Коринтлиқларға 2-хәт 3:1—18
3 Биз яңливаштин өзүмизни тәвсийә қилишни башлимайватимизму? Яки бизгә бәзибир адәмләргә керәктәк, силәргә яки силәрдин йезилған тәвсийә хәтлири керәкму?
2 Силәр өзәңлар бизниң жүрәклиримиздә йезилған хәт, уни барлиқ адәмләр билиду һәм оқуйду.
3 Биз хизмәтчилири билән йезилған Мәсиһниң хетини силәр өзәңлар билән билдүрүсиләр, у сия билән вә таш тахтайчиларда әмәс, бәлки тирик Худаниң роһи билән әтлик тахтайчиларға — жүрәкләрдә йезилған хәттур.
4 Мана мошундақ ишәнчлик биздә Рәббимизниң алдида Мәсиһ арқилиқ бар.
5 Бу бизниң өзлүгимиздин лайиқ екәнлигимизни вә өзүмизгә бир нәрсини қошувалғинимизни билдүрмәйду, лекин лаяқәтлигимиз Худадин,
6 У бизни йезилған қанунлар жиғиндисиниң әмәс, бәлки роһниң вә йеңи келишимниң хизмәтчилири қилди. Йезилған қанунлар жиғиндиси өлүмгә һөкүм қилиду, роһ болса һаятлиқ беғишлайду.
7 Әгәр өлүмгә һөкүм қилидиған вә ташларда һәрипләр билән оюлған қанунлар жиғиндиси шөһрәттә рошән болған болса, шу сәвәптин Исраил оғуллири Муса пәйғәмбәрниң үзигә униң шөһрәтлигидин — йоқ қилинидиған шөһрәттин — қаралмиған болса,
8 роһ хизмитидә техиму бүйүгәрәк шан-шөһрәтлик болмамду?
9 Әгәр җазаға хизмәт қилидиған қанунлар жиғиндиси шөһрәткә толған йәрдә, һәққанийлиқниң хизмити шан-шөһрәткә техиму ешип-ташиду.
10 Һәқиқәтәнму, бир заманда даңқи чиққан нәрсә техиму улуғирақ шөһрәт сәвәвидин, бу мәнада өз шәрипидин айрилди.
11 Әгәр йоқ қилинишқа тегишлик нәрсә шөһрәттә киргүзүлгән болса, қалидиған нәрсә нәқәдәр шөһрәттә болиду!
12 Шуңа мошундақ үмүтимиз болғачқа, биз зор сөз әркинлигигә егә болуватимиз.
13 Исраил оғуллири йоқ қилинидиған нәрсиниң ахириға қаримаслиғи үчүн, Муса пәйғәмбәр үзини япқуч билән йепивалғандәк қилмаймиз.
14 Амма уларниң әқли қашаңлашти һәм бу күнгичә шула япқуч кона келишимни оқуғанда ечилмай қеливатиду, чүнки у Мәсиһ түпәйли елиниду.
15 Раст, һазирғичә улар Мусаниң язмилирини оқуғинида, япқуч уларниң қәлблирини йепип туриду.
16 Лекин Йәһваға мураҗиәт қилғанда, япқуч елиниду.
17 Йәһва Худа — Роһ, Йәһваниң роһи болған җайда әркинлик бардур.
18 Биз һәммимиз әйнәкләрдәк, очуқ үзлиримиз билән Йәһваниң шөһритини әкис әттүрүп, Униңға охшап өзгәртилмәктимиз, шөһрәттин шөһрәткә, буни Йәһва — Роһ қилмақта.