Коринтлиқларға 2-хәт 6:1—18

6  Биз Мәсих билән биргә әмгәк қилғач, силәрдин шуни өтүнимизки, Худаниң мол меһирлигини қобул қилип, униң мәхситини әстин чиқармаңлар.  У мундақ дәйду: «Илтипат вақтида Мән сени аңлидим һәм қутқузулуш күнидә саңа ярдәм бәрдим». Мана, һазир алаһидә илтипатниң вақти. Мана, һазир қутқузулуш күни.  Хизмитимиздә һечқандақ нуқсан болмаслиғи үчүн, һечнәрсидә путликашаңға сәвәп қоймаймиз,  әксичә барлиқ җәһәттин өзүмизни Худаниң хизмәтчилиридәк тәвсийә қилимиз: көп нәрсиләрдики тәқабиллиқта, дәртләрдә, муһтаҗлиқта, қийинчилиқларда,  қамчилашларда, зинданларда, топилаңларда, әмгәкләрдә, уйқисиз кечиләрдә, ач қалған вақитларда,  паклиқта, билимдә, узақ сәвирликтә, меһриванлиқта, муқәддәс роһта, сахтисиз меһир-муһәббәттә,  һәқ сөзләрдә, Худаниң күч-қудритидә, һәққанийлиқ қурали билән оң һәм сол қолларда*,  шәрәп һәм шәрмәндә, яхши вә яман инкаслар арқилиқ; алдиғучилардәк, амма бәрибир һәқиқәтчиләр,  намәлумдәк, амма тонушмиз, өлүп кетиватқанлардәк, амма мана, һаяттурмиз, җазаланғанлардәк, амма өлүмгә бәргүзүлмигәнләр, 10  қайғулуқ көрүнсәкму, амма дайим шатланғанлар, кәмбәғәлләрдәк, амма нурғунлирини бейитқанлар, һечнемиси йоқлардәк, амма һәммигә егидарлармиз. 11  Бизниң еғизлиримиз, коринтлиқлар, силәр үчүн ечилди, бағримиз кәңәйди. 12  Көңлүмизниң назук сезимлири силәр үчүн кәң, бәлки өзәңларниң назук сезимлири тар болуватиду. 13  Шуңа шундақла қайтуруңлар — балилиримдәк силәргә ейтиватимән — силәрму назук сезимлириңларда кәңийиңлар. 14  Етиқатсизлар билән тәң әмәс боюнтуруққа четилип қалмаңлар. Чүнки һәққанийлиқниң қанунсизлиқ билән қандақ алақиси болуши мүмкин? Яки йоруқлуқниң қараңғулуқ билән қандақ алақиси бар? 15  Һәм Мәсиһ билән Шәйтанниң арисида қандақму инақлиқ болуши мүмкин? Яки садиқниң етиқатсиз билән қандақ несиви болсун? 16  Һәм Худаниң ибадәтханиси вә бутлар арисида қандақму келишим болсун? Биз — тирик Худаниң ибадәтханиси, У мундақ дегән: «Уларниң арисида яшаймән һәм жүрүмән вә уларниң Худаси болумән, улар болса мениң хәлқим болиду». 17  «“Шуңа уларниң арисидин чиқип кетиңлар һәм улардин айрилиңлар,— дәйду Йәһва,— вә напак нәрсигә әнди тәккүчи болмаңлар” “һәм Мән силәрни қобул қилимән”. 18  “Вә Мән силәргә Ата болумән, силәр маңа оғул-қизлирим болусиләр”,— дәйду Һәммигә Қадир Йәһва».

Изаһәтләр

Яки “һуҗум вә һимайә үчүн”.