Коринтлиқларға 2-хәт 13:1—14
13 Әнди үчинчи қетим силәргә келиватимән. «Һәрқандақ иш икки яки үч гувачиниң еғизи билән тәстиқлиниши керәк».
2 Гәрчә һазир мән силәрдин жирақ болсамму, мениң сөзлиримни силәр билән иккинчи рәт болғинимдәк қобул қилиңлар. Демәк, бурун ейтқинимдәк, авал гуна қилғанларни һәм қалған барлиғиңларни агаһландуруватимән: әгәр яңливаштин келип қалсам, силәрни айимаймән —
3 силәр мән арқилиқ Мәсиһ сөзләватқининиң дәлиллирини издәветипсиләр, у силәргә нисбәтән аҗиз әмәс, бәлки араңларда күчлүктур.
4 Раст, у аҗизлиқ сәвәвидин түврүктә өлтүрүлди, лекин Худаниң қудритигә бола әнди һаяттур. Гәрчә биз униң билән аҗиз болсақму, силәргә билдүрүлгән Қадирниң қудрити түпәйлидин биз униң билән биргә яшаймиз.
5 Өзәңларни биз етиқаттиму дәп тәкшүрәп, синап көрүңлар. Яки Әйса Мәсиһниң силәр билән бирликтә екәнлигини иқрар қилмамсиләр? Пәқәт өзәңларға наразилиқ кәлтүргән болмисаңлар.
6 Сәмимий ишинимәнки, силәр шуни көрүсиләр: биз өзүмизгә наразилиқ кәлтүрмидуқ.
7 Һәм биз силәрниң һеч яманлиқ қилмаслиғиңлар үчүн, Худаға дуа қилимиз. Маңа муһими: биз өзүмизниң мақуллинишимиз әмәс, бәлки силәрниң яхши иш қилғиниңлар, һәтта биз өзүмиз мақуллашқа сазавәр әмәстәк көрүнсәкму.
8 Биз һечнәрсини һәқиқәткә қарши қилалмаймиз, әксичә пәқәт һәқиқәт үчүн, халас.
9 Һәм биз һәрқачан бизниң аҗизлиғимизға, лекин силәрниң күчлүклигиңларға хошал болимиз вә силәрниң түзүлүшүңлар һәққидә дуа қилимиз.
10 Шуңа силәрдин жирақ болған вақтимда йезиватимән, чүнки араңларда болғанда мән Һакимдаримиз маңа бәргән һакимийәт билән вәйран қилмай, бәлки мустәһкәмләш үчүн пайдилинип, қәтъийлик билән һәрикәт қилмай.
11 Ахирида, қериндашлар, тохтимай шатлиниңлар, түзүлүңлар, тәсәлли елиңлар, пикирдашлиқни сақлаңлар, течлиқта яшаңлар һәм хатирҗәмлик вә меһир-муһәббәтликниң Худаси силәр билән биргә болғай.
12 Бир-бириңларни муқәддәс сөйүшләр билән қарши елиңлар.
13 Барлиқ муқәддәсләр силәргә салам йоллаватиду.
14 Һәммиңлар билән Һакимдаримиз Әйса Мәсиһниң мол меһирлиги, Худаниң меһир-муһәббити һәм муқәддәс роһқа һәмралиқ болсун.