Коринтлиқларға 2-хәт 10:1—18

10  Мән Паул — сиртқи көрүнүшүм бойичә әрзимәс болсамму, лекин араңларда болмисамму, силәр билән җүръәтликмән — өзәм силәргә Мәсиһниң мулайимлиғи һәм меһриванлиғи билән ялвурумән.  Силәрдин илтимас қилимән: мән силәрдә болғанда, бизни инсанға хас иш қиливатиду дәп һесаплиғанларға қәтъий чариләрни қоллинишқа ойлаватқинимдәк, ишәшлик җүръәтлик билән қилмишим үчүн, тоғра иш қилиңлар.  Чүнки гәрчә биз тәндә жүрсәкму, инсанға хас күрәшмәймиз.  Биз күришиватқан қурал инсаний әмәс, бәлки мәзмут қорғанларни ғулитишқа Худа тәрипидин күчлүк қуралдур.  Биз Худа тоғрилиқ билимләргә қарши чиқидиған көзқарашларни һәм барлиқ тәкәббурлуқни ғулитиватимиз һәм Мәсиһкә беқиндуруш үчүн һәрқандақ ой-пикирни әсиргә еливатимиз,  силәрниң итаәтчанлиғиңлар толуқлуққа йәткәндә, һәрқандақ итаәтсизликни җазалашқа тәйяр туримиз.  Силәр һәммә нәрсини сиртқи көрүнүшигә қарап баһалайсиләр. Әгәр кимду-ким Мәсиһкә мәнсүп екәнлигигә ишәшлик болса, шуни көздә тутсунки, өзи Мәсиһкә мәнсүптәк, бизму шундақла мәнсүп.  Чүнки, әгәр мән Һакимдар бизгә силәрни вәйран қилишқа әмәс, бәлки мустәһкәмләш үчүн бәргән һоқуқум билән һәддидин ташқири махтансамму, уятта қалмаймән.  Силәр мени хәтлири билән қорқутуватиду дәп ойлимаңлар. 10  Улар мана мундақ дәйду: «Униң хәтлири салмақлиқ һәм күчкә толған, лекин шәхсий һазирлиниши аҗиз, һәм униң гепи мәзмунсиз». 11  Бундақ адәм шуни әстә тутсунки, биз араңларда йоқ болғанда хәтлиримизниң сөзлиридә қандақ болсақ, араңларда болғандиму әмәлиятимизда шундақ болимиз. 12  Биз өзини өзи тәвсийә қилғанлар билән өзүмизни селиштурмаймиз, яки өзүмизни уларниң қатариға қошушқа петиналмаймиз. Улар болса, өзлирини өзлириниң өлчәмлири билән өлчәп һәм өзлирини өзи билән селиштуруп, чүшәнчигә егә әмәсләр. 13  Биз болсақ, бизгә бөлүнүп берилгән чәкләрдин чиқмай, лекин Худа, һәтта силәргичә узартип, өлчәм билән бәргән зиминниң чәклиридә махтинимиз. 14  Биз силәргә йәтмигәндәк өз чәклиримиздин чиқмаймиз, һәтта биз биринчи болуп, Мәсиһ һәққидики хуш хәвәрни җакалап силәргә йәткәндуқ. 15  Раст, биз бәлгүләнгән чәкләрниң ташқиридики башқиларниң әмгәклири билән махтанмаймиз, бирақ силәрниң етиқатиңларниң өсүши билән араңларда бизниң зиминимизға бағлиқ абройимиз чиқиду дәп үмүтлинимиз. Шу чағда бизниң абройимиз техиму көпирәк чиқиду 16  вә силәрниң даирәңләрдин сирттики мәмликәтләрдә хуш хәвәрни җакалаймиз һәм барлиқ нәрсә тәйяр болуп болған ят зимин билән махтанмаймиз. 17  «Амма махтанған киши, Йәһвада махтансун». 18  Чүнки өзини өзи тәвсийә қилған мақулланмайду, әксичә Йәһва тәвсийә қилған мақуллиниду.

Изаһәтләр