Коринтлиқларға 1-хәт 14:1—40

14  Меһир-муһәббәткә интилиңлар, һәмдә қизғинлиқ билән роһий һәдийәләрниму издәңлар, гәрчә силәрниң бәшарәт ейтишиңлар әвзәлирәк болатти.  Тилда сөзләйдиған киши адәмләр билән әмәс, бәлки Худа билән сөзлишиду: у роһ арқилиқ муқәддәс сирларни ейтқини билән, һечким аңлиғинини чүшәнмәйду.  Бәшарәт қилғучи өз сөзлири билән адәмләрни ғәйрәтләндүрүп, тәсәлли бериду.  Тилда сөзлигүчи өзини мустәһкәмләйду, бәшарәт қилғучи болса җамаәтни мустәһкәмләйду.  Мән һәммиңларниң тилларда сөзлишиңларни халиған болар едим, гәрчә силәрниң бәшарәт қилишиңлар әвзәлирәк еди. Һә, бәшарәт қилғучи тилда сөзлигүчидин артуғирақ, пәқәт у җамаәтниң мустәһкәмлиниши үчүн тәрҗимә қилған һаләттин башқа.  Әнди, қериндашлирим, әгәр мән келип, силәр билән һәрхил тилларда сөзлисәм, шундақла әгәр йә вәһийни, йә билимни, йә пәйғәмбәрликни, йә тәлиматни қоллинип сөзлимисәм, силәргә қандақ пайда әкелимән?  Чүнки җансиз затларму, мәйли нәй болсун яки чилтар, зуван чиқириду. Бирақ әгәр униң аһаңлириниң пәрқи болмиса, униңдин чиққан сазниң немә билдүрүватқинини қандақ билгили болиду?  Һәқиқәтән, әгәр карнәй ениқ аһаң чиқармиса, җәңгә кимму тәйярлинар?  Шуниңдәкла, әгәр силәрму тилиңлар билән йеник чүшәнмәйдиған сөзләрни қилсаңлар, немә демәкчи болғиниңларни ким чүшинәләйду? Силәр шамалға гәп қилғандәк болисиләр. 10  Дунияда шунчә көп сөз тавушлири бар, лекин уларниң һечқайсиси мәнасиз әмәс. 11  Әгәр мән ейтиливатқан гәп-сөзниң мәнасини чүшәнмисәм, сөзлигүчи үчүн мән чәтәллик болумән, сөзлигүчи мениң үчүнму чәтәллик болиду. 12  Шуниңдәк, силәрму роһ һәдийәлирини қизғин издигәнликтин, җамаәтни мустәһкәмләш үчүн, уларға молчилиқта егә болушқа тиришиңлар. 13  Шуңа, башқа тилда сөзләйдиған киши тәрҗимә қилип берәлишини дуада сорисун. 14  Сәвәви әгәр мән тилда дуа қилсам, маңа һәдийә қилинған роһ дуа қилиду, әқлим болса мевисиз болиду. 15  Немә қилиш керәк? Һәдийә қилинған роһ биләнму дуа қилимән һәм өз әқлим биләнму дуа қилимән. Һәдийә қилинған роһум биләнму мәдһийиләймән һәм әқлим биләнму мәдһийиләймән. 16  Әгәр сән һәдийә қилинған роһ билән мәдһийә ейтсаң, беғишланмиған адәм сениң ейтиватқиниңни чүшәнмисә, сениң миннәтдарлиқ сөзлириңгә у қандақму «амин» дәйду? 17  Раст, миннәтдарлиқни яхши ейтисән, лекин башқисини бу мустәһкәмлимәйду. 18  Худаға шүкүр, мән һәммиңлардин қариғанда көпирәк өзгә тилларда сөзләймән. 19  Амма җамаәттә силәргә еғизчә нәсиһәт беришкә, башқа тилда 10 000 сөз ейтқандин көрә, өз әқлим билән бәш сөз ейтишни әвзәлирәк көрүмән. 20  Қериндашлар, чүшиниш қабилийитидә балилар кәби болмаңлар. Яманлиққа гөдәк болуңлар, чүшиниш қабилийитидә болса, чоңлардәк йетилиңлар. 21  Қанунда мундақ йезилған: «“Чәт әлликләрниң тиллири һәм ятларниң еғизлири билән бу хәлиққә сөзләймән, лекин шу чағдиму улар маңа қулақ салмайду”— дәйду Йәһва». 22  Шуңа тиллар — бу етиқатчилар үчүн әмәс, бәлки етиқатсизлар үчүн карамәт, пәйғәмбәрлик болса — етиқатсизлар үчүн әмәс, бәлки етиқатчилар үчүн карамәттур. 23  Шуңлашқа, әгәр барлиқ җамаәт биргә жиғилса вә һәммиси өзгә тилларда сөзлисә, беғишланмиған адәмләр яки етиқатсизлар кирип қалса, улар силәрни әқлидин адишип қапту, дейишмәмду? 24  Бирақ әгәр һәммиңлар бәшарәт қилсаңлар вә етиқатсиз яки беғишланмиған киши кирип қалса, у һәммиси билән паш қилиниду, һәммиси билән һөкүм қилиниду, 25  униң қәлбиниң сирлири ашкарә болуп, у йәргә үз йеқип, Худаға тазим қилғач: «Һәқиқәтән Худа силәрниң араңлардикән!»— дәп үндәйду. 26  Қериндашлирим, немә қилиш керәк? Силәр җәм болғиниңларда, бириңларда — зәбур нахшиси, йәнә бириңларда — тәлимат, кимду-биридә — вәһий, бирсидә — тил, йәнә бирсидә чүшәндүрүш бар. Һәммә нәрсә мустәһкәмләш үчүн болсун. 27  Һәм әгәр бирси тилда сөзлисә, ундақлардин иккиси яки әң көп болғанда үчи, нөвәт билән сөзлисун, кимду-бирси тәрҗимә қилсун. 28  Әгәр тәрҗимә қилидиған һечким болмиса, җамаәттә үн чиқармай, өзигә вә Худаға сөзлисун. 29  Пәйғәмбәрләр болса, икки яки үчи сөзлисун, қалғанлар сөзлириниң мәнасиға чөксун. 30  Амма-лекин, шу йәрдә олтарған башқа бирсигә вәһий берилсә, қалғанлар теч болсун. 31  Һәммисиниң үгиниши һәм һәммисиниң илһамландурулуши үчүн, силәрниң барлиғиңларға новәт билән бәшарәт ейтишқа болиду. 32  Пәйғәмбәрләргә берилгән роһниң һәдийәлири пәйғәмбәрләргә беқиниши лазим, 33  чүнки Тәңри қалаймиқанчилиқниң әмәс, әксичә тәртипниң Худасидур. Муқәддәсләрниң барлиқ җамаәтлиридә бәлгүләнгәндәк, 34  аял кишиләр җамаәтләдә үн чиқармисун, чүнки уларға сөзләшкә рухсәт қилинмайду, әксичә Қанун ейтқандәк, улар беқиништа болсун. 35  Әгәр улар бир нәрсигә үгәнгүси кәлсә, өйлиридә өз әрлиридин сорисун, чүнки аял кишиниң җамаәттә сөзлиши налайиқ иштур. 36  Силәрдин Худаниң сөзи чиққанму яки пәқәт силәргила у йәткәнму? 37  Әгәр бирси өзини пәйғәмбәр яки униңға роһ һәдийә қилинди дәп ойлиса, мән силәргә язғинимни иқрар қилсун, чүнки бу Һакимдаримизниң вәсийити. 38  Бирақ бирси билмәсликтә қелишни халиса, у билмәсликтә һәм қалиду. 39  Демәк, қериндашлирим, бәшарәт қилишқа қизғин интилиңлар, лекин өзгә тилларда сөзләшниму чәклимәңлар. 40  Пәқәт һәммә нәрсә тәртиплик һәм тәшкиллик һалда өтсун.

Изаһәтләр