Коринтлиқларға 1-хәт 4:1—21

4  Адәмләр бизни Мәсиһниң қол астидикилиридәк һәм Худаниң муқәддәс сирлириниң башқурғучилиридәк қараштурсун.  Шу териқидә башқурғучиларниң садиқ болуши күтүлиду.  Мениң үчүн силәр яки қандақту-бир инсаний сот мени баһалиши унчивала муһим әмәс. Мән өзәмму өзәмни һөкүм қилмаймән.  Мән өзәмни әйиплигидәк һечнәрсидин хәвирим йоқ. Лекин бу мени һәққаний қилмайду, мени һөкүм Қилғучи пәқәт Йәһва.  Шуңа Һакимдаримизниң келидиған вақти-саати кәлмигичә, һечнәрсә тоғрилиқ һөкүм чиқармаңлар, у кәлгәндә қараңғулуқта йошурулғанни йоруқлуққа чиқирип, жүрәкләрниң нийәтлирини ашкарилайду,— шу чағда һәрким өзигә тегишлик Худаниң махтишиға сазавәр болиду.  Буни, қериндашлар, мән өзәмгә һәм Аполосқа силәрниң пайдаңлар үчүн қолландим, чүнки бизниң үлгимиздә силәр мундақ қаидини өзләштүрүңлар: «Йезилғанниң чекидин чиқмаслиқ» һәм араңлардики һечким тәкәббурлишип кәтмәслиги, һәм бирсини башқисиниң үстидин қоймаслиғи үчүндур.  Кимниң арқисида сән башқисидин пәриқлинисән? Һәм сән Худадин алған нәрсидин башқа сениңда немә бар? Әгәр алған болсаң, у чағда немишкә Худадин алмиғандәк көрәңләйсән?  Силәр тоюп болдуңларму? Силәр бай болуп кәттиңларму? Силәр бизсиз падишалиқ қиливатамсиләр? Шуни халаттимки, силәр падишалиқ қилсаңлар еди, шу чағда бизму силәр билән биллә падишалиқ қилаттуқ.  Маңа шундақ билинидуки, Худайим бизни, әлчиләрни, өлүмгә мәһкүм болған адәмләрдәк, ахирқилар қилип намайишқа чиқарди,— биз дуния, пәриштиләр һәм инсанлар үчүн театрдики тамашиға айландуқ. 10  Биз Мәсиһни дәп ахмақ болдуқ, силәр Мәсиһтә пәм-парасәтлик болдуңлар, биз аҗиз, силәр күчлүк, силәр изгү шәрәптә, биз һөрмәтсизликтә. 11  Һазирғичә биз ачарчилиқни һәм чаңқашни баштин кәчүрүватимиз, гадай кийиниватимиз, бизни муштумлимақта, биз башпанасиз қеливатимиз, 12  өз қоллиримиз билән ишләп әмгәк қиливатимиз. Бизни қарғайду — биз бәрикәтләймиз, тәқипләйду — биз чидаймиз, 13  төһмәт қилиду — биз меһриванларчә җавап беримиз, биз дуния үчүн әхләт, һәрқандақ сүпүрүндә болдуқ һәм бу та һазирғичә шундақ болуватиду. 14  Буни силәрни уялдуруш үчүн әмәс, бәлки сөйүмлүк балилиримға әқил-нәсиһәт бериш үчүн йезиватимән. 15  Гәрчә силәрдә Мәсиһтики тәрбийилигүчиләр он миң болсиму, атилириңлар көп әмәс — мән силәргә хуш хәвәр арқилиқ Мәсиһ Әйсада ата болдум. 16  Шуңлашқа силәрдин өтүнүмәнки, мени үлгә қилиңлар. 17  Шуниң үчүн мән силәргә Тимотийни әвәтиватимән, чүнки у мениң Һакимдаримиз йолидики сөйүмлүк һәм садиқ пәрзәндим. У силәргә мән Мәсиһ Әйсада қоллинилидиған усуллиримни есиңларға салиду, мән һәммә йәрдә барлиқ җамаәтләрдә шундақ тәлимат беримән. 18  Бәзилири, мән силәргә кәлмәйдиғандәк, гедәришип кетипту. 19  Бирақ, әгәр Йәһва халиса, мән пат арида йениңларға баримән һәм гедәригәнләрниң сөзлирини әмәс, күчини синаймән, 20  чүнки Худаниң Падишалиғи сөздә әмәс, бәлки күч-қудрәттә. 21  Унда немини халайсиләр? Йениңларға чивиқ билән келәйму, яки роһниң сөйүми вә мулайимлиғи биләнму?

Изаһәтләр