Коринтлиқларға 2-хәт 1:1—24

1  Худаниң ирадиси бойичә Мәсиһ Әйсаниң әлчиси, мән Паулдин вә бурадәримиз Тимотийдин — Коринттики Худаниң җамаитигә, вә пүткүл Ахаядики барлиқ муқәддәсләргә салам.  Силәргә Атимиз Худадин вә Һакимдаримиз Әйса Мәсиһтин мол меһирлик һәм течлиқ-аманлиқ болсун.  Һакимдаримиз Әйса Мәсиһниң Худайи һәм Атиси, йәни рәһимдилликниң Атиси, һәм һәрқандақ тәсәллиниң Пәрвәрдигари, бәрикәтләнсун.  Худа өзүмизгә қандақ тәсәлли берип, көңлүмизни көтүриватқан болса, шу тәсәлли билән бизму һәрқандақ дәрткә чүшкәнләргә тәсәлли беришимиз үчүн, У бизгә һәммә дәртлиримиздә тәсәлли бериватиду.  Мәсиһ үчүн болған азаплиримизниң көплигидин, Мәсиһ арқилиқ тәсәллиниң молчилиғини алимиз.  Әгәр биз дәрт-һәсрәттә болсақ, у силәрниң тәсәлли елишиңларға һәм қутқузулушуңларға вә әгәр бизгә тәсәлли берилсә, силәрниң тәсәлли елишиңлар үчүн, у тәсир қилип, биз бәрдашлиқ бериватқан азапларда силәргиму тәқабил турушни бериду.  Һәм бизниң силәргә мунасивәтлик үмүтимиз тәврәнмәс, чүнки биз шуни билимизки: биз билән азапларни бөлүшкәндәк, шундақла тәсәллиниму бөлүшисиләр.  Қериндашлар, силәрни биз Асияда учрашқан дәрт-әләм тоғрисида хәвәрсиз қойғумиз кәлмәйду. Биз интайин қисилған вәзийәттә болдуқ — бу бизниң күчлиримиздин артуқ келип, һәтта биз тирик қелишимизни билмидуқ.  Растини ейтқанда, өзүмизни бизгә өлүм һөкүми чиқирилғандәк, һис қилдуқ. Бу шуниң үчүн болдики, биз өзүмизгә әмәс, бәлки өлгәнләрни тирилдүрүдиған Худаға тайинишимиз үчүндур. 10  Һәм У бизни бундақ дәһшәтлик өлүмдин қутулдурди вә йәнә қутулдуриду, вә биз Униң келәчәктиму бизни қутулдурушиға йәниму үмүт бағлаймиз. 11  Силәрму шундақла биз үчүн болған қизғин дуалириңлар билән ярдәм берәләйсиләр, чүнки көплириниң дуалири түпәйли бизгә берилгән нәрсиләргә нурғунлири биз үчүн миннәтдарлиқ ейтти. 12  Биз шуниңға пәхирлинимиз — һәм бу тоғрилиқ вижданимиз гувалиқ қилиду,— бу дунияда, болупму силәргә мунасивәтлик, биз инсаний данишмәнликкә әмәс, әксичә Худаниң мол меһирлигигә тайинип, өзүмизни Илаһниң муқәддәслиги һәм сәмимийлиги билән туттуқ. 13  Һәқиқәтән, биз силәргә өзәңлар яхши билидиған һәм етирап қилидиған нәрсиләрдин артуқ һечнәрсә язмидуқ, һәм мән ишинимәнки, силәр ахириғичә шуларни етирап қилисиләр. 14  Силәр биз билән пәхирлинәләйдиғиниңларни қисмән етирап қилдиңлар, биз болсақ силәр билән Һакимдаримиз Әйсаниң күнидә пәхирлинимиз. 15  Демәк, силәр иккинчи мәртәм хошал болушиңлар үчүн, мошу ишәнчиликтә мән буниңдинму авал силәргә келишкә нийәт қилғандим 16  һәм силәрдә тохтап, андин Македонийәгә кетишни, Македонийәдин йәнә силәргә кәлгәндә, силәр мени Йәһудийәгә узитип қоюшиңларниму нийәт қилдим. 17  Амма мән буни қилмақчи болғинимда, калтә ойлуқ болдумму? Яки бирдәм «һә, һә» вә бирдәм «яқ, яқ» деп өз нийәтлиримни әмәлгә ашурушта тәнниң хаһишида маңмақчимәнму? 18  Лекин силәргә қаритилған сөзлиримиз «һә» һәм шу вақиттила «яқ» болмайдиғанлиғида Рәббимизгә ишинимиз. 19  Сәвәви биз арқилиқ, йәни мән, Силуан вә Тимотий арқилиқ силәрниң араңларда вәзә қилинған Худаниң Оғли, Әйса Мәсиһ «һә» болуп, шу вақиттила «яқ» әмәс, лекин «һә» униңға нисбәтән «һә» болди. 20  Һәм Худаниң қанчә вәдиси болмиса, униң арқилиқ улар «һә» болди. Шуңа униң арқилиқ биз Худаға шан-шәрәп ейтип, «амин» дәймиз. 21  Силәрни һәм бизни Мәсиһкә мәнсүп дәп ишәндүрүватқан, һәм бизни майлиған Худа Өзидур. 22  У бизгә Өз мөһрини бесип һәм келәчәкниң капалити сүпитидә жүрәклиримизгә роһини бәрди. 23  Мана мән Тәңрини җенимға қарши гувалиққа чақиримән: мән силәрни аяп, мошу вақитқичә Коринтқа кәлмидим. 24  Бу бизниң силәрниң етиқатиңлар үстидин һөкүмранлиқ қиливатқинимизни билдүрмәйду, лекин биз силәрниң хошаллиғиңларға ярдәмлишидиған һәмкарлириңлар, чүнки силәр өз етиқатиңларға бола туруватисиләр.

Изаһәтләр