Күйләрниң күйи 7:1—13
7 «Аһ, нәқәдәр чирайлиқ сениң путлириң
Сәндәлләрдә, ақсүйәклик қиз!
Сениң соңлириңниң әҗайип шәкиллири
Маһир уста-зәргарниң қолидин чиққан
Зебу-зенәтләргә охшайдикән.
2 Киндигиң — дүгләк қача, униңда
Хушбой шарап түгимисун!
Қосиғиң — буғдайниң лалиләр
Чөрәдигән бир догисидур.
3 Икки көксүң маралниң икки балисидәк,
Җәрәнниң татлиқ гезәклиридур.
4 Бойнуң пил устихинидин ясалған түврүк.
Көзлириң Хешбондики, Батраббим дәрвази
Қешидики көлләргә охшайду, бурнуң
Дәмәшқ тәрәпкә қариған Либан мунариси.
5 Бешиң худди Кармилдәк, чачлириң гоя
Сөсүн жуңдәк. Падиша сениң бөдрә
Чачлириңға ашиқ болуп қалди.
6 Қанчилик сән гөзәл, әҗайип зоқландуридиған,
Мениң муһәббитим! Сениң билән
Болуш — әң улуқ раһәт!
7 Ушбу қәдди-қамитиң палма дәриғигә
Қияс, көксилириң — хорма мевилири.
8 Мән ейттим: “Палмамға чиқип,
Униң мевилиригә есилай’’.
Көксилириң мән үчүн үзүмниң
Сапақлири болсун вә сениң нәпәсиң
Алмиларниң һиди болсун,
9 Еғизлириңдин әң әла шарап ақсун».
«Бу шарап уттур сөйүмлүгимгә ақсун,
Униң калпуклирида назук еқип,
Уни уйқиға салсун.
10 Мән қәдирданимға тәәллуқмән вә
У мениң билән болғуси келиду.
11 Сөйүмлүгим, маңа кәлгин,
Етизларға барайли, өзүмизгә хинә
Гүллири ичидә орун тапайли.
12 Әтигәнлиги туруп, үзүмзарлиқларға
Барайли. Үзүм ғоли бәргиләрни бәрдиму,
Униң гүллири ечилдиму вә анар
Алмилири гүлләндиму, шуни көрәйли.
Шу йәрдә мән саңа ишқимни
Изһар қилип, әркиләймән.
13 Мандрагорлар хуш пурақ чечип,
Ишиклиримиз алдида әҗайип
Мевилирини мол бәрмәктә.
Кона һәм йеңи йемишләрни мән
Сән үчүн, әзизим, сақлап қойдум.