Коринтлиқларға 1-хәт 8:1—13

8  Бутларға атап қурван қилинған йемәкликкә кәлсәк, һәммимизниң билими бар екәнлигини билимиз. Билим тәкәббурлитиду, меһир-муһәббәт болса мустәһкәмләйду.  Әгәр кимду-ким бир нәрсини билип-йәттим дәп ойлиса, у бу нәрсини билишкә тегишлик дәриҗидә техи билмәйду.  Лекин әгәр ким Худани сөйсә, бундақ адәмни Худа тонуйду.  Бутларға аталған йемәкликни истимал қилишқа кәлсәк, шуни билимизки, дунияда бут һечнәрсә әмәс һәм бир Худадин башқа һечбир Илаһ йоқ.  Гәрчә «худалар» аталмиш көплири асманда яки йәрдә болуп һәм нурғунлиған «һакимлар» бар болсиму,  биз үчүн пәқәт бир Худа — Ата бар, Униңдин барлиқ нәрсә һәм биз Униң үчүн, һәм бир Һакимдар — Әйса Мәсиһ бар, униң арқилиқ һәммә нәрсә һәм бизму униң арқилиқтур.  Амма бундақ билим һәммисидә әмәс: бәзилири бутқа үгинип қелип, мошу вақитқичә тамақни бутқа атиғандәк йәйду вә уларниң виждани аҗиз болғачқа булғиниду.  Бирақ тамақ бизни Худаға йеқинлаштурмайду. Әгәр биз йемисәкму — һечнәрсини йоқатмаймиз, йесәкму — һечнәрсигә егә болмаймиз.  Лекин қараңлар, силәрниң бу һоқуқуңлар аҗизлар үчүн путликашаң таш болуп қалмисун. 10  Чүнки әгәр бирси сениң, билими бар кишиниң, бутханидики дәстиханда олтарғиниңни көрүп қалса, у чағда аҗиз адәмниң виждани бутларға аталған тамақни йейишкә уни көндүрмәмду? 11  Һә, сениң билимлириң билән Мәсиһ җенини бәргән аҗиз киши — қериндишиң һалак болиду. 12  Мошундақ қериндашлириңларға қарши гуна қилип вә уларниң аҗиз вижданини җараһәтләп, силәр Мәсиһкә қарши гуна қиливатисиләр. 13  Шуңа, әгәр тамақ қериндишим үчүн путликашаңлиқ болуватса, қериндишим үчүн путликашаң болмаслиққа һәргиз гөш йемәймән.

Изаһәтләр