Коринтлиқларға 1-хәт 12:1—31

12  Роһий һәдийәләргә кәлсәк, қериндашлар, силәрни билмәсликтә қалдурғум кәлмәйду.  Шуни билисиләрки, силәр башқа хәлиқләрниң адәмлири болғиниңларда, силәрни, шундақ болдики, үнсиз бутларға апарди.  Шуңа силәргә аян қилайки, һечким Худаниң роһи билән сөзләп: «Әйсаға ләнәт!»— дәп ейталмайду һәм һечким муқәддәс роһ билән болмиса: «Әйса Һакимдардур!»— дәп ейталмайду.  Һәдийәләр хилму-хил болиду, лекин роһ бирла  хизмәтниң хилму-хил түрлири бар, лекин Һакимдар бирла,  һәрикәтләрму хилму-хил, амма һәммә инсанда барлиқ һәрикәтләрни қилғучи бир Худадур.  Амма роһниң иш-һәрикитиниң көрүнүши һәркимгә ундақ яки бундақ пайдилиқ мәхсәт үчүн берилиду.  Шундақ қилип, бирсигә роһ арқилиқ даналиқ сөзи берилиду, йәнә бирсигә — шула роһ билән билим сөзи,  башқисиға — шула роһ билән етиқат, кимгиду — шула роһ билән давалаш, 10  бирәвгә — қудрәтлик ишларни қилиш, бирәвгә — бәшарәт ейтиш, бирәвгә — илһамландурулған сөзләрни чүшиниш, бирәвгә — һәрхил тиллар, йәнә бирсигә — тилларни чүшәндүрүш берилиду. 11  Бәлки өзиниң хаһиши бойичә һәрқайсиға алаһидә бу һәдийәләрни берип, мошу һәммә һәрикәтләрни бирла роһ әмәлгә ашуриду. 12  Тән бир болғинидәк, гәрчә униң нурғун әзалири болсиму, шундақла бу тәнниң әзалири, гәрчә көп болсиму,— бу бир тән екәндәк, Мәсиһму шундақтур. 13  Биз һәммимиз, мәйли йәһудийлар яки греклар, қуллар яки әркинләр болсақму, бир роһ билән бир тәнгә чөмдүрүлдуқ һәм барлиғимизға бир роһтин ичишкә несип қилинди. 14  Әсли тән — бу бир әза әмәс, бәлки көп әзалардур. 15  Әгәр аяқ: «Мән қол болмиғанлиқтин, мән тәнниң қисми әмәс», десә, бу униң тәнниң қисми әмәслигини билдүрмәйду. 16  Һәм әгәр қулақ: «Мән көз болмиғанлиқтин, мән тәнниң қисми әмәс», десә, бу униң тәнниң қисми әмәслигини билдүрмәйду. 17  Әгәр пүткүл тән көз болған болса, ундақта аңлаш қабилийити нәдә болатти? Әгәр униң һәммиси қулақ болса, ундақта пурақни сезиш қабилийити нәдә болатти? 18  Бирақ Яратқучи тәндики әзаларни — һәрбирсини — Униңға лайиқ түрдә орунлаштурди. 19  Әгәр уларниң һәммиси бир әза болған болса, ундақта тән нәдә болатти? 20  Әнди болса көп әзалар бар, лекин тән бир. 21  Көз қолға: «Сән маңа керәк әмәс», дәләлмәйду, яки баш путларға: «Силәрниң маңа керигиңлар йоқ», дәләлмәйду. 22  Әксичә: тәндики аҗиз көрүнгән әзалар нәқ керәклик әзалардур 23  һәм, бизниң ойимизчә, тәнниң әрзимәс қисимлирини биз көпирәк әтивалаймиз вә шундақларчә бизниң көрүмсиз қисимлиримиз хелила түзүк көрүниду. 24  Шу вақиттила бизниң йеқимлиқ қисимлиримиз һечнәрсигә муһтаҗ әмәс. Худа тәнни шундақ бирләштүрдики, униң муһтаҗ болған қисмиға көпирәк етивар бәрди. 25  Тәндә бөлүнүш болмаслиғи үчүн, бәлки униң әзалири бир-биригә ғәмхорлуқ қилиши үчүн, у бирләштүрүлгән. 26  Әгәр бир әза азапланса, униң билән барлиқ әзалар азаплиниду, бир әзаниң даңқи чиқса, униң билән һәммә әзалар шатлиниду. 27  Силәр болсаңлар — Мәсиһниң тени вә һәрбириңлар айрим-айрим — әзалири. 28  Рәббимиз җамаәттә уларни мундақ орунлаштурди: биринчидин — әлчиләр, иккинчидин — пәйғәмбәрләр, үчинчидин — устазлар, андин қудрәтлик ишлар, кейин давалаш һәдийәси, ярдәм көрситиш, башқуруш қабилийити, һәрхил тиллар. 29  Һәммиси әлчиләрму? Һәммиси пәйғәмбәрләрму? Һәммиси устазларму? Һәммиси қудрәтлик ишларни қилаламду? 30  Һәммисиниң давалаш һәдийәси барму? Барлиғи тилларда сөзләмду? Һәммиси тәрҗимә қилаламду? 31  Лекин силәр буниңдинму артуғирақ һәдийәләрни қизғинлиқ билән издәңлар. Мән болсам, силәргә әң алий йолни көрситип берәй.

Изаһәтләр