Коринтлиқларға 1-хәт 15:1—58
15 Мана, қериндашлар, мән силәргә җакалиған хуш хәвәрни әсләтмәкчимән, силәр буни қобул қилған вә униңда туруватисиләр.
2 У арқилиқ силәр һәм қутқузулуватисиләр — мошу хуш хәвәрни мән силәргә җакалиған сөзләр түпәйли, әгәр силәр уни мәккәм тутуватсаңлар һәм әгәр, әлвәттә, силәр бекарға етиқатчилар болмиған болсаңлар.
3 Мән силәргә һәммидин авал өзәм қобул қилған нәрсини — Мәсиһ гуналиримиз үчүн Язмиларға мувапиқ өлгинини йәткүздүм.
4 У дәпин қилинди вә үчинчи күни Язмиларға мувапиқ тирилдүрүлди
5 вә Кифаға көрүнди, андин 12 әлчигә.
6 Андин дәрһал 500дин ошуғирақ қериндашларға көрүнди, уларниң нурғунлири һазирғичә тирик, бәзилири болса өлүм уйқисида.
7 Андин иниси Яқупқа, униңдин кейин барлиқ әлчиләргә көрүнди,
8 һәммисидин кейин вақти тошмай туғулғандәк болған маңиму көрүнди.
9 Мән әлчиләрниң арисида әң төвини һәм әлчи дәп атилишқиму лайиқсиз, чүнки мән Худаниң җамаитини тәқиплигән едим.
10 Амма Рәббимниң мол меһирлиги бойичә мән һазир силәр көрүватқан дәриҗигә йәттим. Униң маңа билдүргән мол меһирлиги бекар болмиди, бәлки мән уларниң барлиғидин артуғирақ әмгәк қилдим, һалбуки мән әмәс, бәлки мениң билән болған Худаниң мол меһирлигидур.
11 Амма, мәйли мән болай яки улар — биз шундақ вәзә ейтимиз һәм силәр шундақ ишәндиңлар.
12 Әгәр Мәсиһ һәққидә у өлүмдин тирилди дәп вәзә қилиниватса, қандақларчә араңлардики бәзилири өлүмдин тирилиш йоқ дәйду?
13 Чүнки әгәр өлгәнләрниң тирилиши йоқ болса, у чағда Мәсиһму тирилмиди.
14 Әгәр Мәсиһ тирилмигән болса, у чағда етиқатимиз бекар болғандәк, вәзимизму бекар.
15 Униңға қошумчә, биз Худаниң сахта гувачилири болуп қалимиз. Чүнки әгәр Пәрвәрдигар уни тирилдүрмигән болса һәм әгәр һәқиқәтән өлгәнләр тирилмисә, биз Худаға қарши гувалиқ бәргән болимиз.
16 Сәвәви әгәр өлүп кәткәнләр тирилмисә, Мәсиһму тирилмиди.
17 Әгәр Мәсиһ тирилмигән болса, у чағда силәрниң етиқатиңлар пайдисиз — силәр техичила гуналириңларға патқан һаләттә.
18 Әсли Мәсиһтә өлүм уйқисида ухлаватқанларму һалак болди.
19 Әгәр пәқәт мошу өмүрдила биз Мәсиһкә үмүтләнгән болсақ, биз барлиқ инсанларниң арисидики әң бечарә адәмләрмиз.
20 Амма һәқиқәтән Мәсиһ өлүмдин тирилди, у өлүм уйқисида болғанларниң арисидики дәсләпки мевә.
21 Чүнки өлүм инсан арқилиқ болғинидәк, инсан арқилиқ өлгәнләрниң тирилишиму болиду.
22 Адәм атида һәммиси өлгинидәк, Мәсиһтә һәммиси һаят болиду.
23 Лекин һәммиси өз новитидә: Мәсиһ — биринчи мевә, андин униң һазирлиниш вақтида — Мәсиһкә мәнсүпләр.
24 Андин у әң ахирида, йәни у барлиқ һөкүмәтләр вә барлиқ һакимийәтләр һәм күчләрни йоқ қилғанда, Падишалиқни Худа Атисиға қайтуруп тапшуриду.
25 Худа униң айиғи астида барлиқ дүшмәнлирини қоймиғичә, у падишалиқ қилиши лазим.
26 Йоқитилидиған ахирқи дүшмән — өлүмдур.
27 Худа «униң айиғи астиға барлиғини беқиндуриду». Лекин У: «барлиғи беқиндурулди», дегәндә, ениқки, Беқиндурғучидин башқа һәммиси униңға беқиндурулди.
28 Һәммә нәрсә униңға бойсундурулғандин кейин, Худа барлиғиға һәммә нәрсә болуши үчүн, Оғли өзиму Беқиндурғучиға беқиниду.
29 Болмиса, өлүп кетиш үчүн чөмдүрүлгәнләргә немә қилиш керәк? Әгәр өлгәнләр һәргиз тирилмисә, у чағда уларға өлүш үчүн чөмдүрүлүшниң немә кериги бар?
30 Немә үчүн бизму һәр вақитта ховуп-хәтәргә дуч болуп жүримиз?
31 Мән һәр күни өлүм үзигә қарап жүримән. Бу шундақла, мән Һакимдаримиз Мәсиһ Әйсада силәр һәққидә шатланғанға охшаш, дәрһәқиқәттур.
32 Әгәр мән башқилиридәк Әфәстә һайванлар билән күрәшкинимдә, униңдин маңа немә пайда? Әгәр өлгәнләр тирилмисә, у чағда «келиңлар, йәп-ичәйли, чүнки әтә өлүп кетимиз».
33 Алданмаңлар! Яман муамилиләр пайдилиқ адәтләрни бузиду.
34 Һәққаний иш қилип, сәгиңлар һәм гунадин қол үзүңлар, чүнки бирмунчилириңлар Худани тонумайдикәнсиләр. Буни силәрни уялдуруш үчүн ейтиватимән.
35 Бирақ кимду-бирси: «Өлгәнләр қандақ тирилиду? Һәм улар қандақ тәндә келиду?»— дәп сорайду.
36 Пәмсиз адәм екәнсән! Сән тәргән нәрсә авал өлмәй туруп, үнәлмәйдиғу
37 вә сән тәргән нәрсә — бу тәрәққий әткән җисим әмәс, бәлки ақланған дан, мәсилән, буғдайниң яки башқа бир зираәтниң,
38 лекин Яратқучи униңға Өзи халиған җисимни бериду вә һәрқандақ данниң өзигә хас җисми бар.
39 Барлиқ җисим охшаш әмәс, бәлки адәмләрниң җисми бирхил, җаниварларниң — башқа, қушларниң — йәнә башқа вә белиқларниң башқидур.
40 Асман җисимлири бар һәм йәр җисимлири бар, лекин асман җисимлириниң шәрипи башқичә, йәр җисимлириниң — башқичә.
41 Қуяшниң шан-шәрипи бир, айниң шәрипи башқа һәм юлтузларниң шәрипи йәнә башқа, һәм қошумчә, бир юлтуз башқа юлтуздин шәрипи билән пәриқлиниду.
42 Өлгәнләрниң тирилишиму шуниңдәкла. Чирикликтә терилиду — чиримәсликтә тирилиду.
43 Шәрмәндичиликтә терилиду — шан-шәрәптә тирилиду. Аҗизлиқта терилиду — күч-қудрәттә тирилиду.
44 Җисманий тән терилиду — роһий тән тирилиду. Әгәр әслидә җисманий тән болса, у чағда роһий тәнму болиду.
45 Шундақ йезилған: «Биринчи инсан Адәм ата тирик җан болди». Ахирқи Адәм ата һаятлиқ беридиған роһ болди.
46 Амма авал роһий әмәс, бәлки җисманий, андин роһий.
47 Биринчи адәм — йәр-зиминға мәнсүп һәм топрақтин яритилған, иккинчи адәм — асманға мәнсүп.
48 Топидин яритилған қандақ болса, топидин яритилғанлар шундақтур вә асмандики қандақ болса, асмандикиләрму шундақ болиду.
49 Һәм биз топидин яритилғанға охшиғинимиздәк, шундақла кәлгүсидә асмандикигә охшаш болимиз.
50 Амма, қериндашлар, шуни ейтайки, чирик чиримаслиқни мирас қилалмайдиғандәк, тән һәм қан Худаниң Падишалиғини мирас қилалмайду.
51 Мана, силәргә муқәддәс сирни ейтай: биз һәммимиз өлүм уйқисида ухлап қалмаймиз, лекин һәммимиз өзгиримиз,
52 бир дәқиқидә, көзни бир жумуп ачқичә, ахирқи карнәй челинғанда. У чалидудә — һәм өлгәнләр чиримас болуп тирилиду вә биз өзгиримиз.
53 Бу чирик нәрсә чиримаслиққа вә бу өлүдиған нәрсә — өлмәсликкә айлиниду.
54 Чирийдиған нәрсә чиримаслиққа вә өлүдиған нәрсә өлмәсликкә айланғанда, шунда йезилған: «Өлүм мәңгүгә жутуветилди» дегән сөз, әмәлгә ашурулиду.
55 «Өлүм, қени сениң ғалибийитиң? Өлүм, қени сениң нәштириң?»
56 Өлүмни туғдурудиған нәштәр — гуна, гунаниң күчи болса — Тәврат қануни.
57 Амма бизгә Һакимдаримиз Әйса Мәсиһ арқилиқ ғәлибә бериватқан Худаға шүкүр!
58 Шуниң үчүн, әзиз қериндашлирим, чиң, тәврәнмәс болуңлар, әмгигиңлар Йәһваниң алдида бекар әмәслигини билип, һәрдайим Пәрвәрдигарниң хизмитидә көп ишләңлар.