Күйләрниң күйи 2:1—17

2  Мән Шарондики зәпран, вадиларда Өсүдиған аддий лалигүлмән».   «Мениң достум қизларниң арисида Тикәнләрниң арисидики лалигүлдәк».   «Ашиғим жигитләр арисида җаңгал Дәрәқлири арисидики алма дәриғидәк. Униң сайиси астида олтиришни пүткүл Вуҗудим билән халаймән вә униң Мевилири мән үчүн қанчилик татлиқ!   У мени шараплар өйигә әкирип, Үстүмдин муһәббәт туғини көтәрди!   Мени үзүм билән қувәтләңлар, алмилар Билән тәскин бериңлар, чүнки мән Муһәббитимдин һошсизлиниватимән.   Униң сол қоли бешимниң астида, Оң қоли болса, мени қучақлимақта.   Һәй, Йерусалим қизлири, җәрәнләр вә Дала кейиклири билән қәсәм ичиңлар, Мениңда өзи оханмиғичә, муһәббәтни Ойғатмайдиғанни вәдә бериңлар.   Мән әзизимниң авазини аңлаватимән! Мана, у келиватиду дөңләрдин сәкрәп, Тағлардин у чүшүватиду.   Сөйүмлүгим кейик яки яш маралға Охшайду. Мана, у тамниң кәйнидә Туруп, деризиләргә қараватиду, Пәнҗириләрдин көрүниватиду.  10  Әзизим мени чақирип: “Тур, муһәббитим, Мениң гөзилим, биллә кәттуқ.  11  Қара, зулмәт қиш өтүп кәтти, Ямғурлар пәсли арқида қалди.  12  Йәрдә гүлләр ечилди. Сайраш пәйти Кәлди вә пахтәкниң үни зиминимизниң Һәр җайида аңлиниватмақта. Үзүмни путаш вақти башланди.  13  Әнҗир йемишлирини ширинға Толтуриватиду вә үзүм ғоллири Гүллинип, хушпурақ чечиватиду. Тур, достум, гөзилим, мениң билән жүр.  14  Кәптирим мениң, қияташниң төшүгигә Мөкүнүвалған, ғарниң астиға йошурунувалған! Маңа үзүңни көрүшкә, үнүңни аңлашқа Пурсәт бәргин, чүнки сениң авазиң мән үчүн Шерин һәм чирайиң интайин йеқимлиқ”».  15  «Биз үчүн түлкиләрни вә уларниң Балилирини тутуңлар, чүнки улар Үзүмзарлиқларға зиян кәлтүриватиду. Үзүмзарлиқлиримиз һазир гүлләнмәктә».  16  «Мениң ашиғим маңа мәнсүп, Мән болсам, униңға. У падисини Лалигүлләр арисида беқиватиду.  17  Һәтта күн башланмай, көләңгиләр Қечип кәтмигичә, сөйүмлүгим, Маңа қайтқина. Чапсанирақ кейик яки Яш марал кәби, бизни бөлүватқан Жириқ тағлардин жүгрәп кәлгинә.

Изаһәтләр