Йәһуда 1:1—25

 Мән Әйса Мәсиһниң қули вә Яқупниң иниси болған Йәһуда — чақирилғанларға, Худа Атимиз билән бирликтә болуватқан, Униң меһир-муһәббитини өзидә сезиветип, Әйса Мәсиһ үчүн сақлиниватқанларға салам.  Силәргә техиму нурғун рәһимдиллик, течлиқ-аманлиқ вә меһир-муһәббәт берилгәй.  Қәдирликләр, гәрчә мән силәргә бизниң умумий қутқузулушимиз һәққидә йезишни интайин халиған болсамму, силәрни бир қетим һәм мәңгүгә муқәддәсләргә берилгән етиқат үчүн тиришип күрәш қилишқа чақириш керәклигини тоғра көрдүм.  Чүнки аримизға Муқәддәс Язмиларда бурундинла сораққа тартилишқа бәлгүләнгән бәзи адәмләр киривалди, улар ялғуз Ғоҗайинимиз вә Һакимдаримиз Әйса Мәсиһни рәт қилип, Худайимизниң мол меһирлигини пайдилинип, бузуқчилиғини ақлаватқан рәзил адәмләр.  Ядиңларға салғум келиду — силәр һәммини билгән тәғдирдиму,— гәрчә Йәһва Пәрвәрдигар өз хәлқини Мисирдин қутқазсиму, кейин етиқатини көрсәтмигән кишиләрни һалак қилди.  Шундақла авалқи дәриҗисини сақлап қалмай вә лайиқ болған өз маканини ташлап кәткән пәриштиләрниму мәңгү кишәнләп, мутләқ қараңғулуқта улуқ күнниң сотиға сақлаватиду.  Нәқ шундақ Садом, Гамора вә униң әтрапидики шәһәрләр җинсий әхлақсизлиққа һәм ғәйри шәһваний хаһишларға чәксиз берилип кетишти. Улар сораққа һәм мәңгү от җазасиға тартилип, биз үчүн агаһландуруш мисали сүпитидә қоюлди.  Шундақла, әшу хам хиял қилип жүргәнләрму бәдәнлирини булғап, һакимийәткә һөрмәт көрсәтмәйду вә мәдһийиләнгәнләр һәққидә һақарәтлик сөзлимәктә.  Амма һәтта баш пәриштә Микаил Мусаниң җәсиди һәққидә Иблис билән сөз талишип, униң билән келишмигәндә, уни һақарәтлик сөзләр билән әйипләшкә петиналмай: «Йәһва сени әйиплисун», дегән еди. 10  Лекин шу кишиләр әсли өзлири билмәйдиған барлиқ ишлар тоғрилиқ һақарәтлик сөзләп, өз тәбиитиниң хаһиши бойичә әқилсиз һайванлардәк чүшәнгән һәммә нәрсиләрдә өзлирини бузуватиду. 11  Уларниң һалиға вай, чүнки улар Қабилниң йолида маңди, мукапат үчүн Балаамниң езиқтурушиға берилди вә Кораһниң исиянлиқ нутуқлирида һалак болди! 12  Улар — силәр билән биллә достанә меһир-муһәббәтлик зияпәтлириңлардики су астидики қия ташлар; өзлирини қорқмай тойдуруватқан падичилар; шамаллар һайдайдиған ямғурсиз булутлар; йилтизи билән жулунуп, икки қетим өлгән* кәч күзниң мевисиз дәрәқлири; 13   өзлириниң уятсиз ишлири билән көвүкләнгән, җошқунлиған деңиз долқунлири; адашқан юлтузлар, булар үчүн мутләқ қараңғулуқ мәңгү сақлиниватиду. 14  Улар тоғрисида Адәм атиниң йәттинчи әвлади болған Һанухму мундақ бәшарәт ейтқан: «Мана, Йәһва Худа түмән-түмән* муқәддәс пәриштилири билән кәлди, 15  һәммисини сотқа тартиш үчүн вә Униңға қарши сөзлигән рәзил гунакарларниң барлиқ исиянкар гәплирини, барлиқ рәзил адәмләрниң һәммә рәзил ишлириниң рәзил қилғанлирини паш қилиш үчүн кәлди». 16  Бу кишиләр — налә қилғучилар, улар өзлириниң һаят несивигә шикайәт қилип вә шәхсий хаһишлири бойичә һәрикәт қилмақта. Уларниң еғизлири ғурур сөзләйду вә өз мәнпийити үчүн башқиларға хошамәтчилик қилип, уларни махтайду. 17  Силәр болсаңлар, қәдирлик қериндашлар, бизниң Һакимдаримиз Әйса Мәсиһниң әлчилири бурун ейтқан сөзлирини есиңларға елиңлар. 18  Улар силәргә мундақ дегән: «Ахирқи вақитларда өзлириниң рәзил һәвәслири бойичә һәрикәт қилидиған, заңлиқ қилғучилар пәйда болиду». 19  Улар бөлгүнчиликкә салғучилар, роһий җәһәттин йетилмигән, тәнниң һиссиятлирида жүргән адәмләрдур. 20  Лекин силәр, әзизлирим, муқәддәс роһ билән дуа қилип, муқәддәс етиқатиңларниң асасида өзәңларни мустәһкәмләп, 21  мәңгү һаятқа апиридиған Һакимдаримиз Әйса Мәсиһниң рәһимдиллигини күтүп, өзәңларни Рәббимизниң меһир-муһәббитидә сақлаңлар. 22  Шундақла гумани болғанларға рәһимлик көрситишни давамлаштуруңлар. 23  Оттин тартип чиқарғандәк, уларни қутулдуруңлар. Башқиларғиму рәһимдиллиқ көрситишни давамлаштуруңлар, бирақ буни, һәтта тән билән булғанған ич кийимдин жиркәнгәндәк, қорқунуч билән қилиңлар. 24  Силәрни ғулап кетишиңлардин сақлашқа қадир вә Өзиниң шан-шөһрити алдида бүйүк хурсәнликтә әйипсиз Қойғучиға, 25  бизниң Қутқазғучимиз бирдин-бир Худаға Һакимдаримиз Әйса Мәсиһ арқилиқ шан-шөһрәт, улуқлуқ, күч-қудрәт вә һакимийәт пүткүл өткән мәңгүлүктин һазирғичә һәм әбәдил-әбәт болсун! Амин.

Изаһәтләр

Яки пүтүнләй өлгәнләр, йәни тирилишқа үмүти йоқлар.
Яки сөзму-сөз «онлиған миңлар».