Коринтлиқларға 1-хәт 6:1—20

6  Араңлардики гайибирлири бирсигә наразилиғи болса, муқәддәсләргә бармай, һәққанийсизларниң сотиға беришкә һәҗәп петиналайдикәна?  Яки муқәддәсләрниң дунияни сотлишини билмәмсиләр? Әгәр дуния силәр тәрипиңлардин сотланса, әрзимәс ишларни һәл қилишқа қабил әмәсмусиләр?  Биз пәриштиләрниму сотлайдиғинимизни билмәмсиләр? У чағда немишкә турмуштики ишларни йешишкә болмайду?  Әгәр силәрдә һәл қилидиған турмуш ишлири болса, җамаәт тәрипидин мақулланмайдиған адәмләрни қази қилип қоюватмамсиләр?  Силәрни уялдуруш үчүн буларни ейтиватимән. Араңларда қериндашлар оттурисида һөкүм чиқарғидәк бирәр дана адәм йоқму немә?  Амма қериндаш қериндаш билән сотқа берип, етиқатсизлар алдида давалишиватиду.  Әсли силәрниң бир-бириңлар билән сотлишишиңлар — бу силәр үчүн пүтүнләй мәғлубийәт. Немишкә силәр үчүн рәнҗип қелиш әвзәлирәк әмәс? Немишкә силәр үчүн алдинип қелишиңлар әвзәлирәк әмәс?  Униң орниға силәр өзәңларниңла қериндашлирини рәнҗитип, алдаватисиләр.  Яки һәққанийсизлар Худа Падишалиғиға мираслиқ қилмайдиғинини билмәмсиләр? Адашмаңлар! Әхлақсизләрму, бутпәрәсләрму, нека вапасизлириму, һәзиләкләр билән бәччивазларму — йәни әрләр әрләр билән ятидиғанларму, 10  оғриларму, ачкөзләрму, һарақкәшләрму, башқиларни қарлиғучиларму, булаңчиларму Худа Падишалиғиниң варислири болмайду. 11  Бәзилириңлар шундақ болғандиңлар. Лекин Яратқучимизниң роһи билән силәр жуюлдуңлар, муқәддәсләндиңлар вә Һакимдаримиз Әйса Мәсиһниң намиға һәққаний дәп җакаландиңлар. 12  Мән үчүн һәммә нәрсә қануний, амма барлиғи пайдилиқ әмәс. Һәммә нәрсә мән үчүн қанунлуқ, лекин һечнәрсигә өзәм үстидин һөкүмранлиқ қилишқа йол бәрмәймән. 13  Ғиза ашқазан үчүн, ашқазан болса ғиза үчүн, бирақ Худа уни вә буни йоққа чиқириду. Тән болса бузуқлуқ үчүн әмәс, бәлки Һакимдаримиз үчүн вә Һакимдаримиз тән үчүндур. 14  Худа Рәб күч-қудрити билән Һакимдарни тирилдүрди һәм бизниму өлүмдин тирилдүриду. 15  Силәрниң тәнлириңлар Мәсиһниң әзалири екәнлигини билмәмсиләр? Ундақта, Мәсиһниң әзалирини елип, паһишәниң әзалири қилимәнму? Һәргиз! 16  Яки паһишә билән қошулуватқан униң билән бир тән болуватқанлиғини билмәмсиләр? «Иккиси»,— дәйду У,— «бир тән болиду». 17  Һакимдар билән қошулуватқан киши болса, униң билән бир роһ болиду. 18  Зинахорлуқтин қечиңлар. Адәм балиси қилидиған һәрқандақ башқа гуна — униң тениниң сиртида, лекин зина қилған өз тениға қарши гуна қилиду. 19  Силәрниң тениңлар — бу силәрдики Худадин алған роһниң, муқәддәс роһниң ибадәтханиси екәнлигини билмәмсиләр? Һәм силәр өзәңларға мәнсүп әмәс, 20  чүнки силәр қиммәт баһаға сетип елиндиңлар. Шуңа Егимизни тәнлириңларда мәдһийиләңлар!

Изаһәтләр