Лавийлар 11:1—47
11 Андин Йәһва Муса билән Һарунға мундақ деди:
2 «Исраил оғуллириға мундақ дәйсиләр: “Йәрдики барлиқ малдин мана йәйдиған җаниварлар.
3 Туяқлири иккигә бөлүнгән, ача туяқлиқ вә көшәйдиған һәрқандақ мални истимал қилиңлар.
4 Көшәйдиған җанивардин төгини йемәңлар, чүнки у көшисиму, лекин униң туяқлири ача әмәс: силәр үчүн у һарам.
5 Тағ тошқини көшәйду, лекин туяқлири ача әмәс, силәр үчүн у һарам.
6 Адәттики тошқан көшәйду, лекин туяқлири ача әмәс, силәр үчүн у һарам.
7 Чошқиниң туяқлири чоңқур ача болсиму, лекин көшимәйду, силәр үчүн у һарам.
8 Уларниң гөшини йемәңлар вә җәсәтлиригә тәгмәңлар: силәр үчүн улар һарамдур.
9 Суда болған барлиқ җаниварлардин монуларни истимал қилиңлар: уларда қанатлар вә қасрақ болуши керәк, деңизларда вә дәрияларда яшайдиғанларни йәңлар.
10 Қанатлири вә қасриғи йоқларни, деңизлардиму яки дәриялардиму, суларда яшишидин қәтъий нәзәр йейишкә болмайду: улар һарам.
11 Улар силәр үчүн жиркиничлик болуши керәк, гөшини йемәңлар вә җәсәтлиридин жиркиниңлар.
12 Судики қанатлири һәм қасриғи йоқ барлиқ һайванлар силәр үчүн һарамдур.
13 Қушлардин болса монулардин жиркиниңлар: бүркүттин, тазқарғидин вә деңиз бүркүтидин,
14 сардин, лачинниң барлиқ түрлиридин,
15 һәрқандақ қарғиниң барлиқ түрлиридин,
16 төгиқуштин, үкидин, белиқчи қуштин, шуңқар вә униң түрлиридин,
17 байқуштин, бакландин, қулақлиқ япилақтин,
18 аққуштин, бирғазандин, қумайдин,
19 қақиридин, қотандин униң түрлири билән, һөпүптин вә шәпирәңдин нери болуңлар.
20 Барлиқ йәр беғирлиғучи, қанатлиқ, төртпутлуқ һайванлар силәр үчүн һарамдур.
21 Қанатлиқ, төртпутлуқ йәр беғирлиғучиларниң арисида пәқәт сәкрәш үчүн путлириниң үстидә пақалчәклири барларни йесәңлар болиду.
22 Уларниң арисидин учар чекәткини униң түрлири билән, солам чекәткини униң түрлири билән, қара чекәткини униң түрлири билән вә хагаб чекәткини униң түрлири билән йәңлар.
23 Қалған барлиқ төртпутлуқ, қанатлиқ йәр беғирлиғучилар силәр үчүн һарам.
24 Улардин силәр напак болусиләр: уларниң җәсидигә тәккән һәрқандақ киши кәчқурунғичә напак болиду.
25 Һәрким қолиға уларниң җәсидини алса, кийимини жуюши лазим вә кәчқурунғичә напак болиду.
26 Һәрқандақ туяқлири ача болсиму, лекин чоңқур бөлүниши болмиса вә көшимисә, у силәр үчүн напак: униңға тегип кәткән һәрким кәчқурунғичә таза болмайду. Төртпутлуқ, тапанлирида жүридиған һайванлардин барлиғи силәр үчүн һарам: уларниң җәсәтлиригә тәккән һәрким кәчқурунғичә напак болиду.
27 Төртпутлуқ һайванлардин тапанларида жүридиғанларниң барлиғи силәргә напак: ким уларниң җәсидигә тәгсә, кәчқурунғичә напак болиду.
28 Уларниң җәсидигә тәккән киши кийимлирини жуюветиши керәк, бирақ у кәчқурунғичә напак болиду: бу һайванлар силәр үчүн һарам.
29 Мана, йәр беғирлиғучи җаниварлардин силәр үчүн һарамлар: соқур чашқан, сәкрәйдиған чашқан, кәсләнчүк униң түрлири билән,
30 геккон, йоған кәсләнчүк, тритон, қум кәсләнчүги вә хамелеон.
31 Буларниң барлиғи йәр беғирлиғучилардин силәр үчүн һарамлар. Уларға тәккән һәрким кәчқурунғичә напак болиду.
32 Уларниң җәсидигә тәккән һәрнәрсә: яғач қачиму, кийимму яки терә вә мишкап болсун, улар һарам болиду. Уларни суға кәчқурунғичә чилап қоюш керәк, андин улар пакиз болиду.
33 Әгәр бу напакларниң бирси қандақту бир сапал қачиға чүшүп кәтсә, униң ичидики нәрсә һарам болиду, бу қачини чеқиветиңлар.
34 Һәрқандақ таамға вә ичидиған сүюқлуққа шу қачидин су чачирап кәтсә, улар һарам.
35 Пәшниң вә очақниң үстигә уларниң җәсиди тегип кәтсә, улар силәр үчүн һарам болиду. Уларни бузуп ташлаңлар.
36 Булақтики вә қудуқтики сулар пак болуп қалиду. Ким улардин җәсәтни елип чиқса, у киши һарам болиду.
37 Шундақла, әгәр уларниң җәсиди терилғу уруққа чүшкән болса, у бәрибир таза.
38 Әгәр уруқ суда болса вә униңға җәсәт чүшүп кәтсә, у вақитта уруқ һарамдур.
39 Әгәр силәр үчүн һалал болған малниң җәсидигә тегип кәтсәңлар, кәчқурунғичә напак болусиләр.
40 Ким өлгән малниң гөшини йесә, кийимлирини жуюп, кәчқурунғичә напак болиду; ким униң җәсидигә тегип кәтсә, кийимлирини жуюши керәк, уму кәчқурунғичә напак болиду.
41 Һәрқандақ йәр беғирлиғучи һайван силәр үчүн жиркиничлик, уни йемәш керәк.
42 Барлиқ йәр беғирлиғучилардин, төртпутлуқлардин вә көппутлуқлардин һечқайсини йемәңлар: улар силәр үчүн жиркиничликтур.
43 Җанлириңларни қандақту-бир беғирлиғучи һайван арқилиқ напак қилмаңлар.
44 Сәвәви, Мән Йәһва силәрниң Худайимиңлардур. Муқәддәслиниңлар вә хасийәтлик болуңлар, чүнки Мән Муқәддәсмән, вә өз җанлириңларни беғирлиғучи һайван билән напак қилмаңлар.
45 Мән силәрниң Тәңриңлар болушум үчүн, силәрни Мисир йеридин ачиққан Мән Йәһва. Демәк, муқәддәс болуңлар, чүнки Мән Муқәддәсмән.
46 Мана мал, қушлар, суда үзидиған җаниварлар вә йәр беғирлиғучи һайванлар һәққидиқи қанун.
47 Бу қанун тазини таза әмәстин, һалал җаниварларни һарам һайванлардин пәриқ қилишқа берилгәндур”».