Коринтлиқларға 1-хәт 10:1—33
10 Силәрни, қериндашлар, бизниң атилиримизниң һәммиси булут астида болуп вә барлиғи деңиздин өткәнлиги һәққидә хәвәрсиз қалдурушни халимаймән.
2 Улар барлиғи булут һәм деңиз арқилиқ чөмдүрүлүп, Муса пәйғәмбәрдәк чөмдүрүлгән еди
3 вә һәммиси охшаш роһий ғизани йәп,
4 һәммиси охшаш роһий ичимликни ичкән. Булар уларниң кәйнидә маңған роһий қиядин ичкән еди һәм бу қия Мәсиһниң рәмзи еди.
5 Шундақтиму, уларниң көпинчисигә Пәрвәрдигар разилиғини билдүрмиди вә улар чөлдә һалак болди.
6 Биз улардәк яманлиқни халимаслиғимиз үчүн, бу бизгә мисал болуп қалди.
7 Уларниң бирмунчилириға охшаш бутпәрәсләр болмаңлар, йезилғинидәк: «Хәлиқ йәп-ичишкә олтарди, андин тамашә қилишқа турди».
8 Уларниң бәзилиридәк паһишивазлиққа берилмәңлар: улар паһишивазлиқ қилип — бир күндә 23 000 киши өлтүрүлди.
9 Уларниң бирмунчилиридәк Йәһвани синимайли, улар Уни синап, иланлардин һалак болди.
10 Уларниң бәзилиридәк налә қилмаңлар, улар һалак қилғучи тәрипидин йоқ қилинди.
11 Буниң һәммиси улар билән йүз бәрди һәм дунияниң түзүмлириниң ахири кәлгән вақитта биз үчүн мисаллардәк әскәртмә ретидә йезилған еди.
12 Шуңлашқа, ким туримән дәп ойлиса, жиқилип кетишидин байқисун.
13 Силәр дучар болуватқан аздурулушлар адәмләр үчүн адәттики нәрсиләр. Лекин Худа садиқтур вә У силәрниң күчүңлардин артуқ аздурулушуңларға йол қоймайду, бәлки аздурулуш вақтида силәр көтирәлишиңлар үчүн, чиқиш йолини бериду.
14 Шуңа, әзизлирим, бутпәрәсликтин қечиңлар.
15 Сағлам пикирлик адәмләр билән сөзләшкәндәк сөзләватимән, немә тоғрилиқ ейтиватқинимни — өзәңлар ойлаңлар.
16 Биз шүкүр ейтидиған бәрикәтләнгән қача Мәсиһниң қениға ортақлиқни билдүрмәмду? Һәм биз уштуватқан нан Мәсиһниң тениға ортақлиқни билдүрмәмду?
17 Нан бир болғачқа, гәрчә биз нурғун болсақму,— бир тән, чүнки һәммимиз бир нандин йәймиз.
18 Җисманий Исраилға қарап беқиңлар: қурванлиқларни йегәнләр қурбангаһ билән несипдаш әмәсму?
19 Әнди немә дәй? Бутқа аталған қурванлиқ яки бут өзи бирәр әһмийәткә егиму?
20 Яқ, бирақ тәкитләймәнки, башқа хәлиқләр әкәлгән қурванлиқлар Худаға әмәс, җинларға әкелиниду, мән силәрниң җинлар билән несипдаш болушуңларни халимаймән.
21 Йәһваниң қачисидин һәм җинларниң қачисидин ичәлмәйсиләр, «Йәһваниң дәстихинидин», һәм җинларниң дәстихинидин йәләлмәйсиләр.
22 Йә «Йәһваниң қизғинишини қозғаймизму?» Биз Униңдин күчлүкму?
23 Һәммә нәрсә қануний, амма барлиғи пайдилиқ әмәс. Һәммә нәрсә қанунлуқ, бирақ барлиғи мустәһкәмлимәйду.
24 Һәрким өзиниң пайдисини әмәс, башқисиниң пайдисини издисун.
25 Гөш базирида сетиливатқан һәммә нәрсини сүрүштүрмәй, хатирҗәм виждан билән йәңлар,
26 чүнки «йәр-зимин һәм уни толтурудиған һәммә нәрсә Йәһваға мәнсүптур».
27 Әгәр етиқати йоқлардин бирси силәрни меһманға чақирса һәм силәрниң барғуңлар кәлсә, алдиңларға қоюлған һәммә нәрсини сүрүштүрмәй, пак виждан билән йәңлар.
28 Бирақ әгәр бирси силәргә: «Бу бутқа қурванлиқ қилинған гөш», десә, у чағда хәвәрлигүчи үчүн һәм виждан үчүн йемәңлар.
29 Мән «виждан» дәп, силәрниңкини әмәс, бәлки һелиқи кишиниң вижданини ейтиватимән. Немә үчүн мениң әркинлигимни башқа бирсиниң виждани һөкүм қилишиға йол қоюшум керәк?
30 Әгәр мән Худаға шүкүр ейтип йесәм, немишкә мән шүкүр ейтқиним үчүн һақарәтлинишим керәк?
31 Шуңа йесәңларму яки ичсәңларму, яки башқа бир нәрсә қилсаңларму, һәммә нәрсини Яратқучиниң шәрипигә қилиңлар.
32 Мәйли йәһудийлар, мәйли греклар, мәйли Худаниң җамаити үчүн путликашаң таш болмаңлар,
33 мәндәк һәммисигә һәммә нәрсидә йеқиш үчүн, өзәмгә пайда издәш әмәс, бәлки нурғунлириниң қутқузулуши үчүн иш қилғинимдәк, силәрму қилиңлар.