Коринтлиқларға 1-хәт 3:1—23
3 Мән, қериндашлар, силәр билән роһий кишиләрдәк сөзлишәлмидим, әксичә силәр билән җисманий кишиләрдәк, Мәсиһтики гөдәкләрдәк сөзләштим.
2 Мән силәрни сүт билән бақтим, чүнки силәр қаттиқ тамақни техи һәзим қилалматтиңлар. Һазирму силәр техи аҗиз,
3 силәр техила җисманий адәмләр. Чүнки әгәр силәрниң араңларда көрәлмәслик һәм талаш-тартишлар болуватса, силәр җисманий әмәсму вә инсанлардәк иш тутуватмамсиләр?
4 Бирси: «Мән Паулниң шагирти», йәнә бирси: «Мән Аполосниң шагирти», дәватса, адәттики адәмләр әмәсмусиләр?
5 У чағда Аполос ким? Паулму ким? Һакимдаримиз бизгә тапшурған ишни қиливатқан вә шу түпәйлидин силәр етиқатчилар болған хизмәтчиләрдур.
6 Мән тәргән, Аполос суғарған, амма өстүрүватқан Худа еди,
7 шуңа териғучиму һәм суғарғучиму һечнемә әмәс, пәқәт өстүрүватқан Худа Өзи һәммидур.
8 Демәк, териватқанму һәм суғуруватқанму — бир ишта, лекин һәрқайсиси өз мукапитини әмгигигә қарап алиду.
9 Биз — Худаниң хизмәтдашлири. Силәр болсаңлар — Худаниң етизи, Худаниң қурулуши.
10 Маңа көрситилгән Рәббимниң мол меһирлиги бойичә ишларниң дана рәһбиридәк мән һулни салдим, башқиси болса униң үстидә қуруватиду. Лекин һәрким қандақ қуруватқанлиғиға диққәт қилсун.
11 Һечким селинған һулдин, йәни Әйса Мәсиһтин башқа һечқандақ һул салалмайду.
12 Әгәр кимду-ким мошу һулда алтунни, күмүчни, қиммәтлик ташларни, яғачни, чөпни, саманни ишлитип қурса,
13 һәркимниң иши рошән болиду: күн уни ашкарә қилиду, чүнки у от арқилиқ синилиду вә отниң өзи һәркимниң әҗрини синайду.
14 Әгәр бу һулда селинған кимду-бирсиниң иши сақлинип қалса, у мукапат алиду.
15 Әгәр кимду-бирсиниң иши көйүп кәтсә, гәрчә өзи қутқузулсиму, у зиян тартиду вә әгәр қутқузулсиму, оттин өткәндәк қутқузулиду.
16 Силәр өзәңларниң Худаниң мәркизий ибадәтханиси екәнлигиңларни вә Пәрвәрдигарниң роһи силәрдә яшаватқанлиғини билмәмсиләр?
17 Әгәр бирси Худаниң мәркизий ибадәтханисини вәйран қилса, Худа уни вәйран қилиду, чүнки Худаниң ибадәтханиси муқәддәстур һәм силәр — мошу мәркизий ибадәтханидур.
18 Һечким өзини алдимисун: әгәр араңлардики бирси өзини мошу дунияда данишмән дәп ойлиса, дана болуш үчүн ахмақ болсун.
19 Чүнки бу дунияниң даналиғи Худа үчүн ахмақлиқтур, йезилғинидәк: «У данишмәнләрни уларниң өзлириниң һелигәрлигидә тутувалиду».
20 Йәнә: «Йәһва данишмәнләрниң ой-мулаһизилириниң бекар екәнлигини билиду».
21 Шуңлашқа һечким инсанлар билән көрәңлимисун, чүнки барлиғи силәрниңки:
22 мәйли Паул болсун, мәйли Аполос, мәйли Кифа, яки дуния, яки һаят, яки өлүм, яки һазирқилар, яки кәлгүсидикиләр болсун — һәммиси силәргә мәнсүп,
23 силәр болсаңлар Мәсиһкә, Мәсиһ болса Худаға мәнсүп.