Колосилиқларға 1:1—29

1  Худаниң ирадиси бойичә Мәсиһ Әйсаниң әлчиси болған Паул вә бурадәримиз Тимотий —  Колосидики Мәсиһкә мәнсүп болған муқәддәс вә садиқ қериндашларға салам. Атимиз Худадин силәргә мол меһир вә хатирҗәмлик болғай.  Силәр үчүн дуа қилғанда, Һакимдаримиз Әйса Мәсиһниң Атиси, Рәббимизгә һәрқачан миннәтдармиз.  Силәрниң барлиқ муқәддәсләргә һис қиливатқан меһир-муһәббитиңлар һәм Мәсиһ Әйсадики етиқатиңлар тоғрилиқ аңлиғанлиқтин,  силәр үчүн асманда сақлиниватқан үмүт түпәйлидин шүкүр ейтимиз. Силәр илгири бу үмүт тоғрисида хуш хәвәрниң һәқиқәт сөзлиридә аңлиған едиңлар,  силәр уни аңлиған күндин вә Худаниң мол меһирлигини һәқиқәттә тоғра билгәндин башлап, у пүткүл җаһанға тарилип, силәргиму йәтти вә мевә әкәлди.  Буниңға силәр биздәк қул әзиз Епафрастин үгәндиңлар, у биз үчүн Мәсиһниң садиқ хизмәтчиси,  бизгә силәрниң роһта көрситиватқан меһир-муһәббитиңлар тоғрилиқ ейтип бәрди.  Мана мошу сәвәптин, бизму аңлиған күндин башлап, силәр һәққидә дуа қилишни һәм силәрниң Униң ирадисиниң тоғра билимигә пүткүл даналиқта, һәм роһий чүшиништә толушиңларни тохтатмай өтүнүватимиз. 10  Йәһваға лайиқ иш тутушта, барлиқ яхши ишта мевә әкәлгәч һәм Худани тоғра билиштә өскәч, Униңға һәммә нәрсидә йеқишқа, 11  ахириғичә туруп қелишқа һәм хурсәнлик билән узақ сәвирчан болушиңлар үчүн, барлиқ күчиңлар билән Униң шәрәплик қудритигә мувапиқ мустәһкәмлинишиңлар үчүн, 12  муқәддәсләрниң мирасхорида иштрак қилишқа силәрни йоруқлуқта ярамлиқ қилған Атимизға рәхмитимизни ейтимиз. 13  У бизни қараңғулуқниң һакимийитидин қутқузуп, сөйгән Оғлиниң Падишалиғиға йөткиди. 14  Униң төләми арқилиқ биздә азатлиқ, гуналарниң кәчүрүми бар. 15  У — көрүнмәс Худаниң әксидур, пүткүл мәвҗудатлар тунҗиси. 16  Униң васитиси билән асмандики вә йәрдики, көрүнидиған һәм көрүнмәс, мәйли тәхтләр яки һөкүмранлиқлар, мәйли һөкүмәтләр яки һакимийәтләр яритилди. Буниң һәммиси униң арқилиқ һәм униң үчүн яритилғандур. 17  У һәммидин авал, қалған һәммә нәрсә униң арқилиқ вуҗутқа кәлди 18  һәм у тәнниң, йәни җамаәтниң беши. У — башлиништур, барлиқ нәрсидә дәсләпки болуш үчүн, өлгәнләрдин тирилгән тунҗа, 19  чүнки униңда барлиқ толуқлуқ болуши үчүн, Худа мошундақ қилди. 20  Униң арқилиқ Өзи билән — йәрдики вә асмандикини — қалған һәммә нәрсини яраштуруш үчүн, Яратқучи. Мәсиһниң азап түвригидә төкүлгән қени васитисида инақлиқни түзди. 21  Һә, силәрни, әқлиңлар зулум ишларға қаритилғанлиқтин, бир вақитта ят болған һәм дүшмәнләрни, 22  У әнди Өзиниң алдида муқәддәс, пак вә әйипсиз турушуңлар үчүн, Мәсиһниң өлүми арқилиқ униң җисманий тени васитисида силәрни яраштурди. 23  Әлвәттә, әгәр силәр етиқатта қелип, униң асасида мәккәм вә тәврәнмәй турсаңлар, вә силәрни асман астидики пүткүл мәвҗудатқа вәзә қилинған һәм силәр аңлиған хуш хәвәр үмүтидин чәткә елип кәтмисә. Һәм мән Паул мошу хуш хәвәрниң хизмәтчиси болдум. 24  Әнди силәр үчүн тартқан азаплиримда шатлинимән вә ойлаймәнки, Мәсиһниң тени, йәни җамаәт үчүн тартқан барлиқ азаплирини толуқ мөлчәрдә мән техи өз тенимда тартмидим. 25  Мән Худаниң башқурғучиси вәзипилиригә мувапиқ мошу җамаәтниң хизмәтчиси болдум, улар маңа силәрниң пайдаңлар үчүн Рәбниң сөзини толуқ мөлчәрдә җакалашқа жүкләнди. 26  Бу сөз өткән дуния түзүмлиридә һәм авалқи әвлатларда йошурунған муқәддәс сирдур. Әнди болса у Худаниң муқәддәслиригә ашкариланди. 27  Худа уларға бу муқәддәс сирниң шәрәплик байлиғи немидин ибарәт екәнлигини башқа хәлиқләр арисида рошән қилишни халиди. Бу — силәр билән бирликтики Мәсиһ, униң шөһритигә болған үмүттур. 28  Һәрбир адәмни Мәсиһ билән бирликтә етиқати толуқлуққа йәткән һалда тәғдим қилиш үчүн, һәрқандақ адәмни агаһландуруп һәм даналиқ билән тәлим берип, биз у тоғрилиқ җакалаймиз. 29  Мошу мәхсәт үчүн мән мениңда күчлүк намайән болуватқан Худаниң қудритигә тайинип зор тиришчанлиқ билән әмгәк қиливатимән.

Изаһәтләр