Колосилиқларға 4:1—18

4  Силәр, ғоҗайинлар, өзәңларниңму асманда Ғоҗайиниңларниң бар екәнлигини билип, қуллириңларға һәққаний вә диянәтлик муамилә қилиңлар.  Дуа қилишта миннәтдарлиқ билән һошияр туруп, дайимий болуңлар,  шу вақиттила биз үчүнму дуа қилиңларки, Рәббимиз бизгә сөз үчүн ишикни ечип бәрсун вә биз Мәсиһ һәққидики муқәддәс сирни ейталайли. Мән дәл шуниң үчүн зиндан кишәнлиридә болуватимәнғу  һәм бу муқәддәс сирни мән тәләп қилинидиғандәк ечип берәй.  Өзәңларға лайиқ вақитни сетивалғач, җамаәтниң сирттикилири билән дана иш тутуңлар.  Гепиңлар дайим йеқимлиқ һәм тетимлиқ болсун, шуниң билән силәр һәрқандақ адәмгә қандақ җавап беришни билидиған болисиләр.  Маңа тегишлик нәрсиләрниң һәммисини силәргә қәдирлик бурадәрим, Һакимдаримиз йолидики қул һәм садиқ хизмәтчи Тихик хәвәрләйду.  Мән уни көңүллириңларға тәсәлли бериши вә биздә ишларниң қандақ болуватқинини билишиңлар үчүн йениңларға әвәтиватимән.  Униң билән биллә араңлардики бири, мениң садиқ һәм әзиз бурадәрим Онисимни әвәтиватимән. Улар силәргә мошу йәрдә болуватқан барлиқ ишларни мәлум қилиду. 10  Силәргә мениң билән зинданда ятқан Аристарх, шундақла Барнабаниң икки туққан иниси Маркму (әгәр Барнаба силәргә келип қалса, уни шат-хорам қарши елиш көрсәтмиси җекиләнгән еди) 11  һәм Юстус дәп аталған Исаму өз саламлирини йоллаватиду, улар хәтниликләрдин. Улар Худа Падишалиғи үчүн мениң ялғуз хизмәтдашлирим һәм улар мениң үчүн йөләк болди. 12  Силәрдин болған, Мәсиһ Әйсаниң қули Епафрас силәргә салам йоллайду. У силәрниң Худаниң пүткүл ирадисидә мәккәм ишәнчлик болуп һәм нәтиҗидә толуқлуққа йетип турушуңлар үчүн, һәрдайим җан-дили билән дуаларни қиливатиду. 13  Мән униң тоғрилиқ гувалиқ беримәнки, у силәр үчүн вә Лаодикиядикиләр һәм Иераполидикиләр үчүн көп күч чиқириватиду. 14  Силәргә өз салимини сөйүмлүк тевип Луқа, шундақла Димасму йоллаватиду. 15  Мениңдин Лаодикиядики қериндашларға, шундақла Нимфаға вә униң өйидики җамаәткә салам ейтиңлар. 16  Бу хәт силәрдә оқулуп болғандин кейин, униң Лаодикиядики җамаәттиму оқулушиға ғәмхорлуқ қилиңлар, шундақла силәрдиму Лаодикияға йезилған хәт оқулсун. 17  Һәм Архипқа мундақ дәңлар: «Һакимдаримиз йолида қобул қилған хизмитиңни вижданлиқ орунлашқа диққәтлик бол». 18  Мана, мәнки Паулдин өз қолум билән язған салам. Мениң зиндан кишәнлиримни әстә тутуңлар. Силәр билән инайәт болсун.

Изаһәтләр