Лавийлар 1:1—17
1 Йәһва Худа Мусани чақирип, учришиш чедиридин униңға мундақ деди:
2 «Исраил оғуллириға елан қилғин: “Әгәр араңларда бирси Йәһваға малдин қурбанлиқ әкәлгүси кәлсә, ушшақ вә қара малдин қурбанлиқ әкәлсун.
3 Әгәр униң қурбанлиғи қара малдин ибарәт көйдүрмә болса, у әркәк, нуқсансиз болуши шәрт; уни әкәлгүчи Йәһваниң илтипатиға еришиши үчүн, учришиш чедириниң кириши алдиға елип кәлсун.
4 Шу чағда у өз қолини көйдүрмә қурбанлиқниң бешиға қойсун: көйдүрмә униңға илтипатни әкелип, униң гуналирини жуйиду.
5 Йәһваниң алдида яш буқини боғузлисун; Һарунниң оғуллири, роһанийлар, униң қенини әкелип, учришиш чедири киришиниң алдида турған қурбангаһниң һәммә тәрипигә қанни сәпсун.
6 Шундақла қурбанлиқниң терисини шилип, мални парчилисун.
7 Һарун роһанийниң оғуллири қурбангаһқа от йеқип, отунларни униң үстигә тизсун.
8 Шуниң билән Һарунниң оғуллири, роһанийлар, шу парчиләрни, баш вә бөрәк яғлирини қурбангаһтики көйүватқан отунларға қойсун.
9 Қурбанлиқниң ички әзалирини вә путлирини суда жуйуп, роһаний буниң һәммисини қурбангаһта көйдүриветиду: бу көйдүрмә, Йәһваға яқидиған хушпурақлиқ қурбанлиқ.
10 Әгәр у кишиниң қурбанлиғи ушшақ малдин, қойлардин яки өшкиләрдин болса, уни әркәк, нуқсансиз малдин әкәлсун.
11 Уни Йәһваниң алдида қурбангаһниң шималий тәрипидә боғузлисун вә Һарунниң оғуллири, роһанийлар, униң қенини қурбангаһниң чөрисигә сәпсун.
12 Униң беши билән бөрәк яғлирини бөлүп, парчилисун һәм роһаний уларни қурбангаһтики отта көйүватқан отунларға қойсун.
13 Ички әзалири билән путлирини суда жуйуп, роһаний буниң һәммисини қурбангаһта көйдүрсун — бу көйдүрмә, Йәһваға яқидиған хушпурақлиқ қурбанлиқ.
14 Әгәр у киши қушлардин Йәһваға көйдүрмә әкәлсә, қурбанлиғини пахтәкләрдин яки яш кәптәрләрдин әкәлсун.
15 Роһаний уни қурбангаһқа әкелип, бешини үзүвәтсун вә қурбангаһта көйдүрүвәтсун, униң қени қурбангаһ темиға төкүлсун.
16 Униң йәмлигини ичидики нәрсилири билән жулувелип, қурбангаһниң шәрқий тәрипидики майлиқ күлгә ташлисун.
17 Шундақла униң қанатлирини тәндин бөлүвәтмәй йерип, қурбангаһта уни көйдүрүвәтсун: бу болса көйдүрмә, Йәһваға яқидиған хушпурақлиқ қурбанлиқ.