Күйләрниң күйи 3:1—11

3  Орнумда кечилири йетип, мән сөйгиним Тоғрилиқ ойлаттим, уни издәттим, Лекин зади тапалмидим.   Мән туруп, шәһәр арилап маңимән. Кочиларда вә мәйданларда җеним Сөйгинини издиди. Мән уни шунчә Издисәмму, бәрибир тапалмидим.   Шәһәрни арилайдиған күзәтчиләр Маңа учриди. Мән улардин: “Мениң қәдирданимни силәр Көрмидиңларму?”— дәп соридим.   Улардин сәл өткәндә, мән әзизимни Көрүп қалдим. Униңға есилип, анамниң Өйигә әкәлмигичә қоюп бәрмидим. Мени туққан көйүмчан анамниң ички Бөлмисигә уни әкирдим.   Аһ, Йерусалим қизлири, җәрәнләр вә Дала кейиклири билән силәрниң қәсәм Ичишиңларни өтүнимән: өзи халимиғичә Муһәббәтни ойғитип-охатмаңлар».   «Ким чөл тәрәптин чаң түврүклирини Көтирип, мүрмәкки вә хушбой сеғиз Пурақлириға толған болуп келиватиду?»   «Бу Сулайманниң безәлгән зәмбиллиридур. Униң әтрапида 60 ғәйрәтлик әскири, Улар Исраил оғуллиридин җасурлар.   Барлиғи қиличлар билән қураллинип, Җәңләрдә урушушқа тәҗрибиликләр. Һәрқайсиниң биқинида бирдин қилич, Падишани хейим-хәтәрдин сақлайду».   «Бу падиша Сулайманниң мәшһур Зәмбиллири, улар Либан теғидики Дәрәқләрдин ясалған орундур.  10  Униң түврүклири күмүчтин, асаслири Алтундин, орундуғи сөсүн жуң жипидин, Униң ичини ғәмхорлуқ билән Йерусалим Қизлири безигән екән».  11  «Сионниң қизлири, чиқиңлар, Сулайман Падишаға аниси нека күнидә, униң той Күнидә, жүриги шатланған вақитта Тоқуп бәргән таҗисиға қарап беқиңлар!»

Изаһәтләр