Йәшуа 9:1—27
9 Буни аңлап, барлиқ Аморлиқ падишалар – хетийлар, аморийлар, қананийлар, һивийлар, пәризийләр вә йәвусийлар – Йорданниң у қетида, тағда, түзләңликтә вә Улуқ деңизниң бойида яшаватқанлар
2 биллә жиғилип Йәшуа һәм Исраил билән җәң қилишқа бир адәмдәк чиқти.
3 Гибийонниң турғунлири Йәшуаниң Йериха вә Гай билән немә қиливәткинини аңлап,
4 қувлуқ қилди. Улар нан елип, кона мишкапларға селип, ешәклиригә уларни вә жиртилған кона ямақлиқ шарап тулумлирини артип, йолға чиқти.
5 Шундақла уларниң путлиридики аяқ кийимлири кона, ямалған еди, кийимлириму конирап кәткән болуп, нени болса, қуруп вә көкирип, угулуп кәткән еди.
6 Улар Йәшуа алдиға Исраил қараргаһиға, Галгалға келип, униңға вә барлиқ исраиллиқларға интайин жирақ йәрдин кәлгинини ейтип, улар билән иттипақ келишимини түзүшни сорашти.
7 Исраиллиқлар һивийларға җававән: «Бәлким, силәр бизниң йенимизда яшайдиғансиләр? Қандақларчә биз силәр билән келишим түзишимиз керәк?»— дейишти.
8 Улар Йәшуаға: «Биз сениң қуллириң»,— деди.
Йәшуа болса: «Силәр ким вә нәдин кәлдиңлар?»— дәп сориди.
9 Улар җававән мундақ деди: «Интайин жирақ зиминдин қуллириң Худайиң Йәһваниң исмиға кәлди, чүнки биз Униң шөһрити һәққидә һәм Униң Мисирда немә қилғанлирини аңлидуқ.
10 Шуниңдәкла Йәһва Худаниң икки Аморлиқ падишаларға, Йорданниң у тәрипидики Хешбонниң падишаси Сигонға вә Башанниң Аштиротта яшиған падишаси Огқа немә қилғанлиғини билимиз.
11 Буни аңлиғандин кейин бизниң ақсақаллиримиз вә өлкимизниң барлиқ турғунлири: “Қолуңларға нан елип йолға чиқиңлар. Уларниң алдиға берип, биз силәрниң қуллириңлар дәп, улар билән иттипақ түзүп келиңлар”,— дәп бизгә буйриди.
12 Биз нанни өйлиримиздин шу күни иссиқ түридә алған едуқ, мана, һазир болса у қетип, көкирип кәтти.
13 Мону шарап билән тулумлар биз уларға шарап қуйғанда, йеңи еди, һазир болса улар жиртилип кәтти. Мону кийимимиз билән сәндәллиримиз узун йолдин конирап кәтти».
14 Исраиллиқлар уларниң ненини тәкшүрүш үчүн алдидә, лекин Йәһвадин соримиди.
15 Андин Йәшуа улар билән келишим түзүп, у вә җәмийәтниң йетәкчилири уларға һаятини аман қалдурдиғинида қәсәм бәрди.
16 Иттипақ түзүлгәндин кейин үч күн өткәндә, исраиллиқлар уларниң хошна екәнлигини аңлиди.
17 Сәвәви, Исраил оғуллири йолға атлинип, уларниң шәһәрлиригә үчинчи күни йәтти. Уларниң шәһәрлири Гибийон, Кетира, Беирот вә Кириат-Йарим еди.
18 Йәшуа вә Исраил оғуллири уларни қиривәтмиди, чүнки барлиқ җәмийәт башчилири уларға Исраилниң Рәбби Йәһва исми билән қәсәм қилғанди. Бу үчүн пүткүл җәмийәт башчилириға налә қилишти.
19 Шу чағда барлиқ башчилар җәмийәткә: «Биз уларға Исраилниң Худаси Йәһваниң исми билән қәсәм ичкәндуқ, шуңлашқа биз уларға тегәлмәймиз.
20 Мана, биз улар билән немә қилимиз: биз қәсимимиз үчүн ғәзәпкә қалмаслиққа уларни тирик қалдуримиз»,— деди.
21 Йәнә башчилар уларға: «Гибийонлиқлар аримизда яшисун, бирақ улар барлиқ җәмийәт үчүн отунлиримизни йерип, сулиримизни тошуп әкелидиған болсун»,— дәп қарар қилди. Шуниңдин кейин шундақ болди.
22 Йәшуа уларни алдиға чақирип, уларға: «Немишкә силәр бизни алдап қойдуңлар? Немә үчүн силәр биз жирақ туримиз дәп, өзәңлар йеқин болсаңларму, шундақ ейтиңлар?
23 Мошуниң үчүн силәр қарғишқа учридиңлар! Силәр әнди әбәдий бизниң Худаниң өйи үчүн отун яридиған вә су тошуйдиған қул болисиләр!»— дәп уқтурди.
24 Улар Йәшуаға җавап берип: «Қуллириңға Худайиң Йәһваниң Муса пәйғәмбәргә әмир қилған сөзлири йәтти. Уларда мошу йәрни силәргә берип, бизни, мошу зиминниң турғунлирини, қирип ташлашқа буйруғинини аңлап, силәрниң бу ишни қилип, бизниң өмримизни қийиветидиғиниңлардин бәк қорқтуқ.
25 Әнди мана, биз сениң қолуңда. Немини дурус һәм адил көрсәң, шуни биз билән қилғин»,— дейишти.
26 Йәшуа улар билән мундақ иш қилди. У уларни Исраил оғуллириниң қолидин қутулдурди, улар гибийонлиқларни өлтүрмиди.
27 Амма шу күни Йәшуа улар үчүн шуни бәлгүлидики, улар пүткүл җәмийәт үчүн һәм Йәһваниң қурбангаһи үчүн отун йерип вә су тошуши шәрт еди. Мана шунлашқа бүгүнки күнгичә гибийонлиқлар Худа таллиған җайда буни қиливатиду.