Күйләрниң күйи 6:1—13
6 «Сениң сөйүмлүгиң қәйәргә кәтти,
Аялларниң гөзили! Нәгә ашиғиң көзини
Тикти? Кәл, биллә уни издәйли».
2 «Мениң ашиғим өз беғиға кәтти,
Мәлһәм гүлзарлиқларға, бағда
Қойлирини беқиш вә лалигүлләрни
Жиғиш үчүндур.
3 Мән әзизимгә мәнсүп һәм әзизим — маңа.
У гүлләр арисида падисини бақиду».
4 «Сән, муһәббитим,той қизим, Тирсадәк гөзәл,
Йерусалимдәк әҗайип вә туғлириң астида
Турған қошунлардәк һәйвәтликсән.
5 Мәндин көзлириңни алғин, чүнки улар
Мени әсиргә алмақта. Чачлириң Гилиад
Тағлиридин чүшүватқан өшкиләр
Падисини әслитиду.
6 Чишлириң чөмүлүп, судин чиқиватқан
Қойларниң отарисиға охшайду.
Уларниң һәрқайсиниң җүп қозилири
Болуп, арисида қисири йоқ.
7 Сениң мәңизлириң ромалиң астидин
Анарниң икки бөлүгидәк көрүнмәктә.
8 Мәликиләрдин 60, кенизәкләрдин 80
Вә сансиз келишкән қизлар бар.
9 Амма мениң үчүн пәқәт бир сән —
Кәптирим, ялғузум, пак қизим бар.
У анисиниң ялғуз, талланған, қәдир
Сөйүмлүк қизи. Уни қизлар көрүп,
Бәхитлик атайду, мәликиләр билән
Кенизәкләр уни мундақ махтайду:
10 “Ким бу аял, таңдәк парлақ, толум айдәк
Гөзәл, күндәк йоруқ вә туғлар астидики
Қошунлардәк һәйвәтлик?’’»
11 «Мән яңақ беғиға кирдим,
Чимәнзарлиққа қарап беқиш үчүн,
Үзүм ғолиниң гүллинишигә вә анар
Дәрәқлириниң гүллиригә бақтим.
12 Шуниң билән қандақ қилип, хәлқим ичидә
Мәшһур кишиләрниң җәң һарвулири алдида
Болуп қалғинимни байқимидим».
13 «Қайтқин, кәйниңгә қариғин, суламитлиқ қиз!
Қайт, қайт, биз саңа қарап бақайли!»
«Немишкә силәр суламитлиқ қизға
Шундақ қарайсиләр?»
«У Маханаим қош топиниң
Уссулиға охшайдикән!»