруп, Исраилға қарши бәлгүләнгән йәргә җәңгә чиқти. Бу падиша шәһириниң кәйнидә йошурунған әскәр җайи бар екәнлигини билмиди. 15  Йәшуа билән пүткүл Исраил йеңилип қалғанлардәк чөлгә қачти. 16  Дүшмәнләр болса, шәһәрдики барлиқ хәлиқни уларни қоғлаш үчүн чақирди. Улар Йәшуани қоғлап, шәһәрдин жирақлишип кәтти. 17  Гай билән Бәйтәлдә Исраилни қоғлимиған бирму киши қалмиди. Шундақ қилип, улар шәһирини очуқ қалдуруп қойди. 18  Шу вақитта Йәһва Йәшуаға: «Қолуңни һәм қолуңдики нәйзини Гайға қаратқин, чүнки Мән уни саңа тапшурдим»,— деди. Йәшуа нәйзини шәһәргә қаратти. 19  Йошурунғанлар дәрһал туруп, униң созулған қолини көрүп жүгрәшти вә шәһәргә кирип, уни отқа тутти. 20  Гайниң турғунлири кәйнигә қарап, шәһиридин асманға чиқиватқан исни көрүшти. Шуниң билән уларға қачидиған йәр тепилмиди, чүнки чөлгә қачқан хәлиқ бурулуп, уларға йепилди. 21  Йәшуа һәм пүткүл Исраил йошурунған әскәрләрниң шәһәрни алғинини көрүп вә униңдин көтүриливатқан ис-түтүнни байқап қайтишти вә Гайниң турғунлирини қиришқа башлиди. 22  Гайниң адәмлири исраиллиқларниң оттурисида болуп қалди, бирлири бир тәрәптин болса, башқилири йәнә бир тәрәптин еди. Шундақ қилип, исраиллиқлар улардин һечқайсини аман қалдурмиди, һәммисини уҗуқтурди. 23  Гайниң падишасини болса тирик қалдуруп, уни Йәшуаниң алдиға әкәлди. 24  Исраиллиқлар Гайниң барлиқ турғунлирини чөлдә қириғанда һәм уларниң һәммиси қиличтин өлгәндә, исраиллиқлар Гайға кәлди вә униңдики хәлиқни қиривәтти. 25  Шу күни Гайниң өлгән турғунлириниң, әрләр, аяллар, барлиқ кишилириниң сани 12 000 еди. 26  Йәшуа қолидики нәйзини Гайниң барлиқ турғунлирини өлүмгә бәрмигичә чүшәрмиди. 27  Пәқәт мели билән шәһәрниң олҗисини, Йәһваниң Йәшуаға ейтқан сөзи бойичә, улар өзлиригә қалдурди. 28  Йәшуа Гай шәһирини отқа тутуп, уни мәңгү харапқа айландурди. У бүгүнгичә чөлдә гувалиқ болмақта. 29  Гайниң падишасини түврүктә есип өлтүрди. У кәчқурунғичә, күн патқичә, түврүктә есиқлиқ турди. Андин Йәшуаниң пәрмани бойичә уни түврүктин елип, шәһәр дәрвазилириниң қешиға ташлап, үстигә таш ташлап йоған дога догилиди, у һәтта бүгүнгичә бар. 30  Шу вақитта Йәшуа Исраилниң Худаси Йәһваға Гевал теғида қурбангаһ ясиди. 31  У уни Йәһваниң қули Муса вәсийәт қилғандәк ясиди. Мусаниң Қанун китавида йезилғинидәк, қурбангаһ пүтүн, төмүр тәгмигән ташлардин ясалди. Униңда Йәһваға көйдүрмә вә течлиқ қурбанлиқлар әкелинди. 32  Шу җайда ташларға Йәшуа Мусаниң Исраил оғуллириға язған Қануниниң көчәрмисини язди. 33  Пүткүл Исраил, униң ақсақаллири вә йетәкчилири, йәрлик турғунлар вә мусапирлар Йәһваниң келишим сандуғини көтиридиған роһаний-ләвийләр алдида туруп, сандуқниң у вә бу тәрипидә турди. Уларниң бир қисми Гаризим теғида, йәнә бир қисми Гевал теғида, Муса буйриғандәк туруп, Исраил хәлқини бәрикәтләшкә башлиди. 34  Андин Йәшуа Қанунниң барлиқ сөзлирини оқуди. Қанун китавида бәрикәтләр билән ләнәтләр йезилған еди. 35  Муса Йәшуаға вәсийәт қилған барлиқ сөзләрдин Йәшуа һечбир сөзни ташлимай, пүткүл Исраил жиғини алдида оқуп бәрди. Уларниң арисида аяллар, балилар вә мусапирларму бар еди.

Изаһәтләр