Коринтлиқларға 2-хәт 2:1—17

2  Мениң силәргә қайта келиш нийитимгә кәлсәк, мән силәргә хапа болуп келишни дурус көрмидим.  Әгәр мән силәрни хапа қилсам, у чағда мән хапа қилған киши мени хуш қилиши керәк әмәсму?  Мән барғинимда, мени хошал қилишқа тегишлик адәмләр хапа қилмаслиғи үчүн, нәқ мошу тоғрисида силәргә язған едим. Чүнки һәммиңларға кәлсәк, мән ишинимәнки, мениң хошаллиғим — барлиғиңлар үчүнму хошаллиқтур.  Буни силәрниң хапа болушиңлар үчүн әмәс, бәлки мән силәрни қанчилик қаттиқ сөйүшүмни билишиңларға, қәлбимниң нурғунлиған дәртлири һәм тит-тит болушидин силәргә көплигән яшлирим билән язғандим.  Әгәр бирси хапичилиқниң сәвәпкари болған болса, у мени әмәс, бирақ — қопал ейтмай — қандақту-бир җәһәттин һәммиңларни хапа қилди.  Мундақ адәмгә көпчилик униңға чиқарған һөкүмму йетәрлик,  шуңа һазир, уни артуқчә ғәм-қайғу бесип кәтмәслиги үчүн, уни һиммәт билән кәчүрүп, тәсәлли беришиңлар әвзәл.  Шуңлашқа силәргә җекиләймәнки, уни меһир-муһәббитиңларға ишәндүрүңлар.  Мән буни силәрниң һәммә нәрсидә итаәтчан екәнлигиңларда тәстиқни елиш үчүн йезиватимән. 10  Силәр кимду-бирсини һәммидә һиммәтлик кәчүрсәңлар, мәнму уни һиммәтлик кәчүримән. Мән немини һиммәтлик кәчүргән болсам,— әгәр бир нәрсини һиммәтлик кәчүрсәм,— буни силәр үчүн Мәсиһниң алдида қилдим: 11  бизни Шәйтан қувлуғи билән алдап кәтмәслиги үчүн, чүнки биз униң һейлә-амаллиридин бехәвәр әмәсмиз. 12  Мән Троадаға Мәсиһ һәққидә хуш хәвәрни җакалаш үчүн кәлгинимдә вә алдимда Һакимдар йолидики ишик ечилғанда, 13  роһум арам тапмиди, чүнки мән бурадәримиз Титни тапалмидим һәм шагиртлар билән хошлишип, Македонийәгә кәттим. 14  Бизни Мәсиһ билән тәнтәнилик меңишта жүргүзүп һәм һәрқандақ җайда биз арқилиқ Өзи һәққидә хушпурақлиқ билимни таратқини үчүн Худаға тәшәккүр! 15  Чүнки Худа үчүн биз — қутқузулуватқанлар һәм һалак болуватқанлар арисида Мәсиһниң татлиқ хушпуриғи, 16  һалак болуватқанлар үчүн — өлүмдин чиқиватқан һәм өлүмгә апириватқан сесиқ пурақ, қутқузулуватқанлар үчүн — һаятлиқтин чиқиватқан һәм һаятлиққа апириватқан хушпурақ. Ким буниңға лайәқәтлик? 17  Биз. Чүнки нурғунлиридәк биз Рәб сөзиниң содигәрлири әмәс, әксичә Худа әвәткәндәк, Худаниң алдида, Мәсиһтәк сәмимийлик билән сөзләймиз.

Изаһәтләр